Архип
2008-05-09
4 - Ай ичидә хитайда тавар буюмлириниң завут баһасиниң өрлиши йәнә йеңи рекорт яратқан. Бу келәр һәптидә елан қилинидиған тавар буюмлириниң базарда сетилиш баһаси йәни истимал баһасиниң көрсәткүчигә зор бесим шәкилләндүрүши мумкин, дәп қаралмақта.
2008-05-09
Мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийи җүмә күни хитай даирилирини олимпик мәшилиниң уйғур райониға йетип кәлгәндики бихәтәрликини баһанә қилип, йәрлик җайларда һәрбий идарә қилиш тәдбирлирини йолға қоюш билән әйиблиди.
2008-05-08
Америка дөләт мәҗлисидә алдинқи күни испат бериш йиғини өткүзүлүп, афғанистандики терроризмға қарши туруш һәрикитидә хитай билән һәмкарлишишниң мумкинчилики үстидә тәрәпләрниң пикири елинди.
2008-05-08
Бүгүн тибәтләрниң тағқа ямишиш маһири серин ванмо ханим хитайниң олимпик мәшилини дунядики әң егиз пәллиси болған җумулаңма чоққисиға йәткүзди. Үрүмчидә болса хитайниң 'тәңритағ тори' да, "буниңдин 9 йил бурун америка башчилиқидики нато тоғра нишанланған башқурулидиған бомба билән югуславийидә хитай әлчиханисиниң хадимлирини вәһшийләрчә партлитип өлтүргән иди, бүгүнки күндә ғәрб учур вастилири йәнә, тибәт мустәқилчилирини қоллап, бейҗиңда өткүзүлидиған олимпик мусабиқисиға бузғунчилиқ қиливатиду, шу сәвәбтин җуңгода 'вәтәнпәрвәрлик' хаһиши юқири өрләватиду," дәп тәсвирләп бир мақалә елан қилди.
2008-05-08
Далай ламаниң вәкили лоди гариниң пәйшәнбә күни дарамсалада өткүзгән ахбарат елан қилиши йиғинида билдүрүшичә, тибәт тәрәп сөһбәттә 3 түрлүк тәклип оттуриға қойған. Тәклипләрниң биридә , хитайниң нөвәттә тибәттә давамлаштуриватқан бастуруш һәрикәтлирини тохтитишни вә мәһбусларни қоюп беришни тәләп қилған.
2008-05-08
Японийиниң санкәйи гезити 5 - айниң 8 - күнидики санида японийиниң алдинқи нөвәтлик баш вәзири абә әпәндиниң ху җинтавдин 10 йилдин буян хитай түрмисидә йетиватқан токйо университетиниң доктор аспиранти тохти туниязни қоюп беришни тәләп қилғанлиқи һәққидики хәвәргә йәр бәргән.
2008-05-08
Бу йил 3 - айниң 3 - күни уйғур вәтинидә „вәтәнпәрвәр диний затларни тәрбийиләш курси" йолға қоюлған иди. Уйғур сиясийонлири хитайниң бу һәрикитини „миңә тазилаш оператсийиси" дәп атиди. 5 - Айниң 1 - күнидин башлап, йәнә 26 - қетимлиқ "милләтләр иттипақлиқи ейи паалийити" йолға қоюлди.
2008-05-08
2008-Йили 7- май күни қатарниң " әл җәзирә" телевизийә қанили" хитай рәиси ху җинтавни японийидики тибәтләр билә н уйғурлар хитайға қарши намайиш билән күтүвалди " дегән темида бир хәвәр елан қилған.
2008-05-08
Бу йил мартниң башлиридин башлап хитайниң бәзи өлкилиридә тарқилишқа башлиған әҗәллик балилар вируси һазирға кәлгүчә 30 нәпәр балиниң җениға замин болған болуп, бирләшмә агентлиқиниң көрситишичә, сәһийә - сақлиқини сақлаш хадимлири бу хил вируста юқумланғанларниң саниниң 20 миңдин ашқанлиқини билдүргән.
2008-05-08
Өткән бир йилда хитайниң явропа әллиридики полат сетиш обороти бир һәссә ашқан болуп, нәтиҗидә бу хил һаләт явропадики полат - төмүр ишләпчиқарғучи ширкәтләрниң содисиға зиян көрсәткән болғачқа, пәйшәнбә күни явропа иттипақи хитай явропа базарлирида полат баһасини қанунсиз һалда төвәнлитип сатқан болиши мумкин дәп гуман қилип бу һәқтә тәкшүрүш елип баридиғанлиқини билдүргән.
2008-05-08
Бу йил хитайда өткүзүлидиған бейҗиң олимпики мәшили нурғун тосқунлуқ вә наразилиқ намайишлири билән дуняни айлинип хитайға қайтип кәлгәндин кийин, хитай ичидики мәшәл йәткүзүш сәпирини башлиған.
2008-05-08
Бейҗиң олимпики йеқинлап келиватқан болсиму, хитай һөкүмити илгири вәдә қилған ахбарат вә интернет әркинликидин техи шәпә көрүнмәйватқан болуп, 8 - май хитай һөкүмәт хадимлири бу нөвәтлик олимпик җәрянида интернет алақисиға болған көзитишни тохтитиш җәһәттә капаләт берәлмәйдиғанлиқини билдүргән.
2008-05-08
Америкиниң калифорнийә штатиға җайлашқан кишилик һоқуқ җәмийити дүйхуа фонди җәмийити мураҗиәтнамә елан қилип, хитай һөкүмитидин бу нөвәтлик олимпик мунасивити билән хитайда узун йиллардин бери түрмидә йетиватқан һәмдә қоюветилсә җәмийәт бихәтәрликигә тәһдит салмайдиған мәһбусларни кәчүрүп қилишини тәләп қилди.
2008-05-07
Түнүгүн йәни 6 - април күни, америка авам палатасиниң ташқи ишлар комитетиниң инсан һәқлири вә хәлқара тәшкилатлар комитети гуваһлиқ бериш йиғини өткүзди. Йиғинниң темиси, " гүәнтанамодики хаталиқ - америка образиниң дәхлигә учриши" болуп, йиғинда, гуәнтанамо'да тутуп туриливатқан уйғур, өзбәк вә алҗирийилик болуп мәһбусларниң адвокатлири пикир баян қилди.
2008-05-07
7 - Май совет иттипақи парчиланғандин кейинки русийә федератсийисиниң тарихидики муһим күн. Бүгүн москвада йеңи президент дмитрий медведевниң қәсәм берип вәзипә тапшурувелиш мурасими өткүзүлүп, путинниң 8 йиллиқ президентлиқ дәвригә хатимә берилди.