Архип
2008-07-31
30 - Июл чаршәнбә күни америка авам палатасида мақулланған 1370 - номурлуқ қарар, 23 - июл авам палата әзаси ховард берман тәрипидин тонуштурулған болуп, 30 - июл америка авам палатасида авазға қоюлған һәмдә 1 - гә қарши 419 аваз үстүнлүки билән мақулланған.
2008-07-31
Америка президенти җорҗ буш алдинқи күни уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимни қобул қилди, түнүгүн америка дөләт мәҗлисиниң авам палатаси хитайниң тибәт вә уйғурларға қаратқан бесимни тохтитиши һәққидә қарар мақуллиди. Бу мунасивәт билән мәсилигә четишлиқ тәрәпләр инкас қайтурди.
2008-07-31
Бейҗиң олимпик йиғининиң ечилиш мурасимиға аз кәм 10 күн қалған бир мәзгилдә хитай даирилириниң бәзи сәзгүр тор бекәтлирини чәклигәнлики талаш - тартиш қозғиди. Хәлқара мәтбуат әркинлик вә кишилик һоқуқи тәшкилатлириниң әскәртишичә, бу хитайниң өз вәдисидә турмиғанлиқиниң йәнә бир мисали.
2008-07-31
Хитай коммунист партийиси тарихини тәтқиқ қилиш билән тонулған, һазир тәйвәндә туруватқан сиясий мулаһизичи лин бавхуа әпәндиниң уйғурларниң әһвалини тәйвән хәлқигә тонуштуруш үчүн язған " 1949 - йилидин буян хитай һөкүмранлиқ қиливатқан шинҗаң" дегән китабиниң төтинчи бабида, нәқ пакитларға асасән 'шинҗаңниң кәлгүси' һәққидә мулаһизә йүргүзүлгән.
2008-07-31
Һәр йили 9 - айниң 1 - күнидин башлап үрүмчидә өткүзүлүватқан үрүмчи сода йәрмәнкиси йәнә башлиниш алдида турмақта. Бу йәрмәнкигә һәр йили хитай ширкәтлиридин башқа йәнә бәзи дөләтләр дөләт тәрипидин уюштурулған рәсмий һәйәтләр билән қатнишиватқан болсиму, түркийә җумһурийитидин бүгүнгичә өз алдиға йәрмәнкигә қатнашқан бир қанчә ширкәт сиртида, дөләтниң рәсмий һәйити техи қатнишип бақмиған иди.
2008-07-31
Инсан иҗтимаий мәхлуқат болғанлиқтин, у өзи ялғуз яшап өтәлмәйду. Бәлки җәмийәттики инсанлар билән арилишип өтүшкә муһтаҗдур. Инсан тәбиити әслидә яхшилиқни сөйидиған, яманлиқтин нәпрәтлинидиған қилип яритилған болуп, гүзәл әхлақларға интилиду. Инсанлар яшаватқан бу җәмийәт улардин һәр ишта қаидә - йосунлуқ болишини тәләб қилиду.
2008-07-31
Дуняви олимпик мурасими, дуняниң қәйеридә өткүзүлсун әслидә бу мурасим демократийиниң, әркинликниң, дуняви инақлиқниң, дуняви тинчлиқниң, гүллиниватқан инсанийәт мәдәнийитиниң, өз - ара пикир алмаштурушниң, өз - ара мәдәнийәт алмаштурушниң, өз - ара чүшинишниң, инсанпәрвәрликниң, адимигәрчиликниң, тәнтәрбийә түрлири буйичә өз - ара өгинишниң қисқиси дуня тинчлиқини илгири сүрүшниң символи болуп кәлгән.
2008-07-31
Хитайниң олимпик өткүзүш баһанисида уйғурларға селиватқан зулумлири хәлқара җамаәт вә мәтбуатларда қаттиқ тәнқид қилиниватқан бир пәйттә, 31 - июл күни уйғур елидә чиқидиған ахбарат вастилирида мәркәз үрүмчи шәһиридики барлиқ аммиви сорунларда кишиләрниң қол сомкилириниң тәкшүрүлүдиғанлиқи хәвәр қилинди.
2008-07-31
Америка бирләшмә агентлиқи чаршәнбә күни, франсийә парламент әзаси Louis Broissia лоис броиссианиң сөзини нәқил кәлтүрүп, келәр ай бейҗиңда олимпик мурасими өткүзүлүватқан пәйтләрдә, бир қисим франсийә парламент әзалириниң далай лама билән учришидиғанлиқини билдүрди.
2008-07-31
Америка дөләт мәҗлиси чаршәнбә күни, хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә хатимә бериши тоғрисида мәхсус қарар лайиһиси мақуллиғанлиқини билдүрди.
2008-07-31
Америка дөләт мәҗлиси чаршәнбә күни, хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә хатимә бериши тоғрисида мәхсус қарар лайиһиси мақуллиғанлиқини билдүрди.
2008-07-31
Хитай һөкүмити олимпик мәзгилидә, пүтүн мәмликәт буйичә интернет тор бекәтлирини қамал қилип, зиянлиқ учурларға зәрбә беридиғанлиқини билдүрмәктә.
2008-07-31
Франисйә агентлиқиниң 31 - июл күни үрүмчидин хәвәр қилишичә, бейҗиң һөкүмити уйғурларниң хитай ичидә айропилан билән сәпәр қилишини чәклимәктә икән.
2008-07-30
Америка президенти җорҗ буш сәйшәнбә күни дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим, хитай демократлириниң вәкиллиридин харрий ву, вей җиңшиң, баб фу вә гоң шавшяларни ақсарайдики туралғусида қобул қилип, хитай даирилиригә " әркинлик чақириқи" елан қилған шу күни, ақсарайда бейҗиңдин кәлгән йәнә бир меһманни күтүвалған иди.
2008-07-30
Бүгүн йәни 30 - июл күни америкиниң хәлқаралиқ диний әркинлик комитети, "олимпиктин 9 күн бурун" намида ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди. Йиғинда америкиниң инсан һәқлири хизмитигә мәсул палата әзалири вә америкида паалийәт елип бериватқан инсан һәқлири паалийәтчилири қатнашти.