Архип
2008-06-21
6 - Айниң 21 - күни яврупа дөләтлиригә қаратқан 6 күнлүк зияритини башлиған уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, шәнбә күни германийиниң франкфорт шәһиридә өткүзүлгән, яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң йиллиқ йиғиниға қатнашти.
2008-06-21
Дуня уйғур қурултийиниң чақириқи билән дуняниң һәр қайси дөләтлиридә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлири 25 - вә 26 - июн күнлири хитай һөкүмитиниң бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини һарписида уйғурларға қаратқан бесимини әйибләш үчүн, кәң көләмлик наразилиқ намайишлири елип баридикән.
2008-06-21
6 - Айниң 20 - күни америка дөләт мәҗлисидә хитайдики диний әркинлик мәсилсидә өткүзүлгән йиғинға алаһидә тәклип билән қатнашқан, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, "хитай һөкүмити уйғурларниң диний әркинликини чәкләш арқилиқ уларниң миллий кимлики вә мәдәнийитини йоқитишқа тиришиватиду," деди.
2008-06-20
Уйғур районида 3 күн давам қилған бейҗиң олимпикиниң мәшәл узутуш паалийити түнүгүн йәни 20 - июн күни ахирқи бекити болған санҗида ахирлашти. Мурасимниң ахирлашқанлиқи хитай мәтбуатлирида "шинҗаңда мәшәл узутуш тинч - аман ахирлашти" дегән мавзуда хәвәр қилинди. Бу пурсәттә, уйғур районниң сиясий вәзийитигә йәнә бир рәт мәдһийиләр оқулди.
2008-06-20
Канада баш министири степһен һарпер бир әсир давам қилған канада һөкүмитиниң йәрлик милләт индианларниң пәрзәнтлирини мәҗбурий вастилар билән ятақлиқ христиан мәктәпләргә орунлаштуруштин ибарәт ассимилиятсийә сияситини канада тарихидики қара дағ деди. У канаданиң өтмүштә йолға қойған бу ассимилатсийә сиясити йүзидин канададики йәрлик хәлқтин кәчүрүм сориди.
2008-06-20
Д у қ ниң орунлаштуруши билән д у қ муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди 6 - айниң 9 - күнидин 16 - күнигичә японийигә елип барған зиярити җәрянида токйодики мусулман җамаитигиму уйғур мәсилисини аңлатқан. японийидики мусулманларму уйғур мәсилисидин хәвәрдар икәнликини уйғурларға ярдәм қилидиғанлиқини ипадиләшкән.
2008-06-20
Қазақистандики уйғурлар арисидин йетишип чиққан талантлиқ артист әхмәт шәмийеф туғулғанлиқиниң 100 йиллиқини хатириләш мунасивити билән алмата әтрапидики районларда яшайдиған уйғур җамаити һәр хил паалийәтләрни елип барди.
2008-06-20
Довий тор бети 6 - айниң 1 - күнидин башлап арқа - арқидин 4 парчә мақалә елан қилип "шинҗаң мустәқиллиқ күчлириниң зади қанчилик күчи бар" намлиқ мавзу астида ағзиға кәлгәнни билҗирлашқа башлиди. Шаңгаң" әйнәк гезити нәширияти" җуңго террорчилиққа қарши әскәр орунлаштурди" мавзулуқ китаб нәшр қилди, - дәп башлайду довий тор бети.
2008-06-20
Хитай һөкүмити енергийә баһасини контрол қилип, дуня базирида нефит баһасиниң өрләп кетишигә сәвәбчи болуш һәққидики тәнқидләрниң бесимида енергийә баһасини өстүрди вә бу сиясәтни җүмә күндин башлап рәсмий йолға қойди.
2008-06-20
Б д т ниң хәвпсизлик кеңиши пәйшәнбә күни бирдәк қарар мақуллап, "басқунчилиқ" ни уруш мәзгилидики бастуруш қораллириниң бир қисими, дәп тәриплиди шундақла бу қорални хәлқара бихәтәрликкә тәһдит салидиған амилларниң бири, дәп көрсәтти.
2008-06-20
Шветсийә көчмәнләр даирилири гуәнтанамодин қоюп берилгән уйғур мусапири адил абдулһекимниң сияси панаһлиқ илтимасни адилға буниңдин бурун албанийидә панаһлиқ берилгәнлик сәвәбидин қобул қилмиди.
2008-06-20
Шветсийә көчмәнләр даирилири гуәнтанамодин қоюп берилгән уйғур мусапири адил абдулһекимниң сияси панаһлиқ илтимасни адилға буниңдин бурун албанийидә панаһлиқ берилгәнлик сәвәбидин қобул қилмиди.
2008-06-20
Америкиниң вашингтон шәһиридики мусапирлар һоқуқини қоғдиғучи бир тәшкилатниң җүмә күни йетип келидиған дуня мусапирлар күнидин бир күн бурун елан қилған бир тәкшүрүш доклатида хитай, һиндистан, тайланд, малайсия вә бенгаллар мусапирлар һоқуқини әң еғир дәпсәндә қилғучи дөләтләр, дәп баһаланди.
2008-06-20
Америкиниң вашингтон шәһиридики мусапирлар һоқуқини қоғдиғучи бир тәшкилатниң җүмә күни йетип келидиған дуня мусапирлар күнидин бир күн бурун елан қилған бир тәкшүрүш доклатида хитай, һиндистан, тайланд, малайсия вә бенгаллар мусапирлар һоқуқини әң еғир дәпсәндә қилғучи дөләтләр, дәп баһаланди.