Архип
2008-06-05
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришит бүгүн истансимиз арқилиқ, хитай даирилириниң уйғурлар әң көп олтурақлашқан қәшқәр районида аһалини хитайниң " вәтән сөйүш " тәрбийисигә мәҗбурлаватқанлиқиға наразилиқ билдүрди.
2008-06-05
Америка дөләт мәҗлиси әзалири хитай һөкүмәт хадимлириниң гүәнтанамода тутуп турулуватқан уйғур мәһбусларни сорақ қилишиға рухсәт бәргәнлики үчүн, президент буш һөкүмитини қаттиқ тәнқид қилди һәмдә һөкүмәтни гүәнтанамодики уйғурларни қоюп берип, уларниң америкида туруши үчүн шараит яритишқа чақирди.
2008-06-05
Шинхуа агентлиқи пәйшәнбә күни, април ейида тибәттә йүз бәргән зәнҗирсиман партлитиш делосиға четишлиқ 16 нәпәр ламаниң паш қилинғанлиқини ашкарилиди.
2008-06-05
Шаңхәйниң вәйтән райониға җайлашқан йүз йилдин артуқ тарихқа игә 3 қәвәтлик бир шәхси дача пәйшәнбә күни хитайниң мәҗбурий көчүрүш сиясити буйичә чиқип ташланған.
2008-06-05
Сичүәндә йүз бәргән йәр тәврәштә дуҗаң шәһиридики йәнҗүюән оттура мәктипиниң нәччә йүз оқуғучиси вә ишчи - хизмәтчилири һаятидин айрилған болуп, охшашла апәттә шифаң шәһири чәнди оттура мәктипиниң бинаси өрүлүп чүшүп, 200 гә йеқин оқуғучи өлгән иди.
2008-06-04
Бүгүн йәни 4 - июн күни америка пайтәхти вашингтонда 1989 - йили 4 - июнда хитай коммунист һакимийитиниң әскири күч ишлитип бастуруши билән аяғлашқан оқуғучилар һәрикитиниң 19 йиллиқи хатириләнди.
2008-06-04
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң кишилик һоқуқ, демократийә вә әмгәк һоқуқи ишлириға мәсул ярдәмчи министири дәйвид крамер, алдинқи күни радиомиз мухбири ричард фенийниң мәхсус зияритини қобул қилип, йеқинда өткүзүлгән хитай- америка кишилик һоқуқ сөһбитигә аит мәсилиләр вә сөһбәт мәзмуниға даир суалларға җаваб бәрди.
2008-06-04
Қарақаш наһийисидики бир оттура мәктәп мәсулиниң билдүрүшичә, хотәндә 23 - март намайиши йүз бәргәндин кейин, оқуғучилар арисида атизим тәрбийиси йәниму күчәйтилгән.
2008-06-04
Хитай һөкүмити олимпик мусабиқиси өткүзүш һарписида , дуня уйғур қурултийи бейҗиң 2008 - йиллиқ олимпикигә қарши туруш вә әркинлик мәшили паалийити уюштурди.
2008-06-04
Қазақистанлиқ рус тарихчиси вадим обуховниң йеқинда елан қилинған алтә империйиниң елишиши, шинҗаң үчүн җәң " мавзулуқ китабида 40 - йиллардики шәрқий түркистан җумһурийити һәққидә муһим әһмийәтлик учурлар бар.
2008-06-04
Д у қ муавин рәиси сейит түмтүрк әпәндиниң тәшәббуси билән түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң мәсуллири 5 - айниң 30 - күни шәрқий түркистан вәхпидә бир ариға кәлди.
2008-06-04
Ройтерис агентлиқиниң банкоктин хәвәр қилишичә, америкиниң тинч окян қисимлири қомандани адемирал тимоти кетиң ' әгәр берма милитарист һөкүмити америкиниң бермада апәткә учриған хәлққә беридиған ярдимини йәнә рәт қилса, америка парахотлири йолдин қайтиду' дегән.
2008-06-04
Хитайда 1989 - йили бейҗиңдики тйәнәнмен мәйданида йүз бәргән намайишниң 19 йиллиқ хатирә күнидә, америка авазиниң хәвәр қилишичә, бир қисим 'тйәнәнмен анилири' бүгүн бейҗиңдики вәнән қәбристанлиқиға келип, буниңдин 19 йил бурунқи демократик һәрикәттә хитай һөкүмити тәрипидин өлтүрүлгән балилири үчүн гүл қойди.
2008-06-04
Америкида партийиләр президентлиққа намзат көрситидиған дәсләпки сайлам 1 - айниң 3 - күни башланған иди, гәрчә җумһурийәтчиләр партийиси дәсләпки сайламни хели бурунла ахирлаштуруп, җоһн маккейинни президент намзатлиқиға көрситип болған болсиму, әмма демократлар партийиси ичидә қаттиқ риқабәт давамлишип, бу партийиниң намзат көрситиш иши узунға созулған иди, шундақـтиму йәнила сайлам вақит җәдвилидики ахирқи күндә, йәни 6 - айниң 3 - күни ахирлашти. Барак обама ғәлибә қилди.
2008-06-04
Хитайда 1989 - йили бейҗиңдики тйәнәнмен мәйданида йүз бәргән намайишниң 19 йиллиқ хатирә күнидә, америка авазиниң хәвәр қилишичә, бир қисим 'тйәнәнмен анилири' бүгүн бейҗиңдики вәнән қәбристанлиқиға келип, буниңдин 19 йил бурунқи демократик һәрикәттә хитай һөкүмити тәрипидин өлтүрүлгән балилири үчүн гүл қойди.