Архип
2009-10-23
Бешкәк шәһиридики һөрмәткә сазавәр сәнәтчи профессор зәйтунхан әзизива қирғизистанда музика тәтқиқати вә оқутқучилиқ хизмити давамида дөләт мукапатиға сазавәр болған уйғур қизи.
2009-10-23
Бүгүн хоңкоңдики бир қисим аммиви тәшкилатлар намайиш уюштуруп америка президенти барак обамани хитайға елип баридиған зиярити җәрянида, һазир түрмидә йетиватқан язғучи лю шавбони қоюп бериш һәққидә хитайға бесим ишлитишкә чақирди.
2009-10-23
Үрүмчи вәқәсидин кейин гәрчә хитай даирилири барлиқ учур - алақә вастилирини кесип ташлаш арқилиқ вәқәгә даир учурларниң сиртқа чиқип кетишини қаттиқ контрол қиливатқан болсиму, чәтәлләрдики кишилик һоқуқ тәшкилатлири, ахбарат органлири вә чәтәлләргә чиқиватқан бир қисим кишиләрниң инкас қилип бериши билән вәқәгә аиـт бәзи пакитлар аста - аста оттуриға чиқмақта.
2009-10-23
Тәйвән президенти ма йиңҗу җүмә күни тәйвән - хитай билән мунасивәтлиригә даир муһим бир йиғинға қатнашқанда тәйвәнниң "аппел күндилик хәвәрләр гезити"ниң бир мухбири униңдин "уйғурларниң рәһбири рабийә қадир ханим террорчиму, дәп соал қойған. Ма йиңҗу бу соалға "яқ, у террорчи әмәс," дәп җаваб бәргән. Әмма бу һәқтә көп сөзләштин өзини тартқан.
2009-10-23
Уйғур миллий һәрикитиниң йолбашчиси рабийә қадир ханимниң японийә зиярити ғәлибилик давам қилмақта. Рабийә ханим зияритиниң төтинчи күни японийиниң кагошима шәһиридики каҗячяв университети билән кагушима университетида доклат бәргән. Бу икки доклатқа оқутқучи - оқуғучилардин башқа йәнә, дүняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән чәтәллик оқуғучилардин болуп 400 әтрапида киши қатнашқан.
2009-10-23
Қазақистан президенти нурсултан назарбайиф түркийә пайтәхти әнқәрәдә рәсмий зиярәттә болди. Нурсултан назарбайиф айрим - айрим һалда түркийә президенти абдуллаһ гүл вә баш министир рәҗәп тайип әрдоғанлар билән учрашти. Учришишларда муһим келишимләр имзаланған.
2009-10-22
Дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим японийә зияритиниң үчинчи күни кагушима хәлқара университетида доклат бәрди. У "йипәк йолидики әҗдәрһа билән елишиватқан уйғур аниси" мавзулуқ доклатида, алди билән өзиниң сәргүзәштилирини аңлатқандин кейин, һазир уйғурлар дучар болуватқан адаләтсизликни, һәқсизлиқни вә бесимларни мисаллар билән баян қилди.
2009-10-22
Хитай мәркизи телевизийә истансиси 15 - өктәбир күни " үрүмчи вәқәсиниң баш - ахири" темисида бир һөҗҗәтлик филим ишләп тарқатқан иди. Хитай һөкүмити филимдә 5 - июл вәқәсини пүтүнләй дуня уйғур қурултийиниң орунлаштуруши билән елип берилған пиланлиқ бир һәрикәт, бузуп - чеқиш, от қоюш вә адәм өлтүрүш вәқәси дәп көрсәткән.
2009-10-22
Йеқинқи йиллардин буян интернет хәт алақисиниң тәрәққий қилишиға әгишип, шәхсләрниң күндилик хәт алақиси көп қолайлиқларға игә болди. Шуниң билән бирликтә йәнә, кишиләрниң шәхси хәт алақилири, һөҗҗәт материяллири башқилар тәрипидин оғурлинип кетидиған яки компютерға вирус кирип, компютер ишләш иқтидарини йоқитидиған әһвалларму көпәймәктә.
2009-10-22
Йеқинқи бир қанчә айдин бери җәнубий деңизда вйетнам пуқралири билән хитай деңиз бихәтәрлик күчлири арисида арқа - арқидин вәқә йүз бәрмәктә. Көзәткүчиләрниң қаришичә, җәнубий деңиздики вәзийәтниң җиддилишишиға икки тәрәп һөкүмитиниң җәнуби деңиз мәсилисигә тутуватқан позитсийисиму сәвәб болған.
2009-10-22
Йеқинда шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийитиниң уюштуруши билән истанбулниң зәйтинбурну районлуқ һөкүмәткә қарашлиқ қара деңиз йиғин залида "шәрқий түркистандики вәқәләр вә униң дунядики тәсири" дегән темида муһакимә йиғини өткүзүлди.
2009-10-22
Қирғизистанниң шималидики чу вилайитидә олтуридиған уйғурлар йеқинда өз пәрзәнтлирини ана тилда оқутуш имканийитигә муйәссәр болған.
2009-10-22
Йеқинда вәтән зияритидин қайтип кәлгән, исим шәрипини ашкарилашни халимиған бир ханимниң билдүрүшичә, 5 - июл үрүмчи вәқәси йүз бәргәндин кейин, қәшқәр шәһридә җиддий һәрбий һаләт йүргүзүлүп, һәрбиләр, қораллиқ қисимлар вә қораллиқ сақчилар қәшқәр шәһирини омумйүзлүк муһасиригә алған.
2009-10-22
Хитай ташқи ишлар министирлиқи пәйшәнбә күни уйғур рәһбири рабийә қадир ханимниң японийә зияритигә инкас қайтуруп, рабийә ханимни зиярәткә тәклип қилған японийилик тәрәпләрни әйиблиди.