Архип
2008-04-24
24 - Април күни австралийидә елип берилған бейҗиң олимпикиниң мәшәл узутуш паалийитидә, паалийәтни қоллиғучи хитай намайишчилар билән паалийәткә қаршилиқ билдүргән уйғур намайишчилар арисида җедәл чиққан.
2008-04-23
Дуня уйғур қурултийи, вакаләтсиз милләтләр тәшкилати вә америкиниң демократийини илгири сүрүш фонди бирликтә тәшкиллигән 2 - нөвәтлик уйғур рәһбәрлирини демократийә вә инсан һоқуқлири бойичә тәрбийиләш курсиға қатнишиватқан уйғурлар 2008 - йили 4 - айниң 23 - күни германийиниң пайтәхти берлин шәһиридики тарихи мәйданидики брандәнбургәр тор дәрвазисиниң алдида намайиш өткүзди.
2008-04-23
Олимпик мәшили чаршәнбә күни австралийә пайтәхти канберра әтрапидики бир һәрбий айродромға йетип кәлгәндә мәшәлни канберадики бир австралийә йәрлик қәбилисиниң ақсақили күтүвалди. Канберадики мәшәлни йәткүзүш мурасими пәйшәнбә күни өткүзүлиду.
2008-04-23
Бир қисим ғәрб мутәхәсислириниң баян қилишичә, хитай һөкүмити йеқиндин бери, уйғурларни хәлқара террорчилиқ һәрикитигә четиш паалийитини алаһидә күчәйткән болуп ғәрб дөләтлиридә хәлқара террорлуқ тәшкилатлири вә бу тәшкилатларниң әзалири үчүн ишлитиливатқан сөз-ибариләрни уйғурлар үчүн ишлитишкә башлиған.
2008-04-23
Хитай ичи-сиртида давам қиливатқан хитай милләтчилик һәрикәтлирини дуня җамәтчилики диққәт билән көзәтмәктә. Бүгүн вашингитон почтиси гезити, америкида бүгүн, хәлқаралиқ хәвәрләр сәһниси қатарлиқ нопузлуқ ахбарат вастилири, мәзкур һәрикәт һәққидә хәвәр вә муһакимиләр елан қилди.
2008-04-23
21 - 22 - Април күнлири өзбекистан президенти ислам абдуғени оғли кәримоф рәсмий зиярәт билән қазақистан пайтәхти астанада икки күн туруп, президент нурсултан әбиш оғли назарбайеф билән икки дөләтниң коп тәрәплимилик һәмкарлиқ мунасивәтлири мәсилиси һәққидә сөһбәтләр елип барди.
2008-04-23
Хитайниң 'шинҗаң гезити' 4 - айниң 23 - күни елан қилған хәвәрдин мәлум болушичә, қизилсу қирғиз аптоном области йеқинда хитайниң лявниң өлкилик су ишлири назарити билән қизилсу дәрясиниң су енергийә мәнбәсини ечиш келишими түзгән.
2008-04-23
'Шинхуа агентлиқи' бүгүн 4 - айниң 23 - күни, бейҗиң һөкүмитиниң олимпик мусабиқиси башлинишқа 100 күн қалған күндин башлап елип берилидиған тәбрикләш вә тәшвиқат паалийитиниң мәзмунлирини елан қилди.
2008-04-23
Хитайниң олимпик мәшили 4 - айниң 23 - күни австралийигә йетип кәлди. Бирләшмә агентлиқиниң бүгүн камберадин хәвәр қилишичә, 24 - април күни австралийә пайтәхти камберада хитайниң олимпик мәшили йеқилиду.
2008-04-23
Явропа парламентида явропа парламенти тәрәққият комитетиниң әзаси анна мария ханим тәйярлиған хитайға мунасивәтлик бир доклат һазир музакирә қилинмақта.
2008-04-23
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ашлиқ мәһкимиси вфп 22 - апрел күни пүтүн дуняға агаһландуруш елан қилип, дуняда йемәклик баһасиниң һазирқидәк тез өрләп кетиши, буниңдин кейин йүз милйондин артуқ адәмниң ачарчилиқ вә озуқлуқ йетишмәсликкә йүзлинишини кәлтүрүп чиқириши мумкин, дәп көрсәтти.
2008-04-22
Дуня уйғур қурултийи, вакаләтсиз милләтләр тәшкилати вә америкиниң демократийини илгири сүрүш фонди бирликтә тәшкиллигән 2 - нөвәтлик уйғур рәһбәрлирини демократийә вә инсан һоқуқлири буйичә тәрбийиләш курси 2008 - йили 4 - айниң 21 - күни германийиниң пайтәхти берлин шәһиридики холидәй ин меһманханисида тәнтәнилик башланди.
2008-04-22
Һазир бейҗиңда туруватқан язғучи ваң лишуң әпәнди 4 - айниң 21 - күни 'көзитиш җурнили'да бир мақалә елан қилип, буниңдин 1300 йил бурун хитайниң таң сулалиси тибәт ханиға мәликә ятлиқ қилған бир ривайәт һәққидики тәтқиқатини елан қилди.
2008-04-22
Пакистанда ингилизчә нәшр қилинидиған Dawn гезитиниң хәвәр қилишичә, бу йил 18 - април күни, хитайниң пакистан баш әлчиси баянат елан қилип, пакистандики шәрқи түркистан күчлиридин хатирҗәм болалмайватқанлиқини билдүргән.
2008-04-22
Түркийә мәтбуатлирида хотәндә 600 нәпәр аял тутқун қилинип түрмигә қамалғанлиқ тоғрисидики хәвәр арқа - арқидин кәң түрдә тарқалғандин кейин , түркийә хәлқи вә аммиви тәшкилатлар хитайларға болған наразилиқини вә уйғурларға болған һесдашлиқини билдүрүп йиғин вә намайишлар оюштурмақта.