Архип
2008-09-29
Явропа иттипақи хитайдин балилар йемәклири импорт қилишни чәкләш қарари алған болуп, бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә мәзкур қарар алдинқи күни рәсмий күчкә игә қилинған.
2008-09-29
Хитай баш министири вен җябав хитайда демократийини илгири сүридиғанлиқини тоғрисида вәдә бәргән болуп, вен йәнә буларниң тибәт мәсилиси қатарлиқларниму өз ичигә алидиғанлиқини оттуриға қойған.
2008-09-29
Бирләшмә агентлиқида рамизан мәзгилидики уйғур ели әһвали һәққидики берилгән бир парчә хәвәрдә, рамизан ейиниң уйғур елидики сияси бесим әң күчәйтилгән вақит икәнлики оттуриға қоюлған.
2008-09-29
Америка пул - муамилә саһәсидики кризисқа қарши тонуштурулған қутқузуш пилани 205 кә қарши 228 аваз билән рәт қилинди. Буш һөкүмити вә америка малийә министирлики бирликтә тонуштурған 700 милярд долларлиқ қутқузуш пилани бу һәптә ахири бекитилип, бүгүн америка дөләт мәҗлисидә бу һәқтә қанун чиқириш үчүн авазға қоюлған иди.
2008-09-28
Хәлқара миқяда уйғур ели һәққидики учурларниң көпийиши, хәлқара җәмийәтниң уйғурларниң сиясий, иҗтимаий - иқтисадий әһвали вә башқа мәсилилири һәққидики чүшәнчилириниң көпийишигә әгишип, хитай һөкүмитиму чәтәлләрдики ахбарат васитилири билән һәмкарлишип, "җуңго һөкүмитиниң шинҗаңни гүлләндүрүшкә қошқан төһписи вә шинҗаңниң қандақ тәрәққи қиливатқанлиқи һәмдә уйғур қатарлиқ аз санлиқ милләтләрниң қандақ бәхтияр яшаватқанлиқини" тәшвиқ қилишқа әһмийәт бәрмәктә.
2008-09-28
Хитай ишчилар партийисиниң муавин рәиси җоң гуохуа үчүн хоңкоңда матәм мурасими өткүзүлгән болуп, буниңға хитай коммунистлири билән охшимиған көз қарашқа игә затлар, партийә - гуруһларниң вәкиллири иштирак қилған.
2008-09-28
Америка һөкүмити тәрипидин оттуриға қоюлған 700 милярд доллар аҗритип, америкиниң қийин әһвалға қалған иқтисади вә базирини қутулдуруш лайиһиси тоғрисидики талаш - тартишта дәсләпки қәдәмдә пикир бирлики һасил болған.
2008-09-28
Хитайниң "шенҗов 7" намлиқ аләм кемиси йәкшәнбә күни кәчтә сақ - саламәт вәзиписини тамамлап қайтип кәлгән болуп, аләм кемиси ички моңғул яйлиқиға чүшкән.
2008-09-28
Америка уйғурлири бирләшмиси 27 - сентәбир күни рамизан мунасивити билән иптарлиқ паалийити уюштурди.
2008-09-27
Узун йиллардин бери америка һөкүмити тәрипидин террорчилиқни қоллайдиған дөләт дәп әйиблинип кәлгән сүрийиниң пайтәхти дәмәшқ шәһиридә партлатқуч дора қачиланған бир аптомобилниң партилиши нәтиҗисидә 17 киши өлгән вә 14 адәм яриланған.
2008-09-27
Җүмә күни италийә сақчи даирилири, чәкләнгән бир хел химийилик мадда арилаштурулған тирә билән ясалған хитайдин италийигә қанунсиз йоллар арқилиқ елип келингән 1милйон 700 миң җуп аяғни мусадирә қилғанлиқини билдүрди.
2008-09-27
Шәнбә күни хитай баш министири вен җябав дуня иқтсадий вәзийити тоғрисида хитайниң тйәнҗин шәһиридә ечилған хәлқара бир йиғинда сөз қилип, зәһәрлик балилар парашоки сәтчиликидин кейин, хитай йемәкликлиригә гуман билән қарашқа башлиған хәлқара җамаәтни хитай һөкүмитиниң йемәклик бихәтәрлики тоғрисида җиддий икәнликигә ишәндүрүшкә тиришқан.
2008-09-27
Хитай ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, тибәт җамаәт хәвпсизлик идарисиниң башлиқи ваң бинйй вә тибәт аптоном районлуқ һөкүмитиниң муавин рәиси чин йези җүмә күни тибәт хәлқ қурултийи тәрипидин вәзипилиридин елип ташланған.
2008-09-27
Җүмә күни ақсарайда америка президенти җорҗ буш билән учрашқан афғанистан президенти һамид карзай, афғанистанда вәзийәтниң күндин күнгә яхшилиниватқанлиқини билдүрди.
2008-09-26
Вал - стрет пул муамилә базирида барғанчә чоңқурлишиватқан кризисини қутулдуруш үчүн оттуриға қоюлған 700 милярд долларлиқ қутқузуш пилани үстидә 25 - сентәбир күни ақ сарайда елип берилған муназирә бәзи консерватип җумһурийәтчиләрниң қарши чиқиши билән нәтиҗисиз аяғлашқандин кейин, җүмә күни һөкүмәт әзалири мәзкур мәсилидики талаш - тартишни йәнә әслигә кәлтүрди.