Архип
2009-10-28
Хитай 5 - июл вәқәсидин кейин уйғур җәмийитиниң бир қанчә қатлимиға нуқтилиқ зәрбә бәрмәктә. Буниң бири 5 - июл намайишиға бивастә қатнашқан вә сәпниң алдида маңған актип яшлар; йәнә бири уйғур җәмийитидики түрлүк мәсилиләрни дадиллиқ билән оттуриға қоюп җамаәт пикиригә тәсир көрситиватқан зиялийлар; болупму тор вә мәтбуат вастиси арқилиқ җәмийәткә тәсир көрситиватқан қәләмкәшләр.
2009-10-28
Уйғур миллий һәрикитиниң йолбашчиси рабийә қадир ханим японийидики әң чоң хәлқаралиқ университетлардин бири болған ритсумейкан үниверситетида доклат бәрди. японийиниң қәдимқи пайтәхти кийото шәһиридики бу доклатиға оқутқучи-оқуғучи вә һәр саһадики кишиләрдин болуп 800 әтрапида киши қатнашти.
2009-10-28
Уйғурларда "оғриниң йүрики пок - пок" дәйдиған бир әқилийә сөзи бар. Чәтәлләрдә яшаватқан уйғурлар, хитай һакимийитиниң 5 - июл үрүмчи қирғинчилиқидин буян шәрқий түркистан районида йолға қойған телефун вә интернет алақисини пүтүнләй үзүп ташлаш қилмишини юқириқи әқилийә сөзигә тәқлит қилмақта, шундақла хитай һакимийитиниң өзиниң уйғур хәлқиғә қарита йүргүзгән җинайи қилмишлирини дуня җамаәтчиликидин йошуруш үчүн бу рәзил вастини қоллинип келиватқанлиқини баян қилишмақта.
2009-10-28
Қазақистандики пешқәдәм маарипчи рәһимхан қәмбәруфниң "химийә аталғулириниң русчә , қазақчә, уйғурчә изаһлиқ луғити" намлиқ китаби алматадики мәктәп нәшрияти тәрипидин нәшр қилинди.
2009-10-28
Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, хитайниң башқурулидиған бомба вә ядро қораллириға мәсул тармақларға четилидиған хитай аздлиқ армийә нахшичилири тәйвән земиниға қәдәм басти.
2009-10-28
Билорусийә коммунист партийиси йеқинда қурултай өткүзүп, өзиниң 'коммунист партийә' дегән намини әмәлдин қалдуруш һәққидә қарар мақуллиди. Америка авазиниң баян қилишичә, бу партийә һазир өзиниң намини 'адаләт дуняси солчилар бирләшмиси' дәп қоллинип, ғәрбчә демократийә йолиға меңишқа башлиди.
2009-10-28
Амрикидики хитай демократик һәрикити кадирлар мәктипиниң 200 дин артуқ оқуғучиси түнүгүн нюйоркта, хитайниң әлчиханиси алдида намайиш қилип, хитай һөкүмитиниң демократчиларни бастурушни техичә тохтатмиғанлиқға қаттиқ наразилиқ билдүрди.
2009-10-28
Ройтрс агентлиқиниң вашингтондин баян қилишичә, хитайниң юқири дәриҗиик һәрбий әмәлдари түнүгүн бәш бүрҗәк бинаға кәлгәндә, америка мудапиә миниситири робрт гейтс 'америка билән хитай оттурисида бир башлинип - бир тохтап қалидиған бундақ һәрбий диалог әһвалини аяқлаштуруш керәк' дәп көрсәтти.
2009-10-28
Өз мухбиримиз хәвири: америка диний әркинлик комитети бүгүн, вашингтондики дөләт ахбарат килубида йиғин өткүзди. Бейҗиңдики кишилик һоқуқ делолирини бир тәрәп қилидиған органниң 6 нәпәр адвокати бу ахбарат йиғинида, хитайдики диний әркинлик вә қанунниң роли һәққидә сөз қилди.
2009-10-27
26 - Өктәбир америка ташқи ишлар министирлиқи 2009 - йиллиқ хәлқара диний әркинлик доклатини елан қилди. Шу мунасивәт билән ечилған мухбирларни күтүвелиш йиғинида, уйғурлар мәсилисиму оттуриға қоюлди.
2009-10-27
Тәйвәндики әркин мухбир вә әркин язғучи паул мозорниң "асия қаравули учур мәркизи" торда елан қилған "хитай уйғур мәдәнийитини йилтизидин йоқатмақчи", "шинҗаңдики ақарған сөңәкләр вә мазарлар", "мүшкүлатта қалған земинға саяһәт" намлиқ мақалилирида, уйғурларға аит сәзгүр мәсилиләр оттуриға қоюлған болуп, нөвәттә барғанчә җиддийлишип кетиватқан уйғур ели вәзийити тәһлил қилинған.
2009-10-27
Хитай коммунист партийә һәрбий комитетиниң муавен рәиси шү сәйху һазир америкини зиярәт қиливатиду, у америка истратегийә тәтқиқат орнида нутуқ сөзлигәндә, хитайниң узун мусапилиқ башқурулидиған бомба вә ядро қораллирини тәрәққи қилдуруши пәқәт тәйвән, шинҗаң, тибәт мустәқилчилиригә тақабил турушни мәқсәт қилиду дәп чүшәндүргән. Әмма мутәхәссисләр бу гәпкә ишәнмәйду.
2009-10-27
Уйғур миллий һәрикитиниң йолбашчиси рабийә қадир ханим японийә зияритиниң йәттинчи күни японийиниң қәдимқи пайтәхти кийото шәһиридики лиюкоко үниверситетида доклат бәргән.
2009-10-27
Хитай хәлқ гезитиниң дүшәнбилик санида елан қилинишичә, соху тор бекити арқилиқ хитайда чошқа зукам ваксиниси әмләш һәққидә елип берилған бир райи синаш нәтиҗисидин, хитайда 54% кишиниң чошқа зукам ваксиниси әмләшни халимайдиғанлиқи мәлум болған.
2009-10-27
5 - Июл вәқәсиниң һәқиқий әһвали бүгүнгә қәдәр дуняға течи толуқ ашкариланмиди, шундақла хитай һөкүмити һазирға қәдәр шәрқий түркистанниң чәтәл билән болған телефун алақисини вә интернет торлирини қамал қилип келиватиду.