Архип
2008-07-23
Бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай бүгүн олимпик мәзгилидики намайишлар үчүн олимпик мәйданиға йеқин әтрапта орун айрийдиғанлиқини билдүргән. Бейҗиң олимпик комитетиниң бихәтәрлик ишлири мәсули Liu Shaowu бүгүн бу һәқтики баянатида, һазирға қәдәр олимпик мәйданиға йеқин болған үч бағчини намайишчилар райони қилип бекиткәнликини билдүргән.
2008-07-23
Бүгүн америка дөләт мәҗлисиниң ташқи ишлар комисйони "олимпик һарписидики хитай" намида гуваһлиқ йиғини өткүзди. Йиғинда, хитайниң инсан һәқлири хатириси йәнә бир қетим тәнқидкә учриди. Йиғинда сөз қилған америка авам палата әзалиридин Ros Lehtinen хитайниң олимпик һарписида өктичи сиясий һәрикәтләргә қарита бастурушни күчәйткәнликини тәнқид қилди.
2008-07-23
Шинхуа агентлиқиниң бүгүн үрүмчидин хәвәр қилишичә, хитай уйғур районидики айродурумларда, партлатқуч буюмларни байқаш үскүнилирини көпәйткән. Шинҗаң һава йоли бихәтәрлик ишханисиниң мәсули Zhong conglin , бу тәдбирни пәқәт олимпик мәзгилидә йүз бериш еһтимали болған террорлуқ пиланлирини байқаш үчүн алғанлиқини баян қилған.
2008-07-23
Канадада чиқидиған йәр шари почта гезити бүгүн, хитай түрмисидә йетиватқан канада пуқраси һүсәйин җелил һәққидә хәвәр бәрди. Хәвәрдә билдүрүлишичә, һүсәйин җелил мушу айниң 10 - күни аилиси билән көрүшкән.
2008-07-23
Мәркизи ахбарат агентлиқиниң бүгүн хәвәр қилишичә, уйғур районидики җамаәт хәвпсизлик назарити уқтуруш чүшүрүп, интернеттә 16 хил темида муһакимә қилишни чәклигән.
2008-07-23
Канадада чиқидиған йәр шари почта гезити бүгүн, хитай түрмисидә йетиватқан канада пуқраси һүсәйин җелил һәққидә хәвәр бәрди. Хәвәрдә билдүрүлишичә, һүсәйин җелил мушу айниң 10 - күни аилиси билән көрүшкән.
2008-07-23
Бүгүн америка дөләт мәҗлисиниң ташқи ишлар комисйони "олимпик һарписидики хитай" намида гуваһлиқ йиғини өткүзди. Йиғинда, хитайниң инсан һәқлири хатириси йәнә бир қетим тәнқидкә учриди. Йиғинда сөз қилған америка авам палата әзалиридин Ros Lehtinen хитайниң олимпик һарписида өктичи сиясий һәрикәтләргә қарита бастурушни күчәйткәнликини тәнқид қилди.
2008-07-22
Уйғурлар үчүн, хитай өлкилиридә меһманхана қийинчилиқи йеңи бир әһвал әмәс. Бу қийинчилиқ 90 - йиллардила башланған. Әмма, меһманханиға тизимлитиш үчүн, юқири дәриҗилик әмәлдар болуш, буниң билән биллә, хизмәткә чақиртилған вә хизмәткә әвәтилгән испат хети болуш йеңи түзүмләрдин болса керәк.
2008-07-22
Америка авази радиосиниң сәйшәнбә хәвәр елан қилишичә, дүшәнбә күни, америка президенти җорҗ бош, ақ сарайда косованиң рәһбәрлирини күтүвалған.
2008-07-22
Уйғур аяллирини тәрбийиләш курси германийиниң мюнхен шәһиридә давамлашмақта. Радиомизниң игилишичә, мәзкүр курс мувәппәқийәтлик өткүзүлүш билән биргә, өзиниң үнүмини һәқиқий җари қилдуруп, курсқа иштирак қиливатқан аялларниң уйғур миллий даваси йолидики роһиниң күчийишигә алаһидә түрткә елип кәлгән.
2008-07-22
"Лос анҗилис вақит гезити" ниң 22 - июлдики санида, " хитай олимпик һарписида уруш һалитигә өтти" намлиқ бир парчә мақалә елан қилинған болуп, мақалидә хитай һөкүмитиниң олимпикни террорлуқ һуҗумидин қоғдаш үчүн олимпик мурасими өткүзүлидиған тәнтәрбийә залиниң биқиниға башқурулидиған бомба орунлаштурулғанлиқи баян қилинған.
2008-07-22
Хитай коммунист партийиси тарихини тәтқиқ қилиш билән тонулған, һазир тәйвәндә туруватқан сиясий мулаһизичи лин бавхуа әпәнди уйғурларниң әһвалини тәйвән хәлқигә тонуштуруш үчүн язған " 1949 - йилидин буян хитай һөкүмранлиқ қиливатқан шинҗаң" дегән ихчам китабиниң үчинчи бабини, йәни 'хитай коммунист һөкүмитиниң һөкүмранлиқ қилиш вастилири' дегән бабини төвәндикидәк башлайду.
2008-07-22
Йеқинқи йиллардин бери дуняниң һәр қайси җайлирида уйғурлар һәққидики тәтқиқатлар барғансери көпәймәктә. Әзәрбәйҗан дөләт мәдәнийәт вә гүзәл сәнәт университети тәрипидин нәшр қилинған `мәдәнийәт дуняси` намлиқ әсәрдә, уйғур әдәбиятидики драмичилиққиму йәр берилгән.
2008-07-22
Исрапчилиқ - бир нәрсини һәддидин артуқ бузуп чечиш дегәнлик болуп, исрапчилиқни вә исрапхорларни дуняда һечқандақ дин яки қанун қоллимайду. Чүнки исрап қилип бузуп - чачқан нәрсиләрдин һечким пайдилиналмайду. Әксичә, һәр нәрсини нормал һалда қаидә - йосун буйичә ишлитиш пүтүн инсанлар тәрипидин қарши елинидиған, аллаһ таалани мәмнун қилидиған яхши усулдур.
2008-07-22
Йеңи ира тор бетигә 2008 - йили 7 - айниң 15 - күни " бейҗиңниң сәзгүрлүки осаллишип кәтти" мавзулуқ мақалә язған ху шавҗяң әпәнди мундақ көрсәтти: бейҗиңлиқ достлирим маңа, дөләтниң ички вәзийити тоғрисида сәзгүлириниң яхши болмайватқанлиқини сөзләп берип: җуңгода һамини бир күни бир иш чиқиду, бәлки чоң иш чиқиду, дейишти.