Архип
2008-05-12
Хитай дөләт рәиси ху җинтавниң 5 күнлүк японийә сәпиридә ху җинтав вә униң һәмраһлири ойлап бақмиған бир мәсилигә дуч кәлгән иди. У болсиму хитай түрмисидики уйғур тарихшунас тохти музатниң мәсилиси иди.
2008-05-12
Financial Times Гезитиниң 8 - май санида, тибәт мустәқиллиқиниң қануний асаси һәққидә бир парчә мақалә елан қилинди. Мақалиниң аптори Paul Harris хоңкоңлуқ бир адвокат. У мақалисидә 1951 - йили тибәт билән хитай арисида түзүлгән 17 маддилиқ шәртнамә вә б д т шәртнамисиға асаслинип туруп, тибәт мустәқиллиқ һәрикитиниң қануний асасиниң косованиңкидинму күчлүк икәнликини оттуриға қойди.
2008-05-12
10 - Май күни тибәт әркинлик мәшили канаданиң ванкувер шәһригә йетип кәлди. Бу күни канаданиң ванкувер шәһридики уйғурлар тибәтликләр билән биллә, хитай консулханисиниң алдида өткүзүлгән наразилиқ намайишқа қатнашти.
2008-05-12
2000 - Йилларниң бешида, хитайниң гумран болидиғанлиқи яки коммунист хитай һөкүмитиниң йәнила мәвҗут болуп туридиғанлиқи һәққидә илмий муназирә башланған иди. Шаңхәйдә 10 йил хәлқара иқтисадий мәсилиләр буйичә адвокат болуп турған, америка станфорд университетиниң иқтисадшунас тәтқиқатчиси гордон чаң әпәнди иқтисадий мулаһизә арқилиқ, хитайниң муқәррәр гумран болидиғанлиқини пәрәз қилип 'хитай гумран болуш алдида' дегән китабни язған иди.
2008-05-12
Түркийиниң оттура қисмиға җайлашқан әң чоң вилайәтләрдин бири болған сивас вилайити сивас шәһиридики йеңишәһәр лисәси йәни йеңишәһәр толуқ оттура мәктипидә уйғурларни тонуштурған көргәзмә ечилди.
2008-05-12
Сәуди әрәбистанида чиқидиған "әл дәвәт" җурнилиниң 2008 - йили 3 - май санида, " хитай немә үчүн африқиға йүзлиниду " дегән мавзуда бир мақалә елан қилинған.
2008-05-12
12 - Май дүшәнбә күни, ғәрбий җәнуби хитай районлирида йүз бәргән еғир йәр тәврәштә миңлиған адәм өй - маканлиридин айрилған болса, хәвәрләргә қариғанда, апәттә өлгәнләрниң сани һазир 8 миңдин ашқан болуп, бу сан барғанчә көпәймәктә икән.
2008-05-12
Тәйвән дөләт мудапиә министирлиқи дүшәнбә күни, хитай тәрәпниң тәйвән билән йүз берип қилиш еһтималлиқи болған урушта америка тәрәпниң қол тиқишиға тақабил туруш үчүн дөләт мудапиәси җәһәттики һәрбий һазирлиқларни кеңәйтиватқанлиқини илгири сүргән бир тәпсилий доклат елан қилған.
2008-05-12
Һазир хитай һөкүмити җәнубий уйғур илидә йәр асти сү мәнбәсини кәң көләмлик ечишқа тутуш қилған болуп, тәңритағ торида көрситилишичә, йәрлик һөкүмәт даирилири 2008 - йилидин 2010 - йилиғичә, мәзкур қурулушқа 100 милярд йүәндин артуқ мәбләғ аҗиритидикән.
2008-05-12
Әнгилийә баш вәзири гордон бравн 23 - май лондонда тибәтләрниң роһани даһийси далай лама билән көрүшидиған болуп, әнгилийә һөкүмәт әмәлдари, мәзкур учришиш диний мәсилиләрни чөридигән асаста елип берилғанлиқини, сиясий түс берилмәйдиғанлиқини илгири сүрди.
2008-05-12
Дүшәнбә күни шаңхәйдә зиярәттә болуватқан америка сағламлиқ вә аммиви мулазимәт министири майк левит америкиға импорт қилинидиған йемәк - ичмәк, дора - дәрмәк вә башқа мәһсулатларниң техиму қаттиқ сүпәт тәкшүрүш өткилидин өткүзүлүши керәкликини билдүрди.
2008-05-11
Тибәткә чегридаш непалниң пайтәхти катмандуда 11 - май күни тибәтләргә әркинлик тәләп қилип, намайиш қилған аяллар сақчилар тәрипидин тарқитилип, 500 дин артуқ тибәтлик аялниң қолға елинғанлиқи хәвәр қилинди.
2008-05-11
3 - Май күни бермада йүз бәргән қаттиқ боран - чапқун зәрбисигә учрап, вәйран болған пуқраларниң күни еғирлашмақта. Қутулуп қалғанлар йемәк - ичмәк, ичимлик су вә дора - дәрмәкләргә муһтаҗ болуп, бирма һөкүмити һазирға қәдәр хәлқаралиқ қутқузуш хадимлириниң бу җайларға инсанпәрвәрлик ярдәмлири билән киришигә тосқунлуқ қилмақта.
2008-05-11
Түркийә һәрбий тәрәп түркийә һава армийисиниң йәкшәнбә күни ирақниң шималидики курдларниң қораллиқ гуруппилири җайлашқан нуқтиларға һуҗум қозғиғанлиқи, һуҗумчи айропиланларни һәмдә еғир топларни ишқа селип, п к к унсурлирини бомбардиман қилғанлиқини ашкарилиған.
2008-05-11
Бейҗиң олимпик мәшили уйғур елиниң қәшқәр тәвәсидин өткәндә, уни көтүрүшкә бәлгиләнгәнләрниң бири компартийиниң диний сияситини тәшвиқ илиш үлгиси таҗик миллитидин болған моллам әзиз аблиз болса, униңдин башқа йәнә төт нәпәр азадлиқ армийә җәңчисини қутулдуривалған почта аптомобили шопури һашимҗан сәләйдур.