Архип
2008-08-20
Чәтәлдики бир қисим өктичи хитай зиялилар уйғур елиниң қәшқәр шәһири вә кучар наһийилиридә йүз бәргән 4 - вә 10 - авғуст вәқәлиригә баһа берип, районда миллий мунасивәтләрниң кишини әндишигә салидиған әһвалға берип қалғанлиқини илгири сүрмәктә.
2008-08-20
Мав зедоң өлгәндин кейин, бир мәзгил униң избасари сүпитидә хитайни идарә қилған хуа гофең 8 - айниң 20 - күни бейҗиңда 87 йешида нәписидин тохтиди. Хитай компартийисиниң йеқинқи 40 йиллиқ тарихидики сирлиқ шәхс һесабланған хуа гофеңниң өлүми тездин дуня мәтбуатлириниң муһим хәвиригә айланди.
2008-08-20
Олимпикиниң хитайда өткүзүлүши билән бирликтә дуняниң көзи хитайға қадалди. Хитай олимпик мусабиқисини өткүзүш билән бирликтә өзиниң күчлүк бир дөләт икәнликини дуняға көз - күз қилишни нийәт қилған болсиму, әһвал ойлимиған йәрдин чиқти.
2008-08-20
Канаданиң бритиш колумбийә шитатида чиқидиған, страиғт гезитидә "уйғурлар шәрқи түркистанда хитай һакимийитигә қаршилиқ қилмақта " намлиқ мақалә елан қилинди. Бу мақалә, мәзкур гезитниң стон язғучиси маттһев бурровс тәрипидин, ванкувер шәһиридики уйғур сиясий паалийәтчи өмәрҗан әпәндини зиярәт қилиш асасида йезилған.
2008-08-20
Йеңишәһәр наһийисидики уйғурларниң чаршәнбә күни йәткүзгән учурлириға асасән, мәзкүр наһийә һөкүмәт тор бетиниң вақтинчә тақиветилгәнлики ашкариланди.
2008-08-20
Хитай даирилири, хитай һава йоллириниң үч уйғур учқучисини иштин тохтитип қойғанлиқи тоғрисидики хәвәрләрни рәт қилди.
2008-08-20
Сәйшәнбә күни кәчтә тибәт һәрикитини қоллайдиған 6 нәпәр америкилиқ, чаңга шәкиллик олимпик мәйданиға йеқин җайда намайиш елип барғанлиқи үчүн бейҗиң сақчилири тәрипидин қолға елинди.
2008-08-20
Франсийидә шәһәр башлиқиниң күтивелишиға еришкән далай лама, пәйшәнбә күни франсийә ташқи ишлар министири бәрнард кушнәр билән учрашмақчи.
2008-08-20
Яшанған икки нәпәр бейҗиңлиқниң намайиш өткүзүш тәлипи, уларниң бир йиллиқ әмгәк билән өзгәртиш җазасиға учришиға йол ачти.
2008-08-19
'Германийә ахбарат агентлиқи' вә хитайниң 'тәңритағ тори'да елан қилинған хәвәрләргә асасланғанда, хитайниң уйғур аптоном районлуқ партком сиясий қанун секритари җухәйлүн 8 - айниң 18 - күни телевизийә - телефон йиғини чақирип, ваң лечүәнниң җайларда 'үч хил күчләргә қаттиқ зәрбә бериш' һәрикити елип бериш пиланини елан қилған.
2008-08-19
Хитайниң олимпик бихәтәрлик тәдбирлири вә үч хил күчләргә зәрбә бериш һәрикити атилишта пәрқлиқ болсиму , ғайидә вә иҗрада охшаш болмақта. Бейҗиң даирилириниң билдүрүшичә, олимпик бихәтәрликигә биринчи чоң тәһдит шәрқи түркистан күчлири, ваң лечүәнниң чақириқи буйичә, үч хил күчләргә қарши күрәш хитайниң һаят - маматлиқ күриши.
2008-08-19
Америкиниң индиана шитатидин чиқидиған хәвәрләр торида елан қилинған хитай олимпикигә алақидар бир парчә мақалидә, ләнҗу шәһиридики мусулманлар вә хитайларниң бейҗиң олимпикигә болған көз қариши вә мәзкур шәһәрдә яшайдиған бир уйғур яшниң уйғур мәсилиси һәққидики туйғулири берилгән.
2008-08-19
2008 - Йили 8 - айниң 8 - күни әнқәрәдики хитай әлчиханиси алдида елип берилған намайишта өзиниң хитайға болған наразилиқини ипадиләш, хитайни әйибләш, уйғур хәлқи дуч келиватқан зулумни дуня җамаәтчиликигә йәткүзүш мәқситидә һаяти хәвп - хәтәргә қаримай өзигә от қойған мәмәт турсун әпәнди әнқәрә нәмунә дохтурханисидин истанбулдики бағчилар дөләт дохтурханисиға йөткәлди.
2008-08-19
8 - Айниң 4 - күнидики қәшқәр вәқәси, 8 - айниң 10 - күнидики кучар вәқәси вә 8 - айниң 12 - күнидики йеңишәһәр вәқәси қатарлиқ вәқәләр тоғрисидики мулаһизиләрниң көпләп елан қилиниши, мәлумки, ахбарат саһәсиниң диққитини уйғурлар мәсилисигә йәнә бир қетим мәркәзләштүрди.
2008-08-19
Қирғизистан уйғур иттипақи җәмийити мәзкур дөләттики уйғурларниң бирдин бир һөкүмәткә тизимға алдурған қануни тәшкилати болуп һесаблиниду. Шу түпәйли уйғур иттипақи җәмийәтниң тәшкили түзүлмиси, паалийити, иттипақниң қармиқидики нәшр әпкари қатарлиқлар қирғизистан уйғурлириниң иҗтимаий һаятидики муһим нәрсиләр болуп кәлмәктә.