Архип
2008-09-04
Баш штаби германийиниң мюнхен шәһиригә җайлашқан шәрқий түркистан информатсиййон мәркизи, хитай һөкүмитиниң "ғәрбни ечиш сиясити" һәққидә бир парчә доклат елан қилди.
2008-09-04
Америкида яшаватқан мусулманлар сәккиз милйондин ашиду. Америкиға йәрләшкән уйғур мусулманлириму, америкида яшаватқан барлиқ хәлқләргә охшашла демукиратийә һәмдә әркинликтин бәһриман һалда, өзиниң диний етиқади буйичә яшимақта.
2008-09-04
Америка җумһурийәтчиләр партийисиниң миннесота штатидики сант паул шәһиридә ечиливатқан мәмликәтлик қурултийи давам қилмақта. Қурултайниң 3 - күни йәни чаршәнбә күни җумһурийәтчиләрниң президент намзати сара пейлин ханим қурултай нутуқи сөзләп, җумһурийәтчиләрниң муавин президент намзатлиқини қобул қилғанлиқини җакарлиди.
2008-09-04
Тәйвән президенти ма йиңҗу өткән һәптидә, өзиниң тәйвән билән чоң қуруқлуқниң мунасивити һәққидики тәшәббусини оттуриға қойғандин кейин, тәйвәндә чоң намайиш йүз бәрди. Намайишта ма йиңҗуни'чоң қуруқлуққа тәслим болди' дәп әйиблиди.
2008-09-04
9 - Айниң 1 - күни башланған 17 - нөвәтлик " үрүмчи хәлқара сода йәрмәнкиси " дин буян, хитайниң шәрқий түркистандики ахбарат вастилириниң һәммиси дегидәк түркийә һәққидә пиланлиқ вә тәшкиллик һалда кәң көләмдә тәшвиқат йүргүзүп кәлмәктә.
2008-09-04
Игилинишичә 29 - авғуст җүмә күни талибанлар икки нәпәр хитай инженерини бир шопури вә қоғдиғучиси қатарлиқ 4 нәпәр шәхсни афғанистан - пакистан чегрисида гөрүгә алған.
2008-09-04
Он икки айниң султани һесаблинидиған роза ейи башлинип пүткүл мусулман дуняси бу мубарәк айни күтүвалди.
2008-09-04
Пакистан ташқи ишлар министири махмуд қурәйши пәйшәнбә күни, иттипақдаш армийә қисимлириниң пакистан территорийиси ичидә һуҗум қозғап, һечқандақ нишан вә яки муһим бир террорчини қолға чүшүрәлмигәнлики, әксичә һуҗумға учриғучиларниң аяллар вә балилар болғанлиқидин әпсусланғанлиқини, шуңа бу қетимқи һуҗумни қаттиқ әйибләйдиғанлиқини билдүрди.
2008-09-04
Пәйшәнбә күни грозийидә зиярәттә болған америкиниң муавин президенти дек чәйний, русийиниң грузийигә қаратқан һәрбий һәрикитини қаттиқ әйибләп, бу һәрикәтни грозийиниң хәритисини қайтидин сизип чиқиш мәқситидә елип берилған " қанунсиз бир ишғал һәрикити" дәп көрсәтти.
2008-09-04
Хитай һөкүмити буйруқ чүшүрүп уйғурларниң рамизан ейида роза тутуп, ибадәт қилишини қаттиқ чәклимәктә.
2008-09-04
3 - Сентәбир күни, уйғур аптоном районида гәнсу апәт райониниң әмгәк күчлиригә ярдәм бериш мәсилиси үстидә мәхсус йиғин чақирилип, үрүмчи, шихәнзә, қарамай қатарлиқ шәһәрләрдики хизмәт шитатлириға гәнсулуқ хитайлардин 120 миң нәпирини орунлаштуруш қарар қилинған.
2008-09-04
Түркийиниң сода ишлириға мәсул дөләт министири, куршат түзмән йеқинда үрүмчидә өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида сөз қилип, түркийиниң уйғур или билән болған иқтисади һәмкарлиқиниң наһайити нәтиҗилик болғанлиқини, техиму зор ғәлибиләрни қолға кәлтүрүш үчүн, түркийиниң үрүмчи шәһиридә " түркийә санаәт бағчиси " бәрпа қилишни қарар қилғанлиқини җакарлиди.
2008-09-03
Рамизан ейида 30 күн роза тутуш ислам диниға етиқад қилғучи мусулманларға қаритилған бәш чоң пәризниң бири, мана бу айда пүтүн дуня мусулманлири роза тутуш вә шундақла мубарәк рамизан хасийити билән елип баридиған диний етиқад вә иҗтимаий паалийәтлирини давам әтмәктә.
2008-09-03
Америкиниң миннесота штатидики сант паул шәһиридә өткүзүлүватқан америка җумһурийәтчиләр партийисиниң америка тарихидики "алаһидә дәвр" дә чақирилған мәмликәтлик қурултейи сәйшәнбә күни 2 - күнини өткүзди.
2008-09-03
Америкиниң асаслиқ мәтбуат вастилиридин Orlando Sentinel, Suntimes қатарлиқларда хитайға қарита тәнқиди обзор вә мулаһизиләр елан қилинған болуп, америка авази радиоси бу һәқтә қисқичә хуласә баян қилди.