Архип
2009-01-31
Хитай сәһийә министирлики бүгүн пүтүн мәмликәттики дохтурларға, гуаңши пиңнән дора завути диабет кесәлликини давалаш үчүн ишлигән дорини қоллунишни тохтутуш тоғрисида буйруқ чиқарди.
2009-01-31
Японийә баш министири тари асо бүгүн 'японийәму сомалиға деңиз қарақчилириға зәрбә бериш үчүн һәрбий парахот әвәтиду' деди.
2009-01-31
Шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатидики русийә, таҗикистан, өзбекистан, қирғизистан арисида, су мәнбәәлиридин пайдилиниш мәсилисидә тоқунуш келип чиқиватқандин башқа, хитай билән қазақстанму су мәнбәлири мәсилисидә тоқунушқа йүзләнмәктә.
2009-01-31
Радиомиз мухбири венҗйәнниң хитайдин хәвәр қилишичә, һазир хитайда 'мавзедоңчи партийә' дәп аталған бир партийә ашкариланмақта. Бу гуруһ хитайда һазир һоқуқ тутиватқан кишиләрни'сахта компартийә', 'шйовинистлар' дәп атайду.
2009-01-31
Хунәндә йәнә бир аял юқумлуқ қуш зукими вируси билән юқумлинип өлди. Франсийә агентлиқиниң бүгүн бейҗиңдин баян қилишичә, хунәндә 21 яшлиқ бир аял 26 - январ күни H5N1 бәлгилик юқумлуқ қуш зукими вируси билән юқумланғандин кейин, давалаш үнүм бәрмәй бүгүн өлгән. Бу, хитайда мушу ай ичидә юқумлуқ қуш зукими вируси билән өлгән 5 - бимар болуп һесаблиниду.
2009-01-30
Шаяр наһийисиниң шаяр базиридики бир електронлуқ оюнчуқханида, 28 - январ күни кәчтә уйғур яшлири билән хитайлар арисида тоқунуш чиққан.
2009-01-30
Уйғур "ешинча әмгәк күчлирини сиртларға йөткәш" долқуни һәққидики хәвәрләр хитай ахбаратлирида 2008 - йили баһардин кейин туюқсиз ғайип болуп кәткән иди.
2009-01-30
Түркийә баш министири рәҗәп тайип әрдоған шветсарийиниң давос дегән йеридә ечиливатқан дуня иқтисад йиғинидики, пәләстинниң ғәззә мәсилиси темисидики йиғинда, исраилийә дөләт рәиси пәрәскә аччиқлинип ,"сиз адәм өлтүрүшни яхши билисиз" деди.
2009-01-30
Мәркизи түркийиниң истанбул шәһиригә җайлашқан шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң уюштуруши билән , 2009 - йили 29 - январ пәйшәнбә күни шәрқий түркистан давасиниң байрақдари дәп тонулған мәрһум әйса юмуп алптекинниң вапат болғанлиқиниң 14 - йиллиқини хатириләш мурасими өткүзүлди.
2009-01-30
Америка президенти барак обама 19 - феврал күни канадани зиярәт қилиду. Ақсарайниң баянатчи вә канада баш министири стипһн һарпрниң ишханиси бу хәвәрниң тоғрилиқини дәлиллиди.
2009-01-30
Дуня уйғур қурултийиниң қазақистандики вәкили, сиясийон қәһриман ғуҗамбәрди мухбиримизниң зияритини қобул қилип, хитай коммунистик һакимийитиниң чәтәлләрдики уйғур сиясий тәшкилатлирини қарилап, уйғурларниң йетәкчиси рабийә қадир ханимниң образини хунүкләштуридиған тәшвиқатлирини қанатяйдуруватқанлиқи һәққидә тохталди.
2009-01-30
Уйғур елидә чиқидиған тор бекәтлириниң хәвәр қилишичә, бир түркүм уйғурлар шаяр наһийә базиридики бир оюнчуқханиниң алдида йиғилип, оюнчуқханидики хитайларниң бир уйғур балини өлтүрүвәткәнликигә наразилиқ билдүрүп намайиш қилған шундақла 8 гә йеқин намайишчи сақчилар тәрипидин қолға елинған.
2009-01-30
Уйғур елидики йәрлик мәтбуатларниң хәвәр қилишичә, хитай һөкүмити бу йил уйғур елидә йәсли маарипиға 3 милярд 800 милйон йүән мәбләғ аҗритип, уйғур балиларда башланғуч мәктәпкә кириштин бурунла хитай тили мәсилини һәл қилишни пиланға киргүзгән.
2009-01-30
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати явропа комитетиниң президенти бароссодин хитай министири вен җябав билән көрүшкәндә хитай кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қоюшни тәләп қилған.
2009-01-30
Шималий корийә җәнубий корийә билән имзаланған барлиқ һәрбий вә сияси келишимләрниң бикар қилинғанлиқини елан қилип, буниңға җәнубий корийиниң шималға тутқан дүшмәнлик позитсийиси сәвәб болғанлиқини илгири сүрди.