Архип
2008-05-27
Америка һөкүмәт хадимлири, америка билән хитай оттурисида қайтидин башланған кишилик һоқуқ сөһбитиниң үнүмлүк нәтиҗә бәрмигәнликини билдүрди.
2008-05-27
Әйдиз кесәлликиниң уйғур елидики зәһәрлик чекимлик чәккүчиләр арисидики тарқилиш әһвали һәққидә тәкшүрүш елип бериватқан, америкиниң пәнсилвения университети әйдизниң алдини елиш тәтқиқат мәркизиниң дериктори, дивид мәзгәр әйдиз кесәлликиниң уйғурлар үчүн бир апәткә айланғанлиқини билдүрди.
2008-05-27
Америка һөкүмәт хадимлири, америка билән хитай оттурисида қайтидин башланған кишилик һоқуқ сөһбитиниң үнүмлүк нәтиҗә бәрмигәнликини билдүрди.
2008-05-27
5 - Айниң 22 - күни гуаңдуң өлкилик һөкүмәт бинаси алдида 50 кә йеқин уйғур әриздар тенч йосунда, өзлириниң хитай өлкисидә дуч келиватқан тәңсизликлири үстидин наразилиқ билдүрүп намайиш қилған.
2008-05-27
Хоңкоңдики җуңго кишилик һоқуқ вә демократийә учур мәркизи бүгүн, уйғур елиниң хотән вилайәтлик тәптиш идариси әйибләш бөлүминиң " дөләтни парчилашқа қутратқулуқ қилиш" дегән җинайәт билән 14 кишини әйибләп қолға алдурғанлиқини, әйибләнгүчиләр ичидә 3 нәпәр оттура мәктәп оқуғучиси бар икәнликини ашкарилиди.
2008-05-27
Хитай һөкүмити, уйғур хирситиан мурити алимҗанни " дөләт бирликини парчилашқа қутратқулуқ қилған, чегра сиртидикиләрни дөләт мәхпийәтлики билән тәминлигән" дегән җинайәтләр билән әйибләп, 27 - май күни қәшқәр вилайәтлик оттура хәлқ сот мәһкимисидә, йепиқ сот шәклидә сот қилған.
2008-05-26
Америка - хитай арисидики кишилик һоқуқ сөһбитини әслигә кәлтүрүш қарари америка ташқи ишларминистири кондализа райисниң бу йил 2 - айдики бейҗиң сәпиридә қобул қилинған болуп, хитай ташқи ишларминистири яң җйечи райисниң шу қетимқи зияритидә сөһбәтниң әслигә келидиғанлиқини билдүргән иди.
2008-05-26
Советләр иттипақи йимирилгәндин кейин, йеңи мустәқил болған бир қисим сабиқ совет иттипақи җумһурийәтлири 70 йиллиқ совет түзүмигә һәмдә бу түзүм тәрипидин қариланған һәм җазаланған тарихий шәхсләр, тарихий - сиясий вәқәләр вә башқиларға йеңиваштин баһа бериш шуниңдәк тарихий шәхсләрниң намини әслигә кәлтүрүш елип бармақта. Әнә шуларниң қатарида оттура асия җумһурийәтлириму бар. Бүгүнки күндә қазақистан 20 - әсирдики мәшһур шәхсләрдин бири мустапа чоқайниң намини улуғлимақта.
2008-05-26
Тибәт диний даһийси далай лама бу йил 24 - май күни, әнглийидә чиқидиған Guardian йәни муһапизәт гезитиниң зияритини қобул қилди. Зиярәт давамида у, хитайниң олимпиктин кейин, тибәткә бир милйон нопус йөткәшни пиланлаватқанлиқини, әгәр бу пилан әмәлийләшсә, тибәттә аптономийини йолға қоюшниң әһмийити қалмайдиғанлиқини оттуриға қойди.
2008-05-26
Австралийидә туруватқан һүсән әпәндиниң ейтишичә, түнүгүн австралийиниң седний шәһиридә өткүзүлгән бир қетимлиқ балилар сәнәт кечиликидә балилар үчүн ианә топланған, топланған ианә пүтүнләй мәктәпләргә тәқдим қилинған.
2008-05-26
Йәкшәнбә күни, канаданиң торонто шәһиридә "чәтәлдә аяллар дуч келидиған мәсилиләр вә уйғур аяллириниң һоқуқлири" намлиқ муһакимә йиғини өткүзүлди.
2008-05-26
Дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири бурундин тартип дуняниң һәр қайси дөләтлиридә һәр хил йоллар билән уйғур мәсилисини дуня җамаәтчиликигә аңлитишқа алаһидә әһмийәт берип кәлмәктә. Бу мәқсәт билән дуня уйғур қурултийи муавин башлиқи, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити башлиқи сейит түмтүрк әпәнди, түркийиниң сивас тирабзон вә гирәсун вилайәтлиридә бир йүрүш паалийәтләргә қатнишип уйғур мәсилисини түрк җамаәтчиликигә аңлатмақта.
2008-05-26
Дубәйниң " әл әрәбийә" телевизийә қанилида 2008- йили 26- май күни елип берилған бир сөһбәттә сәуди әрәбистанлиқ иқтисадшунас доктор әли қаһтаний сәуди әрәбистан базарлирини қаплап кәткән хитай бала оюнчуқлири үстидә " хитайниң оюнчуқлири вә пәрзәнтлиримиз" дегән мавзуда тохтулуп өтти.
2008-05-26
Шветсийә дунядики дөләтләрниң инсан һәқлири әһвали һәққидә доклат елан қилидиған иккинчи бир дөләттур. Шветсийә һөкүмити тәрипидин елан қилидиған бу доклат шветсийә ташқи ишлар минстирлиқи тәрипидин тәйярлинип, елан қилинидиған болуп, һәр иккинчи йилниң биринчи пәслидә һөкүмәт тор бетидә елан қилиниду.
2008-05-26
Йеқинда шветсийә ташқи ишлар министирлиқи дунядики дөләтләрниң кишилик һоқуқ әһвали һәққидә 2007 - йиллиқ доклатини елан қилған болуп, мәзкур доклатта хитайниң кишилик һоқуқ хатирисигиму көп орун берилгән һәмдә уйғурларниң дәпсәндә қилиниватқан кишилик һоқуқ мәсилисиму алаһидә тилға елинған.