Архип
2008-07-30
Уйғур елидики хитайчә хәвәр мәнбәлиригә қариғанда, йеқинда үрүмчи шәһәр ичидики барлиқ аммиви аптобус линийилиридә бихәтәрлик тәкшүрүш күчәйтилгән болуп, мухбиримизниң үрүмчигә қаратқан телефон зиярәтлиридин ашкарилинишичә, үрүмчидики һәр бир аптобус һәм аптобус бекәтлиригә мәхсус тәкшүргүчи хадимлар қоюлған, улар һәтта һәр бир бекәттә аптобусқа чиққан йолучиларниң сомкилирини ечип тәкшүрмәктә икән.
2008-07-30
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим, йеқинда германийидә ечилған уйғур аяллирини демократийә вә кишилик һоқуқ билимлири билән тәрбийиләш курсиға бивастә йетәкчилик қилди вә курс ахирлашқандин кейин, белгийә һәмдә голландийидә яшаватқан уйғурлар билән учришип, мәзкүр дөләтләрдә уйғур давасини тәрәққи қилдуруш үчүн бир қатар паалийәтләрни елип барди.
2008-07-30
7 - Айниң 29 - күни америка президенти җурҗ бушниң рабийә қадир ханимни қобул қилғанлиқи түркийидики уйғурларни хушаллиққа чөмдүрди.
2008-07-30
Мақалә мундақ башлиниду: олимпик мусабиқисидин ибарәт дунявий характерлик тәнтәрбийә мурасими, 2008 йили хитайда тарихта мисли көрүлмигән бихәтәрлик маневириға айланди. 17 Күнлүк олимпик мусабиқиси үчүн хитай даирилири 100 миң сақчини вәзипә өтәшкә орунлаштурғандин башқа, йәнә 100 миң кишилик қораллиқ қошунни, 300 нәпәр ядролуқ, био - химийилик урушқа қарши мутәхәссисни вә тик учар айропилан, уруш айропилан әтрәтлирини сәплиди.
2008-07-30
Хитай һөкүмити олимпик мусабиқиси йеқинлашқансири уйғур илидики бастуруш вә тутқун қилиш һәрикәтлирини техиму җиддийләштүрмәктә. Уйғурларниң инкаслириға қариғанда, пәқәт қуран сүрилирини аңлиғанлиқи үчүнла тутқун қилинип, қейин - қистаққа елинған кишиләрму бар икән.
2008-07-30
Дуня уйғур қурултейиниң баянатчиси дилшат ришит бүгүн дуня уйғур қурултийи намидин баянат елан қилип, хитайни нәшр әркинликини дәрһал кәң қоюветишкә чақирди.
2008-07-30
Дуня уйғур қурултейиниң баянатчиси дилшат ришит бүгүн дуня уйғур қурултийи намидин баянат елан қилип, хитайни нәшр әркинликини дәрһал кәң қоюветишкә чақирди.
2008-07-30
Йеқинда тәйвән америка президенти җорҗ буштин, тәйвәнниң америкидин бир нәччә милярд долларлиқ қорал сетивалидиған пиланини тәстиқлишни тәләп қилған.
2008-07-30
Хитай сақчилири бүгүн 7 - айниң 30 - күни, франсийә мухбирлирини ақсуниң кәлпин наһийисидики үстүн ериқ йезисиға киргүзмиди. Франсийә агентлиқиниң кәлпиндин хәвәр қилишичә, коммунист хитай һөкүмити үстүн ериққа баридиған йолларға тосақ қоюп 'бу районға киришкә рухсәт қилинмайду' дегән бәлгиләрни есип қойған.
2008-07-30
Америка кеңәш палатасиниң җумһурийәтчи әзаси сам бравнбәк әпәнди хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи хитайдики һәммә меһманханиларға, ресторанларға җасуслиқ үскүнилири бекитип олимпиккә кәлгәнләрни интернет арқилиқ назарәт қилиш тоғрисида чүшүргән һөҗҗәтни тәрҗимә қилдуруп башқа әзаларға көрсәтти вә хитайниң бу тәдбирини әйиблиди. Шундақла хитайни бундақ буйруқни қайтурувелишқа чақирди.
2008-07-30
1992 - Йилидин 95 - йилиғичә давамлашқан босния - һәрсәк уруши җәрянида, хәлқара сот тәрипидин йәрлик хәлққә етник қирғинчилиқ йүргүзди дәп әйиблинип тутуш буйруқи чүшүрүлгән әйни вақиттики серб рәһбири радован карадзик бүгүн голландийиниң гаага шәһиридики хәлқара сотқа елип келинди.
2008-07-29
Бүгүн йәни 7 - айниң 29 - күни америка президенти җурҗ буш уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири вә дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә ханим шуниңдәк вий җеңшиң , харий ву қатарлиқ хитай демократлирини ақсарайда қобул қилди.
2008-07-29
Хитай ташқи ишлар баянатчиси лю җйәнчав, бүгүнки ахбарат елан қилиш йиғинида, мухбирларниң түркистан ислам партийиси һәққидики соаллириға дуч кәлгән. Бүгүнгә қәдәр хитайниң өлкә вә шәһәр дәриҗилик сақчи органлири мәзкур тәшкилатниң баянатиға инкас қайтурған болсиму, рәсмий дөләт әрбаблири бу темида ипадә билдүрмигән иди.
2008-07-29
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати 29 - июл елан қилған "хитай хәлқ җумһурийити: олимпик тәтүр саниқи - вапа қилинмиған вәдиләр" намлиқ доклатта, хитайниң 2001 - йили кишилик һоқуқ хатирисини яхшилаш тоғрисида хәлқара олимпик комитетиға вә хәлқара җәмийәткә бәргән вәдилирини әмәлдә көрситиш дәриҗиси баһалап чиқилған болуп, доклатта, хитайниң бу җәһәтләрдә пәқәт илгириләш ясимиғанлиқи көрситилгән.
2008-07-29
Хитай коммунист партийиси тарихини тәтқиқ қилиш билән тонулған, һазир тәйвәндә туруватқан сиясий мулаһизичи лин бавхуа әпәнди уйғурларниң әһвалини тәйвән хәлқигә тонуштуруш үчүн язған " 1949 - йилидин буян хитай һөкүмранлиқ қиливатқан шинҗаң" дегән китабиниң төтинчи бабида 'шинҗаңниң кәлгүси' һәққидә мулаһизә йүргүзүлгән.