Архип
2008-09-26
Түркийиниң нопузлуқ гезитлиридин һүррийәт, миллийәт вә радикал гезитлириниң 25 - сентәбир күнидики санида `моңғул археологлар билгә хақанниң һәйкилини тапқан` мавзулуқ хәвәр елан қилинди.
2008-09-26
Түркийидики MPL телевизийисидә һәр һәптиниң дүшәнбә күнлири кәч саәт 21:30 дин 22:30 гичә түркистанбул программиси тәқдим қилинип сүни һәмра арқилиқ нәқ мәйдандин тарқитилип кәлмәктә.
2008-09-26
" Шинҗаң уйғур аптоном райониниң рәисигә бир парчә хәт " намлиқ мақалә өткән айда уйғур тор бәтлириниң биридә елан қилинди. Мақалидә аптономийә қануни вә дөләтниң милләтләр сияситигә һөрмәт қилиниши керәклики вә буниңға аптоном районниң рәиси болғучи кишиниң башламчилиқ билән әмәл қилиши керәклики тәкитләнгән.
2008-09-26
Қазақистанда яшаватқан уйғурлар һөкүмәтниң диний сияситидики кәңчиликлиридин бәһриман болуп рамизан ейида әркин - азадә роза тутуп ибадәт қиливатқанлиқини билдүрмәктә.
2008-09-26
Б д т ниң сәһийә органи билән балилар фонди тәшкилати пәйшәнбә күни қошма баянат елан қилип, хитайниң бовақлар сүт парашуки вәқәсидин чоңқур азабланғанлиқини вә әндишә туюватқанлиқини, хитай даирилириниң вәқә үстидин үзүл кесил тәкшүрүш елип беришини үмид қилди.
2008-09-26
Тибәт роһани даһиси далай ламаниң алаһидә вәкили лоди гяри пәйшәнбә күни сүргүндики тибәтләрниң 11 - айда чақирилидиған дарамсаладики пәвқуладдә қурултийида хитай билән елип бериливатқан сөһбәтни тохтитиш қарари чиқирилиш еһтимали барлиқини чәткә қақмиди.
2008-09-26
Йеқинда уйғурларниң хитай тилида чиқидиған " уйғур торда " тор бекитидә уйғур аптоном райони рәиси нур бәкригә йезилған бир парчә очуқ хәт елан қилинған болуп, очуқ хәттә хитай даирилириниң районда йолға қойған қош тиллиқ маарип вә муқимлиқ сиясити тәнқидләнгән.
2008-09-26
Америка президенти җорҗ буш пәйшәнбә күни америка дөләт мәҗлисидики икки партийиниң рәһбәрлирини вә бу нөвәтлик сайламниң президент намзати барак обама билән җон мекйинни ақ сарайға чақирған.
2008-09-26
Чехийәдә зиярәттики хитай хәлқ қурултийи миллий ишлар комитетиниң вәкилләр өмики пәйшәнбә күни чехийә парламентидики йешиллар партийиси парламент әзалириниң тибәт байриқини чиқарғанлиқи түпәйли чех парламент залини тәрк әткән.
2008-09-25
Уйғур елидин игилигән учурларға асасланғанда, йеқиндин буян хитай даирилири уйғур елиниң барлиқ җайлири, барлиқ саһәлири буйичә сиясий өгинишни күчәйтип, нуқтилиқ һалда бөлгүнчиликкә қарши тәрбийә елип бериватқан болуп, һәтта әмдила йеңи оқуш мәвсүмини башлиған башланғуч вә оттура мәктәп оқуғучилириму бу хил идеологийә саһәсидики өгинишләргә орунлаштурулмақта икән.
2008-09-25
Хитайниң сүт мәһсулатлириға бөрәкни зәхмиләндүридиған меламин маддиси қошқанлиқи паш болғандин бери, сүт парашуки ечип кесәл болған балиларниң санида шиддәтлик артиш әһвали көрүлмәктә.
2008-09-25
Хитайда базарларда сетиливатқан 'сәнлу' маркилиқ сүт парашукида зәһәрлик меламин маддиси барлиқи ашкариланғандин, дуняда хитай йемәклирини базардин чекиндүрүватқан дөләтләр көпәйди. Хитайда болса дуканларға берип мал қайтуридиған херидарларниң вә дохтурханиларға берип балилирини тәкшүртидиған ата - аниларниң сепи улғайди.
2008-09-25
Вен җябав б д т да қилған сөзидә, хитайниң дуняға хоҗа болуш хияли йоқлуқини, әгәр игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүки дәхли тәрүзгә учримисила, дуня билән әп өтидиғанлиқини билдүрди.
2008-09-25
Хитайда бу йил майда йүз берип, 90 миңчә адәмниң өлүшигә сәвәб болған йәр тәврәш апитиниң роһи зедиси техичә пәсәймигән, зәһәрлик химийилик мадда билән булғанған сүт парашокидин зәһәрлиниш кризиси барғанчә чоңқурлишиватқан минутларда, хитай һөкүмити адәм бесилған аләм кемисини бошлуққа йоллиди.