Архип
2008-09-07
Тунҗи болуп русийә тәрипидин етирап қилинған абхазийә билән җәнубий оссетийә җумһурийәтлириниң мустәқиллиқини никарагуа дөлити етирап қилди.
2008-09-07
Америка билән һиндистан арисида түзүлгән пуқраларниң турмуши үчүн ишлитишни мәқсәт қилған атом - ядро келишими йеқинда виенада өткүзүлгән атом - ядро материяллири билән тәминләйдиған дөләтләр гуруһиниң йиғинида тәстиқтин өткән болуп, 45 дөләттин тәркип тапқан бу тәшкилатниң ичидә пәқәт аз сандики дөләтләрла қарши чиққан.
2008-09-05
Биз өткән һәптилик аңлитишимизда , атуш даирилириниң , атуш шәһәр ичидики барлиқ уйғур мусулман рестуран һәм ашхана хоҗайинлириға бу рамизанда тиҗарәтни тохтатмаслиқ капләтнамисиға мәҗбури қол қойғузуп, уйғурларниң роза тутушиға қарита түрлүк чәклимиләрни йолға қойиватқанлиқи һәққидә мәлумат бәргән идуқ , игилишимизчә бу хил динний етиқад әркинликигә қаттиқ дәхли - тәруз қилиш тәдбирлири охшашла хотән вилайитиниң һәр қайси наһийә йезилиридиму йүргүзүлмәктә.
2008-09-05
Радиомизға кәлгән инкаста, шинҗаң хәлқ радио истансисидики бир аял хизмәтчиниң хизмәттин қоғланғанлиқи вә қамақта икәнлики билдүрүлгән иди. Игилишимиздә мәзкур шәхисниң мәһбубә абләш икәнлики, шинҗаң хәлқ радио истансиниң елан бөлүминиң хизмәтчиси икәнлики мәлум болди.
2008-09-05
1 - Сентәбир дүшәнбә күни, баш штаби германийиниң мюнхен шәһиригә җайлашқан шәрқий түркистан информатсийә мәркизи хитай һөкүмити уйғур елидә йүргүзүп келиватқан ғәрбни ечиш истиратегийиси һәққидә "ғәрбни ечиш истиратегийиси: шәрқий түркистандики апәт" намлиқ бир тәпсилий доклат тәйярлап елан қилған иди.
2008-09-05
2008 - Йиллиқ америка президент сайлими 1 - айда башланған иди. 6 - Айғичә һәр қайси сиясий партийиләр шитатлар буйичә сайлам өткүзүп, америка президентлиқиға намзат көрсәтти.
2008-09-05
Уйғурларниң нәзиридә түркийә, уйғур мәсилиси үчүн ачқучлуқ бир дөләт, көплигән уйғурлар түркийә җумһурийитини вә түрк хәлқини өзлириниң мәниви йөләнчүки дәп қаримақта. Йәнә келип түркләр билән уйғурлар қериндаш, түркләрниң әҗдадлириниң шәрқий түркистандин анатолийигә келип йәрлишип қалғанлиқиға ишиниду.
2008-09-05
Вейтнам һөкүмити хитай чоң қуруқлуқидики тор бәтләрдә елан қилинған хитайниң вейтнамға һәрбий "ишғалийәт йүргүзүш пилани" мунасивити билән хитай даирилиригә рәсмий етираз билдүргән.
2008-09-05
Хитай һөкүмити америкиниң вашингтон шәһиридики брокиңиз иниститутиниң саһипханлиқида өткүзүлидиған "хитайда көп хил диний етиқадлар", дегән темидики муһакимә йиғиниға хитай диний ишлар идарисиниң муавин башлиқи ваң зоән йитәкчиликидики бир өмәкни йоллиған болуп, өмәкниң тәркипидә хитай ислам җәмийитидин адилҗан һаҗи керим исимлик бир уйғур бар икән.
2008-09-05
Уйғур илидики хитай һөкүмәт даирилири рамизан ейида уйғур илидики йәрлик мусулманларниң һәр күни иптардин кейин мәсчитләргә йиғилип тәрәви оқушини чәклигән.
2008-09-05
Америкиниң миннесота штатидики сант паул шәһиридә ечилған америка җумһурийәтчиләр партийисиниң мәмликәтлик қурултейи пәйшәнбә күни йепилди.
2008-09-05
Америкиниң муавин президенти дик чений украинийә зияритидә русийиниң тәһдитини има қилип, окраинийиниң таҗавузчилиқ тәһдитидин хали һалда мәвҗүт болуп туруш һоқуқи барлиқини вә окраинийиниң ш а о ә т ға әзалиқини қоллайдиғанлиқини билдүрди.
2008-09-04
Бу қетим пәйзиватта йүз бәргән вәқәдә, уйғур мустәқилчилириниң қоралиниң пичақ болғанлиқи вә күчлүк қоршав астида ахирқи нәписигә қәдәр қаршилиқ көрсәткәнлики һәм дуняда һәм уйғурлар арисида күчлүк тәсир пәйда қилди.