Архип
2009-10-30
Тибәт роһани даһиси далай лама җүмә күни япон һава йоллириниң айрупиланида японийигә йетип келип, бу дөләттики 9 күнлүк зияритини башлиди. Далай ламаниң японийә зиярити 20 - өктәбирдин бери японийидә зиярәттики уйғур рәһбири рабийә қадир ханим билән охшаш бир мәзгилгә тоғра кәлгән.
2009-10-29
29 - Өктәбир пәйшәнбә күни, америкиниң вашингтон штатиға җайлашқан вашингтон университети җәксон хәлқара мунасивәтләр институти, русийә шәрқий явропа вә мәркизий асия тәтқиқат мәркизи тәрипидин уюштурулған 5 - июл вәқәсигә алақидар илмий муһакимә йиғини ечилмақчи.
2009-10-29
Нөвәттә уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханим һәққидә ишләнгән "муһәббәтниң 10 шәрти" намлиқ һөҗҗәтлик филим техи тар даиридә қоюлушқа башлиған болсиму, униң дуня җамаәтчилики вә ахбарат саһәсидә қозғиған инкаси интайин күчлүк болмақта.
2009-10-29
Уйғур миллий һәрикитиниң йолбашчиси рабийә қадир ханим 10 - айниң 29 - күни японийиниң пайтәхти токйодики риккйо университетида доклат бәрди. Бу доклат бериш йиғиниға оқутқучи - оқуғучи вә һәр саһәдики кишиләрдин болуп 250 әтрапида киши қатнашти.
2009-10-29
Сабиқ "или әрләр толуқ орта мәктипи" илиниң даңлиқ мәрипәт бөшүклириниң бири болуп, 1930 - йилларда қурулған иди.
2009-10-29
Һөрмәтлик оқурмәнләр, һазир тәйвәндә хитай тили өгиниватқан, әркин мухбир вә әркин язғучи паул мозурниң "асия қаравули учур мәркизи" тор бетидә елан қилған, "хитай уйғур мәдәнийитини йилтизидин йоқатмақчи", "шинҗаңдики ақарған сөңәкләр вә мазарлар" намлиқ мақалилирини тонуштурғандин кейин, биз апторниң тор бетидә қалдурған елхәт адресиға асасән аптор билән алақилишиш пурситигә ериштуқ.
2009-10-29
Түркийә дөләтлик радио телевизийә идариси TRT агентлиқи дуня бойичә түркий тилларда аңлитиш беридиған радио мухбирлириға түркийиниң анталия шәһиридә өгиниш курси ачти.
2009-10-29
Чегрисиз мухбирлар тәшкилати бүгүн доклат елан қилип, уйғурлар дияриниң дуня билән болған алақисиниң пүтүнләй үзүветилгәнликини қәйт қилди.
2009-10-29
Тәйвән президенти ма йиңҗу бүгүн " тәйвән һелиһәм америкидин ф - 16 типлиқ күрәшчи айропилан сетивелишни халайду " деди. Б б с ниң хәвәр қилишичә, ма йиңҗу бир чәтәл мухбириниң зиярити җәрянида америка билән тәйвән оттурисидики һәрбий содиниң хитайниң наразилиқ билдүрүши түпәйли америка тәрипидин кечиктүрүлгәнликини, әмма тәйвәнниң давамлиқ һалда америкидин қорал - ярақ сетивелишни арзу қилидиғанлиқини ипадә қилған.
2009-10-29
Чаршәнбә күни пакистанниң пишавәр шәһиридә мәйданға кәлгән шиддәтлик партлашта өлгәнләрниң сани 105 кә чиқти. Мәлум болушичә, өлгәнләрниң көпи балилар вә аяллар икән. Бу қетимлиқ партлашта йәнә 200 дин артуқ киши яриланған.
2009-10-29
Хитайниң шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу йил хитайдин җәмий 12 миң 700 киши һәҗигә баридикән. Һаҗи намзатлири мушу шәнбидин етибарән мәккигә қарап йолға чиқидикән.
2009-10-29
Хитай муавин баш министири ли кечяң австралийидики 4 күнлүк рәсмий зияритини башлиди. Бу хитай муавин баш министири ли кечияңниң 8 - айда әмәлдин қалдурулған австралийә зияритидин кейинки тунҗи қетимлиқ зиярити болуп һесаблиниду.
2009-10-29
Ғулҗа шәһириниң дадамту йеза ноғайту мәһәллисидики турсунҗан һәсән. Бу йил 7 - айниң 2 - күни дөләтни парчилашқа урунуш гумани билән қолға елинған.
2009-10-28
Америка президенти барак обама келәр ай хитайни зиярәт қилиду. Хәлқара җәмийәт обаманиң бу сәпиридә хитай билән қандақ мәсилиләрни сөзлишидиғанлиқиға диққәт қилмақта. Кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң арзуси хитай билән ениргийә вә иқтисадни сөзлишипла қалмай, кишилик һоқуқни, асаси әркинликни сөзлишиштур.
2009-10-28
Уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимниң һаяти әкс әттүрүлгән "муһәббәтниң 10 шәрти" намлиқ һөҗҗәтлик филим хитайниң күчлүк қаршилиқиға қаримай, австралийә һәмдә тәйвән кино фестиваллирида қоюлуши билән хәлқаралиқ ахбаратларда зор талаш - тартиш һәм күчлүк тәсир пәйда қилған болсиму, техи нурғун уйғурлар мәзкур филимни көрүш пурситигә игә болалмиған иди.