Архип
2008-08-31
31 - Авғуст күни америка уйғурлири бирләшмиси пайтәхт вашингтондики шитабида уйғур җамаәтчиликини тәклип қилип бир сөһбәт һәм доклат бериш йиғини чақирди.
2008-08-31
Мавзедоңдин кейин хитайни қисқа муддәт идарә қилип, сиясий сәһнидин ғайип болған сабиқ хитай рәһбири хуа гофең үчүн 31 - авғуст күни бейҗиңдики мәхсус хитай компартийисиниң рәһбәрлири дәпнә қилинидиған бабавшән қәбристанлиқида дәпнә мурасими өткүзүлди.
2008-08-31
Хитайниң сичуән вә йүннән өлкилиридә шәнбә күни 6.1 Бал йәр тәврәп, йәнә көплигән өйләр өрүлүп, 32 дин артуқ адәмниң өлүши келип чиқти.
2008-08-31
Явропа иттипақи дүшәнбә күни русийә - грузийә мәсилиси җүмлидин русийиниң җәнубий ассетийә, абхазийидин ибарәт икки җумһурийәтниң мустәқиллиқини етирап қилиш мәсилисини музакирә қилип, русийигә қандақ муамилә қилиш һәмдә русийә билән қандақ мунасивәт орнитиш һәққидә җиддий йиғин чақириду.
2008-08-30
30 - Авғуст күни америкида чиқидиған вашингтон почта гезитидә елан қилинған бир мақалидә, хитай һөкүмитиниң уйғур ели вә тибәткә қаратқан контроллуқини техиму күчәйтиши мумкинлики тәкитләнгән.
2008-08-30
Тибәтләрниң диний вә сияси даһиси далай лама ниң тән саламәтликиниң яхши икәнлики вә йәкшәнбә күни дохтурханидин чиқидиғанлиқи билдүрүлди.
2008-08-30
Түркийә мәтбуатиниң хәвәр қилишичә, түркийә дөләт министири куршат түзмән йетәкчиликидики түркийә тиҗарәт минстирликиниң юқири дәриҗилик хадимлири, түрк тиҗарәтчи вә содигәрлиридин тәшкил тапқан бир вәкилләр өмики шәнбә күни бәш күнлүк бир зиярәт үчүн уйғур елигә қарап йолға чиққан.
2008-08-30
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хитайниң рәсми ахбарат вастилириға асаслинип 30 - авғуст куни бейҗиңдин бәргән хәвиригә қариғанда хитай сақчилири өзлири билән тоқунушқан6 нәпәр уйғурни етип өлтүргән.
2008-08-30
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хитайниң рәсми ахбарат вастилириға асаслинип 30 - авғуст куни бейҗиңдин бәргән хәвиригә қариғанда хитай сақчилири өзлири билән тоқунушқан6 нәпәр уйғурни етип өлтүргән.
2008-08-30
Хитай дөләт рәиси хуҗинтав ниң түркмәнистан зиярити җәрянида, хитай билән түркмәнистан оттурисида йеңи бир тәбий газ келишими имзаланған болуп, мәзкур келишим, түркмәнистанниң хитайға експорт қилишини пиланлиған йиллиқ тәбий газ миқдарини 40 милярд метир көпкә чиқиридикән.
2008-08-29
Хитай сақчилири қәшқәрдә йүз бәргән яман яр вәқәсини биртәрәп қилиш җәрянида, қизил бойи вәқәсини кәлтүрүп чиқарди. яман яр вәқәсидә 3 аманлиқ хадими өлгән болса, қизил бойи вәқәсидә 2 нәпәр сақчи өлди. Хитай тәрәп икки вәқәниң гумандарлирини охшаш бир гуруһ кишиләр дәп қаримақта. Әмма бу пәқәт бир пәрәз.
2008-08-29
Мусулманларниң рамизан ейи йеқинлап келиши билән, уйғур елида олимпик бихәтәрлики намида күчәйтилгән бихәтәрлик тәдбирлиригә улинип мәхсус рамизан ейи бихәтәрлик тәдбирлири елинмақта.
2008-08-29
Хитай һөкүмити уйғур аптоном районида 'дөләт байримини қоғдаш' дегән нам билән 200 миң сақчи сәпәрвәр қилған. Хоңкоңдики кишилик һоқуқ вә демократийә учур мәркизиниң доклатиға қариғанда, хитай һөкүмити өзиниң җамаәт хәвпсизлик сақчилири вә қораллиқ сақчи қисимлириға тайинип, 10 - айниң 1 - күнидики дөләт байриминиң алди-кәйнидә, уйғур юртлирида өйму-өй тәкшүрүш елип беришни пиланлиған.
2008-08-29
Уйғур мәсилиси болупму бейҗиң олимпик мусабиқиси җәрянида уйғур диярида йүз бәргән вәқәләр дуняда шундақла уйғурлар арисида муназирә темиси болушқа давам қилмақта.
2008-08-29
Америка демократлар партийисиниң президент намзати барак обама пәйшәнбә күни кәч йәни америка демократлар партийисиниң дөләтлик қурултийиниң ахирқи күни дәнвер шәһиридики бир тәнтәрбийә мәйданида мәзкур партийиниң 75 миң кишилик қурултай вәкили вә қоллиғучилириға нутуқ сөзләп, демократларниң президент намзатлиқини қобул қилғанлиқини җакарлиди.