Архип
2008-07-29
Түркистан ислам партийиси елан қилған баянатниң һәр қайси мәтбуатларда кәң орун елиши мунасивити билән, уйғурларға аит хәвәрләр ғәрб ахбарат саһәсидә йәнә бир қетим қиззиқ нуқтиға айланди. Болупму германийидә мушу бир нәччә күн ичидила түрлүк хәвәрләрдин сирт, көплигән телевизийә филимлири арқа - арқидин көрситилип, уйғурлар вә уларниң дәрди кәң тонуштурулди.
2008-07-29
Өткән һәптә ахирида түркийидә оқуватқан чәтәллик оқуғучилардин тәркип тапқан бир һәйәт мәхсус аптобус билән истанбулдин қәйсәригә берип шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийитини зиярәт қилип шәрқий түркистан һәққидә тәпсилий мәлумат алған.
2008-07-29
2008 - Йили 7 - айниң 27 - күни бошүн тор бетигә, ләй йөдуң әпәнди, " алқан билән йәрни тирәп туруш қачанғичә давамлишиду, бейҗиңға бармақчи болуватқан президент бушниң һәқиқий мәқсити немә" дәп, баш мавзу вә "87 яшлиқ қери хитай коммунисттиниң алқанни йәргә тирәп туруши қачанғичә давамлишиду?" дәп қошумчә мавзу қоюп мақалә язған.
2008-07-29
Бирләшмә агентлиқиниң хәвиригә асасланғанда , хәлқара кәчүрүм тәшкилати 29 - июл күни " хитай хәлқ җумһурийити: олимпик тәтүр санаш - вапа қилинмиған вәдиләр" намлиқ доклатни елан қилған.
2008-07-29
Сәйшәнбә күни, уйғур миллий һәрикити рәһбири, дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим ақ сарайда америка президенти җорҗ бош билән көрүшти.
2008-07-29
Сәйшәнбә күни, уйғур миллий һәрикити рәһбири, дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим ақ сарайда америка президенти җорҗ бош билән көрүшти.
2008-07-29
Хәлқара тибәт һәрикити тәшкилатиниң билдүрүшичә, америка дөләт президент намзати барак һүсәйин обама, тибәт диний даһиси далай ламаға хәт йезип " униңға болған алий һөрмитини билдүрүп" мушу җиддий вәзийәттә сиз һәм сизниң хәлқиңизниң елип бериватқан һәрикәтлирини қоллаймән " дегән.
2008-07-29
Или областиниң хәвәр ториниң сәйшәнбидики хәвиридин ашкарилинишичә, 25 - июл күни или области чапчал наһийисиниң хәлқ мәйданида олимпикни қарши елиш намида һәрбий маневир өткүзүлгән.
2008-07-29
Йеқиндин буян хитай өлкилиридә арқа - арқидин йүз бериватқан аптобус партлитиш вәқәлири аммини сарасимигә селиватқан болуп, фуҗу шәһиридә бир хитай аптобусқа партлитиш бомбиси қоюлғанлиқи һәққидә иғва тарқитип, кишиләрдә әндишә қозғиғанлиқи үчүн , сақчилар тәрипидин рәсмий қолға елинған.
2008-07-28
Бу йил 23 - июл күни интернеттики Youtube торида, түркистан ислам партийиси намида баянат елан қилинған, баянатта дейилгәнләрни шәнбә күни хитай тәрәп рәт қилған иди. 3 Күндин буян хәлқара мәтбуатларда түркистан ислам партийисиниң мәзкур баянати мулаһизә қилинмақта.
2008-07-28
" Түркистан ислам партийиси" йеқинда Youtube торида, хитайниң йүннән, шаңхәй қатарлиқ җайлирида йүз бәргән партлаш вәқәсиниң өзлири тәрипидин елип берилғанлиқи тоғрисидики син алғу лентисини тарқитип, бейҗиң олимпик мурасими җәрянида йәнә бир қатар террорлуқ һуҗумлирини мәйданға кәлтүридиғанлиқини елан қилғандин кейин, хитай даирилири мәзкүр тәшкилатниң террорлуқ һәрикәтлири қозғашта йетәрлик күчкә игә әмәс икәнликини, буниң пәқәт бир қуруқ тәһдит икәнликини билдүрүш билән биргә, " шәрқий түркистан " террорлуқ һәрикәтлирини қаттиқ бастуридиғанлиқини җакарлиди.
2008-07-28
Хитай даирилириниң олимпик йиғини уйғур вә тибәт мустәқилчилириниң тәһдитигә учраватқанлиқиға даир баяни ичкири өлкиләрдә уйғур вә тибәтләрни нишан қилған радикал тәдбирләрниң йолға қоюлушиға сәвәб болмақта. Йеқинда шаңхәйдики миңтйән сарийи бәлгилимә чиқирип, уйғур, тибәт вә чиңхәйлик туңганларни сарайға киргүзмәсликни тәкитлигән.
2008-07-28
Хитай даирлириниң олимпик мусабиқисиниң һарписида, канада пуқраси һүсәйин җелилни йәнила түрмидә тутуп туруватқанлиқи шундақла уйғурларниң кишилик һоқуқлирини еғир һалда дәпсәндә қиливатқанлиқиға наразилиқ билдүрүш үчүн йәкшәнбә күни канаданиң торонто шәһиридә намайиш елип берилди.
2008-07-28
Хитай коммунист партийиси тарихини тәтқиқ қилиш билән тонулған, һазир тәйвәндә туруватқан сиясий мулаһизичи лин бавхуа әпәнди уйғурларниң әһвалини тәйвән хәлқигә тонуштуруш үчүн язған " 1949 - йилидин буян хитай һөкүмранлиқ қиливатқан шинҗаң" дегән ихчам китабиниң үчинчи бабини, йәни 'хитай коммунист һөкүмитиниң һөкүмранлиқ қилиш вастилири' дегән бабини төвәндикидәк башлайду.
2008-07-28
2008 - Йили 7 - айниң 18 - күнидин 25 - күнигичә түркийиниң ялова шәһиридә түрк дуняси мәдәнийәт көргәзмиси ечилди. Бу көргәзмә ялова фолкур вә маарип мәркизи тәрипидин уюштурулған болуп, көргәзмигә түрк тили системисидики 25 дөләт вә районларниң вәкиллири иштирак қилди.