Архип
2008-06-23
Бәхткә еришиш һәммә адәмниң арзуси,мәйли садда пикирлик адәттики кишиләр болсун яки йетишкән мутәпәккур, алим болсун һаман бәхткә еришишни истәйду. Шаһлар өзлириниң һәшәмәтлик ордилирида бәхт үчүн аһ урса, гадайлар ғерибанә көлбилиридә бәхт издәп чот соқиду вә әң шерин чүшләрни көриду.
2008-06-23
Бир нәччә һәптә илгири уйғур или ақсу вилайити кәлпин наһийиси тәвәсидики бир мәсчит йәрлик һөкүмәт тәрипидин чеқиветилгән, әмма мәзкур мәсчитниң чеқиветилишидики сәвәбләр һәр хил көрситилмәктә.
2008-06-23
Бирләшкән дөләтләр тәшкилати инсанийәт қурулуши программисиниң шәрқий асия әллиридики чириклик мәсилиси һәққидики йиллиқ доклати елан қилинип узун өтмәй, хитай компартийиси 2008 - 2012 йиллиқ чирикликкә қарши туруш пиланини ашкарилиған болуп, мәзкур пиланда бу хизмәтниң "рәһимсиз вә мүшкүллүки" көрситилгән.
2008-06-23
Бейҗиң шәһиригә җайлашқан гехва йеңи әсир меһманханиси өзини махтап хәвәр бәргән мухбирларға мукапат беридиғанлиқини елан қилған болуп, ройтерста көрситилишичә, бу һәқтики тәшвиқат вариқи өткән җүмә күни мәзкур меһманханида ечилған бейҗиң олимпик тәшкилләш комитетиниң ахбарат елан қилиш йиғинда тарқитилған.
2008-06-23
Һазир ақсу вилайитидә "қош тил" йәслилири барғанчә көпийиватқан болуп, ақсу һөкүмәт торида хәвәр қилинишчә, бу " қош тил" сияситиниң мәһсули икән.
2008-06-23
23 - Июн дүшәнбә күни америка федератсийә әрзийәт соти гүәнтанамода тутуп турулуватқан уйғур мәһбус пәрһат һузәйфәни ақлап чиқип униңға артилған "душмән җәңчиси" җинайитини ағдуруп ташлап, уни қоюветиш қарарини алди.
2008-06-22
Йеқинқи айлардин буян нефит енергийә баһасиниң тез сүрәттә өсүп кетиши пәқәт америка характерлиқ болуп қалмастин бәлки дуняви мәсилигә айланди. Аһалиларниң аптомобил ишлитиш нисбити әң юқири һесаблинидиған америкида май баһасиниң өсүп кетиши америкилиқларниң иқтисадий һаятиға җиддий тәсирләрни пәйда қилмақта.
2008-06-22
Пәләк шаһи адил һошур, 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинини хатириләш йүзисидин хитайниң сәддичин сепилға тартилған полат арқандин меңип өтүп, йеңи рекорт яритишни пиланлиған икән.
2008-06-22
21 - Июн күни филиппинниң оттура вә җәнуби қисими күчлүк тәйфең борининиң һуҗумиға учриған болуп, мәзкур апәттә һазирчә 150 нәччә адәмниң һаятидин айрилғанлиқи елан қилинди.
2008-06-22
Өткән бир һәптә ичидә қазақистан билән хитайниң чегра сақлаш қисимлириниң бир бирләшмә әтрити уйғур елиниң алтай вилайити билән қазақистанниң зайсан вилайити арисидики 400 километрлиқ чегра линийисидә бирликтә чарлаш елип барған.
2008-06-22
Өткән бир һәптә ичидә қазақистан билән хитайниң чегра сақлаш қисимлириниң бир бирләшмә әтрити уйғур елиниң алтай вилайити билән қазақистанниң зайсан вилайити арисидики 400 километрлиқ чегра линийисидә бирликтә чарлаш елип барған.
2008-06-22
Қирғизистан ташқи ишлар министири әднан қарабайев билән америка ташқи ишлар министириниң оттура асия ишлири бойичә ярдәмчисиниң муавини җорҗ крол билән 20 - июн күни көрүшүп, мәхсус қирғизистан - америка мунасивәтлири, болупму америка билән қирғизистан арисидики виза түзүми мәсилилиридә музакирә елип барған.
2008-06-21
Бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғини мәшили шәнбә күни қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири астида тибәтниң пайтәхти лхаса шәһиридин өтти.
2008-06-21
Хитай сақчилири шәнбә күни сичүән өлкисиниң дуҗияңйән шәһиридә, шәһәрлик һөкүмәт бинаси алдида намайиш қилишқа урунған, йеқинда йүз бәргән йәр тәврәштә мәктәп биналириниң чөкүп кийиши нәтиҗисидә өлгән оқуғучиларниң ата - анилирини қолға алди.
2008-06-21
6 - Айниң 20 - күни америка дөләт мәҗлисидә хитайдики диний әркинлик мәсилсидә өткүзүлгән йиғинға алаһидә тәклип билән қатнашқан, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, "хитай һөкүмити уйғурларниң диний әркинликини чәкләш арқилиқ уларниң миллий кимлики вә мәдәнийитини йоқитишқа тиришиватиду," деди.