Архип
2009-10-27
2005 - Йили қирғизистанда йүз бәргән бешкәк рәңлик инқилабида сабиқ президент ақаюф ағдурулуп, орниға һазирқи президент бақийеф чиққан иди. Әйни чағда бақийеф қоллиғучилириға вәдә берип, қирғизистанда ислаһат елип баридиғанлиқини билдүргән.
2009-10-27
Бундин йерим әсир илгири оттура шәрқ мәмликәтлириниң һәммиси дегидәк чәтәллик мустәмликичиләрниң қамилида болуп, хәлқ мустәмликичиләрниң башқуруши астида һаят кәчүрәтти. Лекин оттура шәрқ хәлқи мустәмликигә бир күнму рази болмиди.
2009-10-27
21 - Өктәбир күни хитай ғулҗида 19 нәпәр сиясий мәһбус үстидин һөкүм елан қилди. Һөкүмнамиләрдә ғәйрәт моллаясин, аббас зунун, әбәйдулла тохти, абдувәли ибраһим қатарлиқ 19 нәпәр яш, дөләт бихәтәрликигә тәһдит селиш билән әйиблинип муддәтсиз вә муддәтлик қамақ җазалириға һөкүм қилинған.
2009-10-27
Хитай һөкүмити уйғур тор бекәтлиридин диярим тори билән уйғурбиз торини 5 - июл вәқәсини қутритиш билән әйиблигән иди.
2009-10-27
Уйғур районлуқ партком интизам тәкшүрүш комитети 7 - нөвәтлик 5 - омуми йиғини 25 - өктәбир күни үрүмчидә ечилди. Шинҗаң хәвәр торида көрситилишичә, районлуқ партком вә һөкүмәтниң барлиқ рәһбәрлири иштирак қилған бу йиғинда, кадирларниң бөлгүнчиликкә қарши күрәш җәрянидики сиясий интизамини қаттиқ назарәт қилиш тәләп қилинған.
2009-10-27
Муһаҗирәттики тибәт тәшкилатлири өткән һәптә, хитай һөкүмитиниң 14 - март лхаса вәқәсигә четишлиқ 4 нәпәр тибәтликкә өлүм җазаси бәргәнликини дуняға ашкарилиған иди. Даириләр чәтәл мухбирлири тибәттики мәзкур вәқә һәққидә мәлумат сориғанда, соалға җаваб беришни изчил рәт қилип кәлгән иди.
2009-10-27
Америкида зиярәттә болуватқан хитайниң 2 - дәриҗилик һәрбий әмәлдари, бүгүн вашингтондики бир тәтқиқат мәркизидә сөз қилип, хитайниң һәрбий тәрәққиятиниң кеңәймичилик мәқситидә әмәсликини, қорал - ярақ риқабити үчүнму әмәсликини, пәқәт вә пәқәт әқәллий қоғдиниш даирисидә икәнликини билдүргән.
2009-10-26
Хитай һөкүмити 5" - июл вәқәси"дин буян уйғур илиниң ташқи дуня билән болған интернет, телефон вә әлхәт алақисини үзүп ташлап, һазирға қәдәр әслигә кәлтүрмигән. Бу әһвал йеқиндин бери хәлқара мәтбуатларниң диққитини тартишқа башлиған иди. Мәркизи париждики чегрисиз мухбирлар тәшкилати бу әһвални қобул қилғили болмайдиған һадисә, дәп тәнқид қилди.
2009-10-26
Профессор сүн вингаң, хитайниң шәндуң өлкисиниң җинән шәһиридә яшайду. У һазирға қәдәр 5 - июл вәқәси һәққидә 7 парчә мақалә язған. Буниң бир парчиси хитай президенти ху җинтавға, йәнә бир парчиси хитай алий сот мәһкимисигә, қалғини хитай хәлқиғә хитабән йезилған.
2009-10-26
Дуня уйғур қурултийи рәиси, рабийә қадир ханим японийә зияритиниң үчинчи бекити японийиниң қәдимқи пайтәхти кийото шәһиридә доклат бәргән. Кийотодики әркинлик университетида өткүзүлгән бу доклатиға оқутқучи - оқуғучи вә һәр саһәдики кишиләрдин болуп, 600 әтрапида киши қатнашқан.
2009-10-26
2009 - Йили 10 - айниң 26 - күни йүсүп хас һаҗипниң туғулғанлиқиниң 990 - йилини хатириләш мунасивити билән түрк тил тәтқиқат идариси вә истанбул университи түрколог тәтқиқат институтиниң бирликтә уюштуруши билән истанбул универиситиниң докторлар йиғин залида 'йүсүп хас һаҗип вә униң әсири қутадғубилик' намлиқ хәлқаралиқ йиғин өткүзүлди.
2009-10-26
24 - Өктәбир күни шәрқий асия дөләт башлиқлириниң алий дәриҗилик учришишида, һиндистан баш министири манмохан билән хитай баш министири вен җябав чегра мәсилисидә 'силиқ һәм сағлам сөһбәт өткүзүш'кә келишкән болсиму, әмма манмоханниң 'далай ламаниң аруначални зиярәт қилишиға рухсәт қилиниду' дегән сөзи хитайда әнсизлик пәйда қилған иди.
2009-10-26
5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин, хитай даирилириниң бир түркүм уйғурға өлүм җазаси һөкүм қилғанлиқи қазақистандики уйғурларниң хитай һакимийитиниң уйғурлар үстидин елип бериватқан бастуруш сияситигә болған наразилиқини ашурмақта.
2009-10-26
Голландийиниң лаһәй шәһиридики хәлқара уруш җинайәтчилирини сотлаш мәһкимиси бүгүндин етибарән, "серб қассипи" дәп нам алған ирқий қирғинчи радован каразикни сотлашни башлиди.
2009-10-26
Хитай һөкүмити уйғур елигә җайлашқан бәшбалиқ қәдимий шәһири харабисини саяһәт бағчиси қилип қуруп чиқидикән. Һалбуки, чәтәлләрдики уйғур мутәхәссисләр буни хитай коммунист һөкүмитиниң уйғур елидә тарихни бурмилап өз һакимийитиниң қануний асасини күчәйтиш қәдәмлириниң бир қисми дәп қаримақта.