Архип
2009-10-31
Дуня уйғур қурултейиниң рәиси рабийә ханим 30 - өктәбир күни, токйодики чәтәл ахбарат кулубида өткүзүлгән мухбирлар йиғинида сөз қилди вә мухбирларниң суаллириға җаваб бәрди.
2009-10-31
Б б с ниң баян қилишичә, хитай маллири ямрап кәткән қирғизистанда, хитайниң мәркизи телевизийә истансиси9 - айниң 25 - күнидин етибарән, қирғизистанниң пайтәхти бешкәктә русчә аңлитиш беришкә башлиғандин кейин, дәсләптә қирғизистанда қизиқиш пәйда болған, һәтта хитайчә өгинишкә башлиғанларму болған иди, әмма һазир қирғизлар арисида һәрхил талаш - тартиш пәйда болди.
2009-10-31
Баш оргини париждики хәлқара мухбирлар тәшкилати үрүмчидә йүз бәргән 5 - июл вәқәсидин төт ай өткәндә, йәни 10 - айда, уйғур аптоном районидики йүздин артуқ интернет тор бети вә тор понкити һәққидә тәкшүрүш елип барғандин кейин радиомиз арқилиқ җакарлишичә, хитай һөкүмити 5 - июл вәқәсидин кейин, уйғур аптоном районидики уйғурчә, хитайчә, енгилизчә тор бәтлириниң 85% ни тақивәткән.
2009-10-31
Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, түнүгүн бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң чоң йиғинида аваз ташлиғандин кейин, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қоралларни контрол қилиш вә қоралсизландуруш комитетиға, дуняда һәркүни миңлиған адәмниң өлтүрүлүшидин сақлиниш үчүн қанунсиз қорал йөткәшни чәкләш һәққидә йеңи әһдинамә түзүп вә уни қанунлаштурушни башлашқа иҗазәт берилди.
2009-10-31
Радиомиз хәвири: америка даирилириниң ашкарилишичә, америкиниң гуәнтанамодики һәрбий түрмисидә 7 йил күзүтүш астида турған уйғурлардин 6 си бүгүн азад қилинип, тинч окяндики кичик арал дөлити -- палавға йетип барған.
2009-10-30
Хитай даирилири өткән һәптиләрдә үрүмчи вәқәсигә мунасивәтлик кишиләр үстидин сот ечип, җәмий 21 кишигә җаза һөкүм қилған, буниң ичидә 12 кишигә өлүм җазаси бәргән иди. Әмма қарар елан қилинғандин кейин бу балиларниң өлүм җазасиниң дәрһал иҗра қилинғанлиқи яки қилинмиғанлиқи, қилинмиған болса қачан иҗра қилинидиғанлиқи һәққидә һечқандақ мәлумат бәрмигән иди.
2009-10-30
30 - Өктәбир күни чүштин кейин, америкиниң сан франсеско шәһиридә, хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистан вә тибәттә йүргүзүватқан қаттиқ бастуруш сияситигә қарши наразилиқ намайиши өткүзүлди.
2009-10-30
29 - Өктәбир пәйшәнбә күни, америкиниң вашингтон штатиға җайлашқан вашингтон университетида җәксон хәлқара мунасивәтләр институти билән русийә шәрқий явропа вә мәркизий асия тәтқиқат мәркизи тәрипидин уюштурулған 5 - июл вәқәсигә алақидар бир илмий муһакимә йиғини ечилди.
2009-10-30
Хитайдики даңлиң сәнәткар әй вейвей, атақлиқ хитай шаири әй чиңниң оғли болуп, у, өзиниң хитай коммунист һөкүмитиниң сияситидики һәқсизликлирини паш қилған бәдиий әсәрлири вә һәққанийәт үчүн елип барған күрәшлири билән, нөвәттики хитай коммунист әмәлдарлири әң өч көридиған һәм қорқидиған, әмма авам пуқралар үчүн әң сөйүмлүк бир шәхскә айланған.
2009-10-30
10 - Айниң 23 - күни түркийиниң измир шәһиридә, 26 - числа болса истанбулдики мармара үниверситетида `үрүмчи вәқәси вә шәрқий түркистан` темисида йиғин чақирилған болуп, йиғинда уйғурлар һәққидә доклат бәргүчиләрдин бири болған әйса йүсүп алптекин вәқпи башлиқи арслан алптекинниң ейтишичә, истанбул мармара үниверситетидики йиғинға 600 әтрапида киши қатнашқан.
2009-10-30
Йеқинда истанбулдики әмирә нәшрияти тәрипидин түркийиниң сабиқ дөләт министири, профессор доктур әхәт әндиҗан язған "чәтәлдә түркистан муҗадилиси" намлиқ китаб нәширдин чиқти.
2009-10-30
Хитай мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, хитайниң дөләт игиликидики "җуңго нефит ширкити" уйғур аптоном райониниң нефит игиликигә кәлгүси бәш йилда 29 милярд 300 милйон доллар мәбләғ селишни пиланлиған.
2009-10-30
Хитай даирилири "уйғурбиз" тор бекитиниң башқурғучиси, "шинҗаң иқтисад гезити"ниң мухбири ғәйрәт ниязни "дөләт бихәтәрликигә хәвп - хәтәр йәткүзгәнлик" сәвәбидин қолға алған.
2009-10-30
Уйғур аптоном райони юқири сот мәһкимиси үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимиси тәрипидин йеқинда "5 - июл вәқәси"гә четилип җазаланған 21 кишиниң һөкүмгә нарази болуп қилған әрзини рәт қилип, әслидики һөкүмни күчкә игә, дәп җакарлиди.
2009-10-30
Хоңкоңда зиярәттики америкиниң "җорҗ вашингтон" намидики авиаматкисиниң қомандани, деңиз армийә адмирали кәвин донеган, хитай һәрбий тәрәққиятиниң өзлирини тәшвишкә селиватқанлиқини әскәртип, бейҗиң даирилирини һәрбий күчини тәрәққи қилдурушидики мәқситини айдиңлаштурушқа чақирди.