Архип
2008-04-22
11 - Април күни германийә парламенти мәхсус тибәт мәсилиси тоғрилиқ йиғин чақирип, тибәткә ярдәм қилишниң үнүмлүк бир тәдбирлири һәққидә музакирә елип барған иди. Йиғинда германийидики төт чоң партийиниң бири болған йешиллар партийисини мәркәз қилған зор көп сандики парламент әзалири, хитай маллирини байқут қилиш тәшәббусини оттуриға қойған.
2008-04-22
Хитай һакимийәт даирилири вә ахбарат васитилири, тибәттә йүз бәргән вәқәләр вә бейҗиң олимпик тәнһәрикитигә қарши дуняниң һәр қайси дөләтлиридә өткүзүлүватқан наразилиқ һәрикәтлирини өз хәлқигә қандақ йәткүзүватиду?
2008-04-22
Дуня уйғур қурултийи,вакаләтсиз милләтләр тәшкилати вә америкиниң демократийини илгири сүрүш фонди җәмийити бирликтә тәшкиллигән, 2 - нөвәтлик уйғур рәһбәрлирини демократийә вә хәлқара қанун буйичә тәрбийиләш курси 2008 - йили 4 - айниң 21 - күни германийиниң пайтәхти берлин шәһиридә башланди.
2008-04-22
Хоңкоңда чиқидиған "миңбав " гезитиниң хәвәр қилишичә, йәкшәнбә күни, хитайниң йүннән өлкисиниң малипо наһийисидики бир йеза аһалиси билән сақчилар оттурисида йүз бәргән тоқунушта, икки киши сақчилар тәрипидин етип өлтүрүлгән вә 20 дин артуқ адәм яриланған.
2008-04-22
Сәйшәнбә күни тәйвән һөкүмити, хитайниң кәлгүсидә тәйвәнни ишғал қилиш һәрикитигә қарши, һәрбий маневир башлатти. Хәвәрләргә қариғанда, бу қетимқи һәрбий маневир бир хитай содигәрләр өмики мәбләғ селиш мәқситидә тәйвәнни зиярәт қиливатқан бир мәзгилгә тоғра кәлгән.
2008-04-22
Хитайда, ғәрб дөләтлири вә мәтбуатиниң болупму, франсийә һөкүмитиниң тибәт мәсилисидә тутқан позитсийиси вә бейҗиң олимпик мәшилиниң париж дин өтүши җәрянида йүз бәргән вәқәләр гә қарши наразилиқ намайишлири елип бериливатқан бир пәйттә, париж шәһәрлик һөкүмитиниң, тибәтләрниң диний вә сиясий даһиси далай ламаға пәхри вәтәндашлиқ бәргәнлики, бейҗиң һөкүмитини қаттиқ ғәзәпләндүрди.
2008-04-22
Сәйшәнбә күни хитай һөкүмити, америка ташқи ишлар минстирлиқиниң ярдәмчи министири, павла добриянскиниң далай лама билән көрүшкәнликигә наразилиқ билдүрди.
2008-04-21
23 - Март хотән аяллар намайишида тутқун қилинғанларниң әһвали һәққидә бүгүн йәни 21 - април күни һөкүмәт даирилиридин йәнә бир рәт әһвал игилидуқ. Бүгүнки игилишимиздә тутқунлардин бириниң һамилдар аял икәнлики, ай - күни йеқинлишип қалған болғачқа сорақ җәрянида җиддийлишип һушидин кәткәнлики ашкариланди.
2008-04-21
Америка ярдәмчи ташқи ишлар министири, президент бушниң тибәт мәсилисидики алаһидә вәкили павла добрияниский дүшәнбә күни мичиган штатида тибәт роһаний даһиси далай лама билән көрүшүп, буш һөкүмитиниң тибәт вәзийитигә алаһидә диққәт қилидиғанлиқини вә мунасивәтлик тәрәпләрниң өзини тутувелишини тәләп қилди.
2008-04-21
Русийә аммиви ахбарат васитилирида қирғизистан пайтәхти бишкәк шәһиридә 20 - април күни русийә һәрбий хадимлириниң қирғизистан ички ишлар хадимлириниң һуҗумиға учриғанлиқи һәққидә хәвәрләр тарқалди. Русийә учурлирида ейтилишичә, 20 - април күни қирғизистан сақчилири бишкәк шәһири йенидики русийә һава армийә базисиниң үч нәпәр офитсери һәйдигән машинини тосуп, уларға оқ чиқарған һәм уларни уруп яридар қилған.
2008-04-21
Баш оргини дарамсаладики 'тибәт иттипақи' ниң 4 - айниң 21 - күни елан қилған баянатиға қариғанда, һазир тибәт диний затлири ичидә хитай коммунист һөкүмитигә болған қаршилиқ әң күчлүк. Баянатта ейтилишичә, хитай һәрбий қисимлири 4 - айниң 14 - күни чопил таши ибадәтханисидин 3 диний затни, 4 - айниң 15 - күни шитсаң ибадәтханисидин 18 диний затни, 16 - күни йәнә 4 диний затни, 17 - күни наланда ибадәтханисидин 2 диний затни бивастә тутуп кәткән.
2008-04-21
Д у қ иҗраийә комитетиниң кеңәйтилгән йиғини 20 - април күни германийиниң берлин шәһридә чақирилди. Бу йиғинға америка, франсийә, оттура асия түркий җумһурийәтлири вә түркийә қатарлиқ 13 дөләттин кәлгән 49 вәкил қатнашти.
2008-04-21
Хитайниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси гов шияң бу йил 18 - април җүмә күни түркийиниң пайтәхти әнқәрә шәһридә ахбарат йиғини ачқан, у ахбарат йиғинида тибәт мәсилиси вә шәрқий түркистан азадлиқ һәрикәтлири тоғрисида мухбирларға мәлумат бәргән.
2008-04-21
Дубәйниң " әл җәзирә" телевизийә қанили 2008 - йили 21 - април күни "хитай дөлити пуқралириниң һиҗрәтлиридин раһәтсизләнмәктә " дегән темида хитайлар тоғрулуқ мәхсус программа сунған.
2008-04-21
Һазир германийиниң берлин шәһиридә уйғур сиясий паалийәтчилирини тәрбийиләш курсиниң илмий муһакимә йиғинға қатнишиватқан уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, хитай һөкүмити йеқиндин буян оттуриға қоюватқан уйғурларниң бу йил хитайда өткүзүлидиған бейҗиң олимпикигә террорлуқ һуҗуми тәһдити шәкилләндүргәнликидин ибарәт әйибләшлиригә рәддийә бәрди.