Архип
2008-08-23
Русийә җүмә күни, грузийидин пүтүн һәрбий қисимлирини чикиндүргәнликини җакарлиған иди. Лекин грузийә һөкүмити русийиниң грузийә територийисидин һәрбий қисимлирини техи пүтүнләй чикиндрүмигәнликини тәкитлимәктә.
2008-08-22
Хитай даирилири бейҗиң олимпики ечилиш һарписидин башлапла, уйғур елидә бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйткән иди. Йеқинда қәшқәр һәмдә кучаларда йүз бәргән һуҗум вәқәлиридин кейин үрүмчидики аманлиқ сақлаш даирилири барлиқ аммиви сорун һәмдә аммиви аптобусларда сомка ечип тәкшүрүшкә охшаш тәдбирләрни қолланмақта.
2008-08-22
Шяңгаңдики хитай кишилик һоқуқ учур мәркизиниң хәвәр қилишичә, 17 - авғуст күни икки нәпәр йизу яш чиңдавдики һәрбий айродромида вәқә пәйда қилған. Вәқәни нөвәттә бир қисим ахбарат орунлири, айропилан булаш вә партлитишқа урунуш вәқәси дәп хәвәр қилса, чиңдав сақчи даирилири бу бир оғрилиқ гуруһиниң оғрилиқ қилишқа урунуш вәқәси дәп билдүрмәктә.
2008-08-22
Чегрисиз кишилик һоқуқ тәшкилати бундин икки йерим йил муқәддәм уйғур мәсилисигә қол тиқишқа башлиған болуп, бу тәшкилатниң хоңкоңға җайлашқан шәрқий җәнуби асия бөлүминиң директори марк җәспер әпәндиниң билдүрүшичә, бу тәшкилат икки йерим йил җәрянида, өзлириниң хизмәт тәҗрибиси вә явропа парламентидики органлар билән болған алақисидин пайдилинип уйғур мәсилисиниң явропа парламентида техиму көрүнәрлик дәриҗидә аңлитилишиға һәссә қошқан.
2008-08-22
Явропада чиқидиған 'ғәрб шамили журнили'ниң тәһрири, һазир шиветсийидә туруватқан абдуришит һаҗи кериминиң баян қилишичә, йеқинда қәшқәр, кучаларда хитай коммунист партийисиниң сақчилириға қарши вәқәләр йүз бәргәндин кейин, хитай һөкүмитиниң учур вастилири шивитсийидиму уйғурларни сәлбийләштүридиған тәшвиқатлар елип беришқа башлиған әһвал астида, шиветсийидә туруватқан уйғурлар уйғур юртлирида тартилған фото сүрәтләрни көргәзмә қилиш арқилиқ, әмәлий пакитлар билән уйғурларниң коммунист хитайниң зораванлиқи астида езиливатқанлиқини испатлиған.
2008-08-22
Бейҗиң олимпик мусабиқисиниң ахирлишишиға бирқанчә күн қалған болсиму,әмма канада баш министири степһен һарперниң бейҗиң олимпик мусабиқисиниң ечилиш вә йепилиш мурасимлириға қатнашмаслиқ қарари өктичи либерал партийиси билән һакимийәт бешидики консерватип партийиси оттурисида йәнила кәскин муназирә темиси болмақта.
2008-08-22
Йеқинда русийиниң тува җумһурийитидики тәрхун көли районидики торбаҗин қәдимий уйғур шәһәр қорғинида хәлқаралиқ дала илмий муһакимә йиғини өткүзүлди .
2008-08-22
Олимпик мурасимини сәһниләштүрүшкә күч чиқарған режиссор, хитай коммунистик партийисиниң идийисини вә бу партийиниң һаким мутләқ ирадисини гәвдиләндүргән, ядро дөлити һесабланған бу дөләт җуңго, бейҗиңда өткүзүлүватқан олимпик мурасими яратмиш қиммәтни, өзичә алаһидә дөләт күчигә маслаштуруп, маслишишқа "бир дуня, бир чүш" дәйдиған шоарни сиңдүрүп, мав зедоң товлап йүргән " инсанийәтни азад қилиш" дәйдиған чүшкә монтаҗ шәклидә гирәләштүргән.
2008-08-22
Хәлқара олимпик комитети җүмә күни хәлқара гимнастика бирләшмисидин бу нөвәтлик олимпик мусабиқисиниң алтун медалиға еришкән хитай аял гимнастика маһирлириниң яш қорами бәлгилимидики яш өлчимидин көп төвән икәнлики үстидә тәкшүрүш елип беришни тәләп қилди.
2008-08-22
Америкиниң бейҗиңдики баш әлчиханиси баянатчиси җүмә күни америкиниң олимпик мусабиқисидин бурун вә мусабиқә мәзгилидә икки нәпәр хитай кишилик һоқуқ паалийәтчисиниң из дерәксиз йоқап кәткәнликидин қайғуруватқанлиқини билдүрди.
2008-08-22
Хоңкоңдики хитай тәтқиқатчи, " ху җинтав дәври" дегән әсәрниң аптори вилли лам америкидики дуняви тәсиргә игә чоң гезитләрниң бири болған Wall Street Journal гезитиниң җүмә күнки санида мақалә елан қилип, хитайниң олимпик йиғинидин кейин аваригәрчилик туғдурғучиларни бастурмақчи болуватқанлиқини билдүрди.
2008-08-22
Тибәт роһани даһиси далай лама җүмә күни франсийә президентиниң ханими карла саркозий вә франсийә ташқи ишларминистири бернард кочинерлар билән көрүшүп, хитайни демократийә йолида илгириләшкә чақирди.
2008-08-22
Исраилийидә өзлирини террорлуқниң зиянкәшликигә учриған дәп қарайдиған 100 дин артуқ исраилийилик пәйшәнбә күни хитайниң әң чоң банкилиридин бири болған җуңго банкиси үстидин америка сот мәһкимисигә әрз сунуп, мәзкур банкиниң пәләстин тәшкилатлириға пул оборот қилишни тохтитишини тәләп қилди.