Архип
2008-06-30
Бу йил 28 - июн күни гүйҗу өлкисиниң веңән наһийисидә кәң көләмлик аммиви қаршилиқ һәрикити партлиди. Мәзкур вәқә 14 - март лхаса вәқәси, 23 - март хотән аяллар намайишидин кейин, хитай һакимийити астида йүз бәргән 3 - чоң вәқә болуп һесаблиниду. Нөвәттә вәқәниң характери һәққидә вәқәгә алақидар вә көңүл бөлгүчи тәрәпләр охшимиған қараш вә мәйдан ипадилимәктә.
2008-06-30
Кишилик һоқуқ мәсилиси хитай - америка мунасивәтлиридә узундин бери һәл болмай келиватқан назук темиларниң биридур. Бейҗиңни зиярәт қиливатқан америка ташқи ишлар министири кондализа райисниң хитай зияритиниң күнтәртипи шималий корийини ядро қораллардин хали қилиш, хәлқара иқтисад вә йәршари һава килиматиниң өзгириши қатарлиқ зор хәлқара мәсилиләрни асас қилған болсиму, лекин кишилик һоқуқ райисниң зияритидики сөһбәт темилириниң бири иди.
2008-06-30
Америкидики "ранд" RAND ширкити иқтисадий пайда қазинишни мәқсәт қилмайдиған, мәхсус илмий тәтқиқат елип баридиған ширкәт. 1945 - Йили қурулғандин башлап хәлқаралиқ мәсилиләрдә обектип тәһлил вә мәсилини һәл қилишниң үнүмлүк чарилирини оттуриға қоюш билән юқири инавәт қазинип келиватқан бу ширкәт йеқинда, хитай һәққидә бир доклат елан қилди.
2008-06-30
Йеқинда москва сақчилириниң бир қанчә йиллардин буян москва қатарлиқ шәһәрләрдә паалийәт елип бериватқан тақирбашлар дәп аталған рус милләтчи яшлириниң бир гурупписини қолға чүшүргәнлики һәмдә уларниң каттибашлириниң ениқлинип қолға елинғанлиқи хәвәр қилинған иди.
2008-06-30
Д у қ муавин башлиқи сейит түмтүрк әпәнди 6 - айниң 26 - күни қәйсәридин әнқәрәгә келип түркийидики һәрқайси сияси партийиниң башлиқлири билән көрүшүп дуня уйғур қурултейиниң йеқиндин бери дуняниң һәрқайси җайлирида елип барған паалийәтлири һәққидә мәлумат бәрди.
2008-06-30
28 - Июн күни қазақистанниң алмата шәһиридә атақлиқ композитор, дөләт әрбаби қуддус ғоҗамярофниң һәйкилини ечиш мурасими өткүзүлди . Қуддус ғоҗамяроф намидики уйғур дөләтлик тиятириниң алдида тәшкилләнгән бу паалийәт уйғур тиятири артис, музикантлириниң нахша , усул тәнтәниси ичидә башланди.
2008-06-30
Инсанлар һаятла болидикән, өзара бир - бири билән учришип турушқа һәм топлишип яшашқа муһтаҗ болиду. Қуран кәрим бизгә сорун вә сорундашларға болған әдәп - әхлақ қаидилирини өгитип муҗадилә сүрисидә:" и мөминләр! әгәр (сорунда) бәзиләр силәргә: "орун чиқирип бериңлар"десә, орун чиқирип бериңлар, аллаһ силәргә ( рәһмитини вә җәннитини)кеңәйтип бериду. Әгәр силәргә (башқиларға орун бошитип бериш үчүн) "орнуңлардин туруп бериңлар" дейилсә, орнуңлардин туруп бериңлар" дәп кәлгән.
2008-06-30
2008 - Йили 6 - айниң 26 - күни истанбул шәһридә паалийәт қиливатқан шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң уюштуруши билән абдулқадир ақйол йиғин залида қирғиз хәлқиниң шундақла түрк дунясиниң мәшһур язғучиси чингиз айтиматовни хатирләш мурасими өткүзүлди.
2008-06-30
Чарәк әсирдин буян зимбабведә һоқуқ тутуп келиватқан роберт мугабе наһәқ васитиләр билән зимбабвегә йәнә президент болуп сайлиғандин кийин, б д т дә америка рәһбәрликидики бир қанчә дөләтләр зимбабвегә җаза қоллиниш пикрини оттуриға қойған болсиму, әмма хитайниң қаршилиқиға учриди.
2008-06-30
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң "диний вә миллий ишларға мәсул һөкүмәт әмәлдарлири аспирантлиқ буйичә тәрбийиләш курси" 28 - июн үрүмчидә аяғлашқан болуп, тәңритағ ахбарат торида хәвәр қилинишичә, мәзкур курс хитай дөләтлик сода министирлиқиниң һавалиси билән тәшкилләнгән икән.

Далай ламаниң вәкиллири мушу сәйшәнбә күнидин башлап хитай тәрәп билән тибәт мәсилисидә сөһбәт елип баридиған болуп, сүргүндики тибәт һөкүмитиниң ашкарилишичә, бу нөвәтлик сөһбәт бейҗиңда елип берилип икки күн давам етидикән.

Гуйҗу өлкиси веңән наһийисидә 28 - июн шәнбә күни сақчилар билән пуқралар арисида бир қиз оқуғучиниң өлүми сәвәблик келип чиққан тоқунуш йәкшәнбә күни йерим кечидин ашқанда аран тинҗитилған болуп, хәвәрләргә қариғанда хитай сақчи даирилири намайишқа қатнашқучилиридин нәччә йүз адәмни қолға алған.