Архип
2009-12-30
Ислам дуняси иҗтимаи тәшкилатлар бирлики, камбуджаниң 20 нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп бәргәнликини әйибләп баянат елан қилди. Бу баянат, тәшкилатниң тор бетидә елан қилинип, камбуджаниң 20 нәпәр сиясий панаһлиқ тәләп қилған уйғурни хитайға қайтуруп бәргәнлики әйибләнгән.
2009-12-30
Хотәнниң лоп наһийиси бәштоғрақ йезиси тәвәсидә "сиявуш вәлиюлла"мазири дәп атилип кәлгән бир қәбригаһ болуп, қәдимқи заман хотән тарихий вәқәликлириниң гуваһчиси сүпитидә, йәрлик хәлқ тәрипидин та һазирғичә муһапизәт қилинип кәлмәктә.
2009-12-30
Чаршәнбә күни қазақистан билән иран, қазақистанниң иранға бир тонна 300 килограм қоюқландурулған уран сатмақчи болғанлиқиға даир мәтбуат хәвәрлириниң тоғрилиқини рәт қилди. Анализчилар, әгәр қазақистан иранға қоюқландурулған уран сатса, бу б д т ниң иранға қаратқан ембарго қарариға хилап икәнликини билдүрмәктә.
2009-12-30
Қазақистандики әң чоң мис канчилик ширкәтлиридин бири болған қазақмис ширкитиниң чаршәнбә күни елан қилишичә, хитайниң бир банкиси қазақистан милли мәбләғ фонди - самрук казина билән бирлишип, қазақмис канчилиқ ширкитигә икки милярд 700 милйон доллар қәрз пул беришкә қошулған.
2009-12-30
Хитай гуаңҗу шәһиридә хитай пуқралириниң уйғур тиҗарәтчиләрни урғанлиқини торда елан қилған 3 хитай пуқрасини қолға елип, "питнә - иғва тарқитиш" билән әйиблигән.
2009-12-30
Хитай һөкүмитиниң әнгилийиниң кәчүрүм қилишни тәләп қилишиға қаримай, зәһәрлик чекимлик әткәсчилики билән әйибләп өлүм җазасиға һөкүм қилған һинди қан сестимисидики әнгилийилик акмәл шайихниң өлүм җазасини сәйшәнбә күни үрүмчидә иҗира қилиши әнгилийә - хитай мунасивәтлиридә йирикчилик пәйда қилди.
2009-12-30
Америкиниң алма ширкити хитайға ишлигән iPhone ларниң программа дукинида (app store) тибәт роһани даһиси далай лама вә уйғур рәһбири рабийә қадир ханимға аит учурларни тосуйдиған программилар орнитилған.
2009-12-29
2009 - Йили 12 - айдн буян хитай тилдики учур мәнбәлиридин, аполло, бошун қатарлиқ тор бәтлири һәм хоңкуңда чиқидиған нур гезити қатарлиқ учур мәнбәлиридә уйғур аптоном райониниң һазирқи партиком секритари ваң лечүәнниң бейҗиңға йөткилидиғанлиқи тоғрисида хәвәрләр берилмәктә.
2009-12-29
Хитайниң уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт ахбарат ишханиси, хитай мәркизи һөкүмитиниң тәстиқини қобул қилғандин кейин, бу йил 5 - июл үрүмчи вәқәси йүз берип узун өтмәй тақап қоюлған телифун линийә сестимиси вә ентернет тор бәтлириниң тәдриҗи һалда әслигә кәлтүрүлидиғанлиқини елан қилди.
2009-12-29
Хитай көчмәнлириниң америка вә канада қатарлиқ дөләтләргә келип олтурақлишип қелиш нисбити әзәлдин юқири. Хәвәрләрдин қариғанда, йеқинда хитайда пул тапқан байларда америкиниң йешил картини елиш долқуни көтүрүлгән болуп, пуллирини америка банкилириға қоюш арқилиқ мәбләғ салғучи салаһийитидә йешил карт алидиған хитай байлириниң сани йилдин - йилға көпәймәктә икән.
2009-12-29
12 - Айниң 25 - күни түркийиниң ушақ вилайитиниң ушақ шәһиридә ` шәрқий түркистан даваси вә әйса йүсүф алптекин` темисида, 12- айниң 29 - күни әнқәрә ғази үниверситетиниң залида `қаниған яра шәрқий түркистан` темисида йиғин чақирилди.
2009-12-29
Қазақистан җумһурийәтлик вә алмата шәһәрлик уйғур мәдәнийәт мәркәзлири бирликтә 27 - декабир күни қуддус ғуҗамяруф намидики дөләт тиятирида "йүсүф хас һаҗип туғулғанлиқиниң 990 йиллиқи һәмдә 'қутадғу билиг'ниң крил йезиқида уйғурчә нәшр қилинғанилиқи" мунасивити билән әдәбият - сәнәт паалийити уюштурди.
2009-12-29
Вападарлиқ дегән сөз қолақларға чирайлиқ аңлинидиған, қәлбләргә толиму йеқимлиқ бир сөз. Һәркимниң көңлидики вападар кишиләргә болған һөрмәт - иһтирам, униң билән муамилә қилиш ишлиридики хатирҗәмлик, ишәнч вә көңүл азадилики буни испатлап турупту.
2009-12-29
Уйғур районлуқ һөкүмәт ахбарат ишханиси түнүгүн уқтуруш елан қилип уйғур районида интернет вә телифон қатарлиқ учур алақә систимисини қәдәм басқучлуқ һалда ечиветидиғанлиқини билдүрди.
2009-12-29
Әнгилийә пуқраси ақмал шәйх, 2007 - йили хироин әткәсчилики билән қолға елинған вә өткән йили өлүм җазасиға һөкүм қилинған иди. Мәһкумниң аилиси вә бирқисим кишилик һоқуқ тәшкилатлири ақмал шәйхниң зеһний аҗизлиқ әһвали барлиқини көрситип, ақмал шәйихниң кәчүрүм қилинишини тәләп қилип келивататти.