Архип
2008-05-23
Б б с ниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити бүгүн 5 - айниң 23 - күни елан қилған санлиқ мәлуматларға қариғанда, сичүәндә йүз бәргән йәр тәврәштә 5 милйон 460 миң өй өрүлгән, 6 милйон өй зәхмиләнгән. 55 Миң 740 адәм өлгән, 292 миң 481 адәм яриланған. Техичә из - дерәксиз турған адәм сани 24 миң 960 нәпәр.
2008-05-23
Йеқинқи йиллардин бери, уйғур мәсилисиниң дуня мәтбуатлирида давамлиқ һалда йәр елиши, түрк мәтбуатлириниң диққәт етибариниму уйғур мәсилисигә буриди. Мушу икки йил ичидә түркийә дөләт телевизийисидә бирқанчә һөҗҗәтлик филим ишләнгәндин башқа, даңлиқ жорналистлар программилирида уйғур мәсилисиниму давамлиқ һалда тилға елишқа башлиди.
2008-05-23
2008 - Йили 21 - 22 - март күнлири түркийә - асия истратегийә вә тәтқиқат идарисиниң уюштуруши билән хәлқаралиқ түркийә - асия қурултийиниң 3 - қетимлиқ йиғини истанбул шәһридики җаваһир меһманханисиниң йиғин залида ечилди. Бу қурултайға , "асияда бихәтәрлик вә истратегийә һәмкарлиқи хитай, һиндистан вә русийә "дәп мавзу қоюлған.
2008-05-23
Канада һөкүмитиниң алаһидә қутқузғучи қисмини сичүәндики апәткә учриғанларни қутқузушқа әвәтиш тәлипи хитай даирилири тәрипидин рәт қилинди. Канада һөкүмитиниң билдүрүшичә,сичүәндә йәр тәвригәндин кейин, канада дәрру хитай тәрәпкә,апәткә учриғанларни қутқузушқа ярдәм бериш үчүн канаданиң алаһидә қутқузғучи қисимини әвәтишни халайдиғанлиқини билдүргән,әмма хитай даирилири бу тәләпни рәт қилған.
2008-05-23
Америка әдлийә министирлиқи алдинқи күни елан қилған бир доклатта, хитай сорақчилириниң 2002 - йили гүәнтанамо арилиға келип уйғур тутқунларни тергав қилиш вәқәсидә америка әскәрлириниң уйғурларни яваш қилип бәргәнлики яки хитай сорақчиларниң тутқунларни ач қоюшиға йол қойғанлиқи илгири сүрүлди.
2008-05-23
Русийә федератсийисиниң, това җумһурийитидики қәдимқи уйғур қорғанлиридин терихол қорғини дәвримизгә қәдәр сақлинип қалған уйғурларға аит бир қәдәр мукәммәл қәдими асарә әтиқиләрниң бири һесаблиниду.
2008-05-23
Әнглийидә зиярәттики тибәт роһани даһиси далай лама билән әнгилийә баш министири гордон бровен ( Gordon Brown ) җүмә күни әнгилийә кантербарий ( Canterbury ) архибишопиниң рәсми қонуқида сөһбәт өткүзгән болуп, әнгилийә баш министирлиқ ишханиси " сөһбәтниң наһайити иллиқ вә иҗабий " өткәнлики вә әнгилийиниң хитай билән тибәтни яраштуруш йолида күч чиқиришқа вәдә қилғанлиқини билдүрди.
2008-05-23
Русийә президенти дмитри медвидевниң ( Dmitry Medvedev ) хитай зияритидә, хитай билән русийә җүмә күни бир милярд долларлиқ ядро һәмкарлиқ келишими имзалап, америкиниң башқурулидиған бомба мудапиә пиланиға қарши бир мәйданда мустәһкәм туридиғанлиқини ипадилиди.
2008-05-23
Хитай даирилири йеқинда буйруқ чүшүп, хитайчини асас қилип чиқидиған уйғурларниң әң аммивилиққа игә тор бекәтлиридин "уйғур торда" яки уйғурчә нусхиси " уйғурбиз" дегән намда чиқидиған тор бекитини пичәтлигән.
2008-05-22
Канада пуқраси, уйғур паалийәтчи һөсәйин җелил бәзи бөлүмлири, пәйшәнбә күни канаданиң даңлиқ гезити һесабланған глоб енд мел гезитидә нәшр қилинған хетидә түрмидики әһвали һәққидә бир қәдәр толуқ мәлумат бәргән һәмдә әркинликкә чиқиш тоғрисидики үмидварлиқиниң күнсири азийиватқанлиқини ипадилигән.
2008-05-22
Биз игилигән мәлуматларға қариғанда, пәйзиват наһийисидә һелиһәм давам етиватқан уйғур қизлирини хитай өлкилиригә йөткәш хизмити, өз қизлирини яқа юртларға әвәтишни халимиған ата - аниларға һәр хил аваричилиқларни туғдурған болуп, пәйзиват наһийиси тәвәсидики мәлум бир кәнт кадириниң билдүрүшичә, хитай өлкилиригә беришни халимиған қизлар, "һәйдәш хизмити" башланғанда башқа юртларға қечип кетип, бу "хизмәт" сәл пәскойға чүшкәндә юртиға қайтип келидикән.
2008-05-22
Бейҗиңдики хитай зиялийлиридин ваң җавҗүн, бүгүн йәни 22 - май күни б д т ға очуқ хәт йезип, хитай һөкүмити үстидин шикайәт қилди. Очуқ хәт, б д т вә явропа иттипақиға хитап қилған болуп, хитай хәлқ җумһурийитиниң хитайға хәлқиғә вәкиллик қилалмайдиғанлиқини, шуңа хитайниң б д т даимий әзалиқидин чиқирилиши керәкликини оттуриға қойди.
2008-05-22
Сичуәндә йәр тәврәш апити йүз бәргәндин кейин, апәткә учриған хәлқни қутқузуш җәрянида, гәрчә тәбиий апәттин сақлиниш мумкин болмисиму, әмма тәбиий апәткә еғир дәриҗидә учрашниң алдини елиш мумкин болғанлиқи үчүн, бу җәһәттә немиләрни қилиш керәк, болупму қандақ қилип хәлқи намрат, хата сиясәт түпәйлидин хәлқниң яшаш муһити начарлашқан җайларда, намратлиқ үстигә тәбиий апәт йүз берип, униңда келип чиққуси еғир әһвалниң алдини елиш керәк, дегән темида һазир учур вастилири мулаһизә башлиди.
2008-05-22
Далай лама һәққидики муназириләр, германийиниң һәр қайси т в вә радио қаналлирида изчил давамлашқандин сирт, җәнубий германийә гезити, франкфурт алгемайин гезити, берлин гезити қатарлиқ даңлиқ гезитләрдиму давамлашмақта.