Архип
2008-05-06
Сәйшәнбә күни японийигә қаратқан зияритини башлиған хитай дөләт рәиси ху җинтав, хитай һөкүмитиниң тибәттики бастуруш һәрикити вә уйғурларға қаратқан бесимини әйиблигән миңлиған кишиниң наразилиқ һәрикәтлиригә дуч кәлди.
2008-05-06
Хитай һөкүмити сәйшәнбә күни, далай ламаниң вәкиллири билән өткүзүлгән сөһбәтниң давамлишиши үчүн, далай ламаниң тибәтниң мустәқиллиқи үчүн елип бериватқан һәрикитини тохтитиши вә тибәтликләрни хитай һөкүмитигә қарши қозғилаң көтүрүшкә үндимәслики керәкликини оттуриға қойди.
2008-05-05
4 - Май күни тибәт роһаний даһийси далай ламаниң хусусий әлчилири лоди гәрри билән гесаң җәнзаң хитай компартийиси мәркизий комитети бирликсәп бөлүминиң икки нәпәр муавин башлиқи җу вейчүн вә тибәт миллитидин болған сита оттурсида шенҗиндики бир алий меһманханида бир күнлүк ғәйри рәсмий сөһбәт елип берилди.
2008-05-05
Бу йил 21 - апрелдин 24 - апрелғичә германийә пайтәхти берлинда уйғур рәһбәрлирини тәрбийиләш семинари өткүзүлгән иди. Нөвәттә йиғинға қатнашқан уйғур паалийәтчилири йиғин роһини өзлири турушлуқ дөләтләрдики уйғур паалийәтчилиригә, аммиға йәткүзмәктә. Йиғин қатнашчилиридин көрәш атахан әпәнди түнүгүн, берлин семинаридин бәзи учурлар намлиқ мақалә елан қилип йиғин тәсиратини баян қилди.
2008-05-05
3 - Май күни норвегийиниң пайтәхти осло шәһиридә норвегийә уйғур комитетиниң орунлаштуруши билән хитайда өткүзүлмәкчи болған олимпикқа қарши наразилиқ намайиши өткүзүлди.
2008-05-05
Шәрқтики ят әлләрдә яшайдиған, уйғурлар билән тарихий туққанчилиқи бар, дәп қарилидиған топлар ичидә хунәндики җйән фамилиликләрни билидиғанлар аз әмәс. Йеқиндин бери хунәнниң мйәнчи наһийидики лю фамилилик бир топниң уйғурлар билән туққанчилиқи барлиқини илгири сүргәнләр болди.
2008-05-05
Дуня уйғур қурултейиниң австралийидики вәкили һүсән әпәнди 4 - айниң 24 - күни австралийиниң камбера шәһиридә өткүзүлгән олимпик мәшилини узутуш паалийитидә, қизил байрақ көтүргән хитайлар билән уйғурлар оттурисида йүз бәргән сүркилишниң тәпсилатини вә австралийиликләрниң қизил байрақ көтүргәнләргә қарита қандақ инкаста болғанлиқини сөзләп бәрди.
2008-05-05
3 - 4 - Май күнлиридә әнқәрәдики бүйүк анадолу меһманханисида 2 - нөвәтлик йөрк түркмән бүйүк қурултийи чақирилди. Түркий милләтләр тәшкилатлири бирлики, түркийә хәвпсизлик истратегийә тәтқиқат мәркизи вә түркийәм җәмийити ортақлишип өткүзгән бу қурултайға оттура асия түркий җумһурийәтлири, ирақ, иран, кафказийидин кәлгән түркий милләтләрниң вәкиллири, түркийиниң һәр қайси җайлиридин кәлгән вәкилләр болуп 800 әтрапида киши қатнашқан.
2008-05-05
Тибәт мәсилиси үстидә сөһбәт елип бериватқан хитай һөкүмәт хадимлири вә далай лама вәкиллири 4 - май сөһбитини аяғлаштурған һәмдә бу мәсилиләр үстидә келәр қетим йәнә сөһбәт өткүзүшкә келишкән болуп, бирләшмә агентлиқида көрситилишичә, бу, йеқинда тибәттә елип берилған һөкүмәткә қарши намайиштин кейин шәкилләнгән җиддийчиликни пәсәйтиштә пайдилиқ рол ойнайдикән.
2008-05-05
Дуня уйғур қурултийи рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң йетәкчиси рабийә қадир ханим франсийә агентлиқиниң зияритини қобул қилип, олимпик мәшәл йәткүзүш паалийити уйғур елигә йетип келиш алдида, йәрлик хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш һәрикитини күчәйткәнликини билдүрди һәмдә мәзкур паалийәтниң уйғур елидә өткүзүлмәслики керәкликини тәләп қилди.
2008-05-05
Бейҗиң олимпик йиғини йеқинлишип кәлгәнсери хитай һөкүмәт тармақлири тйәнәнмен мәйданидики бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтишкә башлиған.
2008-05-05
5 - Май дүшәнбә күни, хитайниң шаңхәй шәһиридә йүз бәргән аптобусқа от кетиш вәқәсидә 3 адәм өлгән вә нәччилигән адәм яриланған болуп, хитай һөкүмәт тармақлириниң билдүрүшичә, от кетиш мәлум бир йолучи аптобусқа елип чиққан "асан көйидиған буюм" сәвәбидин келип чиққан икән.
2008-05-05
Бу йил мартниң башлиридин буян хитайда тарқилишқа башлиған әҗәллик балилар вирусида бүгүнгә қәдәр нәччә миң бовақ вә өсмүр юқумланған болуп, хәвәрләрдин мәлум болушичә, онлиған бовақ мәзкур вируста қаза қилған.
2008-05-04
29 - Арил күни қазақистанниң җамбул области "қазақистан - хитай" тәбиий газ туруба йоли қурулуш мәсилисини музакирә қилинған.
2008-05-04
Хитай һөкүмитиниң тәклипи билән 3 - май күни хоңкоң арқилиқ шенҗен шәһиригә кәлгән тибәт роһаний даһийси далай ламаниң хусусий әлчилири лоди гәрри билән гесаң җанзаң 4 - май күни хитай компартийиси мәркизий комитети бирликсәп идарисиниң икки нәпәр муавин башлиқи җу вәйчүн вә тибәт миллитидин болған сита билән көрүшүп, ғәйри рәсмий сөһбәт елип барған.