Архип
2008-09-25
Бир қанчә һәптә илгири, германийидики хитай язғучиси чоң вейгуаң, ваң роңфен қатарлиқ сәккиз нәпәр хитай зиялийси германийә парламентиға очуқ хәт йоллап, германийә долқунлири радиоси хитайчә аңлитиш бөлүми үстидин шикайәт қилған.
2008-09-25
Осло хәлқара тинчлиқ институтиниң рәиси штайин тонәнсонниң бу йилқи нобил тинчлиқ мукапатиниң хитай сиясий өктичииси ху җияға берилиши керәклики тоғрисидики баянати бейҗиң һөкүмитини ғәзәпләндүрди.
2008-09-25
"Шинҗаң" ниң тәрәққиятиға асаслиқ тәһдит һесабланған амилларниң миллий бөлгүнчилик һәмдә қанунсиз диний паалийәтләр икәнликини оттуриға қойған хитай даирилири, уйғур дияриниң һәр қайси җайлирида " бөлгүнчиликкә қарши туруп, муқимлиқни сақлаш" темиси буйичә тәрбийиләш хизмитини күчәйтидиғанлиқини билдүрди.
2008-09-25
Уйғур дияри хитай буйичә әң чоң нефит, тәбиий газ байлиқи мол һәм мәркәзлик җайлашқан район болуп, хитай ахбарат вастилири пәйшәнбә күни, бу йилниң алдинқи йеримида районда ишләпчиқирилған хам нефит мәһсулат миқдариниң 13 милйон тоннидин ашқанлиқини, тәбиий газ миқдариниң 11 милярд 940 милйон купметирға йетип, өткән йилдикидин %16 ашқанлиқини елан қилди.
2008-09-25
Яврупа иттипақи пәйшәнбә күни, хитайниң сүт тәркиви билән ясалған барлиқ йемәклирини чәкләш тоғрисидики қарарини елан қилидиғанлиқини билдүрди.
2008-09-24
Хитайда бовақлар сүт парашоки мәсилиси паш болған икки һәптидин буян уйғур елидиму, хитайда ишләнгән сүпәтсиз зәһәрлик сүт парашоклиридин зәһәрләнгән балиларниң сани күндин - күнгә көпәймәктә.
2008-09-24
Америка өз тарихидики әң җиддий пул - муамилә бөһраниға дуч кәлмәктә. Америка һөкүмити өз тарихида 1 - қетим бөһранға учриған пул - муамилә гуруһлирини дөләт илкигә өткүзүвелиш пиланини җакарлиди.
2008-09-24
Хитай баш министири вен җябав, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 63 - қетимлиқ омумйиғиниға қатнишиш түнүгүн нюйоркқа йетип кәлди.
2008-09-24
Сабиқ совет иттипақи билән хитай хәлқ җумһурийитиниң мунасивәтлири 1949 - йилидин таки 1959 - йилиғичә болған 10 йил вақит ичидә наһайити йеқин һәмкарлиқ җәрянини баштин кәчүрүп, 1960 - йилиға кәлгәндә бирдинла бузулди.
2008-09-24
Һәр дүшәнбә күни ахшам саәт 9:35 тә түркийидики MPL телевизийисидә түркистанбул исимлиқ, түрк дуняси һәққидә бир програм тарқитилмақта.
2008-09-24
Йеқинда сәуди әрәбистанида, муһәммәд әмин буғраниң " шәрқий түркистан тарихи" ниң әрәбчә тәрҗимиси нәширдин чиқти.
2008-09-24
Яврупа бирликиниң хитайда ясалған сүт мәһсулатлирини қаттиқ чәкләш тоғрисидики қараридин кейинла, германийидә хитайға ярдәм пули беришкә қарши долқун йәнә бир балдақ юқири көтүрүлди.
2008-09-24
Японийидә бүгүн узундин буян очуқ - йоруқ, мәрданә сөзләп келиватқан, пүтүн йәр шарида террорчилиққа қарши давамлиқ көрәш қилидиған консерватиплардин таро асо дөләтниң баш министирлиқ вәзиписини үстигә алди.
2008-09-24
Хитайниң 'сәнлу' маркилиқ сүт мәһсулатлириниң тәркибидә зәһәрлик меламин маддиси барлиқи байқалғандин кейин, бундақ зәһәрлик йемәкләрни хитайлар өзлириму сетивалмайдиған вәзийәт шәкилләнмәктә.
2008-09-24
Дуня уйғур қурултейи дүшәнбә күни елан қилған хәвиридә, коммунист хитайниң аптоном районлуқ партком муавин секритари нур бәкриниң 'ғәрб әллири шинҗаңда террорчилиқ, бөлгүнчилик вә диний әсәбийликни қутратти', 'олимпиктин буян йүз бәргән бир қатар зораванлиқ һуҗумларға рабийә қадир башчилиқидики бөлгүнчиләрниң җавабкарлиқи сүрүштүрүлиду' дегинигә рәддийә бәргән иди.