Архип
2009-10-02
9 - Нөвәтлик түркий тилларда сөзлишидиған дөләтләр башлиқлири йиғини бүгүн әзәрбәйҗанниң нахчиван шәһиридә башланди. Икки күн давам қилидиған бу йиғинға түркийә, әзәрбәйҗан, қазақистан вә қирғизистан қатарлиқ дөләтләрниң дөләт башлиқлири қатнашти.
2009-10-01
Бүгүн, йәни 2009 - йили 1 - өктәбир, хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 60 йиллиқ хатирә күни. Шундақла бу күн әйни вақитта, уйғур елида хитай коммунист һакимийити тикләнгәнликиниң 60 йиллиқи. Бу мунасивәт билән бүгүн дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурлар, хитайға қарши намайиш өткүзмәктә.
2009-10-01
Бүгүн хитайниң 1 - өктәбир байрими күни дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурлар хитайға қарши намайиш елип бериватқан болуп, америкиниң калифорнийә штатидики уйғурларму сан - франсиско шәһиридә намайиш елип барди.
2009-10-01
Хитай һөкүмити 60 йиллиқини тәбрикләватқан бүгүнки күндә голландийидики уйғурлар, тибәтләр вә демократ хитайлар голландийидики дам мәйданида йиғилип кәң көләмлик намайиш өткүзди. Намайишқа голландийиликләр вә голландийидики түркләрму иштирак қилди.
2009-10-01
2009 - Йили 10 - айниң 1 - күни шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити билән шәрқий түркистан вәхпиниң бирликтә уюштурушида хитайниң истанбулда турушлуқ консулханиси алдида намайиш елип берилди.
2009-10-01
Бүгүн 10 - оайниң 1 - күни хитай хәлқ җумһурийити қурулғанлиқиниң 60 йиллиқи тәбриклиниватқан күндә, түркийиниң әнқәрә вә қәйсәри шәһәрлиридә яшаватқан уйғурлар хитайниң әнқәрә әлчиханисиниң алдида намайиш өткүзүп, хитайни ейиблиди.
2009-10-01
Бүгүн 10 - айниң 1 - күни шветсийидики уйғурлар, моңғуллар, тибәтләр вә уйғур мәсилисигә көңүл бөлидиған түрк, әзәр, өзбекләр вә шундақла уйғурларға изчил һесдашлиқ қилип келиватқан шиветсийә панаһлиқ комитетиниң вәкиллириниң иштирак қилиши билән хитай әлчиханисиниң алдида хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ намйиши елип берилди.
2009-10-01
Хитай һөкүмити 10 - айниң 1 - күни дөләт қурулғанлиқиниң 60 йиллиқини, уйғур вәтинидә болса, "шиняң уйғур аптоном райони" қурулғанлиқиниң 54 йиллиқини тәбрикләш мурасими өткүзмәкчи боливатқан бир чағда, яврупа бирлики буниңға қарши бир күн бурун, йәни 9 - айниң 30 - күни яврупа парламентида "хитайдики демократийиниң 60 йиллиқи" намлиқ хәлқаралиқ илмий муһакимә йиғини өткүзүп, 60 йилдин буян хитай коммунист һөкүмитиниң хитай, шәрқий түркистан вә тибәттә елип барған инсан һәқлири дәпсәндичиликини әйиблигән.
2009-10-01
Өткән һәптә тәйвән даирилири уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимға виза берәлмәсликигә терроризмға қарши турушни сәвәб қилип көрсәткән иди. Бир күн илгири тәйвән һөкүмити мәхсус баянат елан қилип, "биз рабийә қадирни террорчи демидуқ" деди.
2009-10-01
Уйғурларниң рәһбири, д у қ рәиси рабийә қадир ханимниң һаятини тема қилған, австралийилик сәнәтчи җәф даниялниң реҗисорлуқидики "муһаббәтниң 10 шәрти" филими, хитай дөләт байриминиң 60 йиллиқини тәбриклигән 1 - өктәбир күни тәйвәндики 5 шәһәрдә тәң қоюлди.
2009-10-01
Һиндистан ташқи ишлар министири чаршәнбә күни баянат елан қилип, хитай далай ламаниң аруначал прәдәш штатидики тибәтләр райони таваңни зиярәт қилишиға қарши чиқмаслиқи керәк, дегән. Аруначал штати хитай игилик һоқуқ даваси қиливатқан һиндистан - хитай арисида талаш тартиштики земин иди.
2009-10-01
Мәркизи ахбарат агентлиқиниң пәйшәнбә күни хәвәр қилишичә, тәйвән мәмурий мәһкимисиниң башлиқи ву дунйи шәрт - шараит пишип йетилсә дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң тәйвәнни зиярәт қилишини қарши алидиғанлиқини билдүргән.
2009-10-01
Америка дөләт мәҗлиси алдинқи күни хитай кишилик һоқуқ хатирисиға аит испат бериш йиғини чақирған болуп, йиғинда хитай кишилик һоқуқ хатириси тәнқидләнгән.
2009-10-01
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати пәйшәнбә күни җидди баянат елан қилип, хитай һөкүмитидин 8 - айниң 7 - күнидин бери из дерәки болмиған "диярим" тор бекитиниң тәһрири дилшат пәрһатни шәртсиз дәрһал қоюп беришни тәләп қилди.
2009-10-01
Хитай компартийиси һөкүмити пәйшәнбә күни тйәнәнмен мәйданида һәйвәтлик мурасим өткүзүп, компартийә һакимийәт тартивалғанлиқиниң 60 йиллиқини тәбриклиди. Мурасимда зор көләмлик һәрбий парад өткүзүп, хитайниң дөләт мудапиә күчини намайән қилинди шундақла авам хәлқниң 100 миң кишилик парат мурасими болуп өтти.