Архип
2009-12-29
Бүгүн бүйүк ира қатарлиқ хитайчә тор бәтләрниң хәвәр қилишичә, үрүмчидә җүмә күни намайишқа илтимас сунған 7 уйғур тутқун қилинған. Хәвәрдә билдүрүлүшичә, мушу айниң 22 - вә 23 - күнлири үрүмчидә йәнә 22 уйғур үстидин һөкүм елан қилинип, 5 игә өлүм җазаси вә 5 игә кечиктүрмә өлүм җазаси берилгәндин кейин, вәзийәтниң тәрәққияти кишиләрни әндишигә салған.
2009-12-29
Хитай мәтбуати түнүгүн, сомалидики деңиз қарақчилири тәрипидин булап кетилгән бир парахот вә гөрүгә елинған кишиләрниң қутулдурулғанлиқини хәвәр қилған иди.
2009-12-28
Америка қәләмкәшләр җәмийити йеқинда хитай түрмисидики язғучи нурмуһәммәт турсунни қоюп беришни тәләп қилип, торда имза топлаш һәрикити қозғиди. Америка қәләмкәшләр җәмийитиниң нишани торда бир милйон кишилик имза топлап, хитай даирилириниң язғучи нурмуһәммәт ясинни қоюп бериши үчүн җамаәт пикири һазирлаштур.
2009-12-28
Америкида чиқидиған 'һәптилик хәвәр' журнили 2010 - йилида америкиниң авғанистанға әскәр көпәйтишниң нәтиҗиси қандақ болудиғанлиқи, пакистанниң сиясий вәзийитидә вә хитайниң иқтисадий вәзийидә қандақ өзгүрүш пәйда болидиғанлиқи, америка-куба мунасивитии яхшилинишқа йүзлиниши қатарлиқ мәсилиләрдә 10 мөлчәр оттуриға қойди.
2009-12-28
Һөрмәтлик оқурмәнләр, 20 нәпәр уйғурниң камбоджадин хитайға қайтурулуш вәқәси муһаҗирәттики уйғурлар арисида һелиһәм асаслиқ сөз вә ойлиниш тимиси болмақта. Кишиләр вәқәниң баш-ахири вә сәвәп-нәтиҗә мунасивти һәққидә соал-сорақларни оттуриға қоймақта.
2009-12-28
Хитайниң дөләт бихәтәрлик министирлиқиниң бир муавин министири, бихәтәрлик идариси хадимлириниң чәтәлләр билән бивастә алақиси бар пуқраларниң телифон, интернет алақилирини аңлиған вә көзәткәндин сирт, алаһидә әһвал астида хитайниң юқири дәриҗилик әмәлдарлириниң телефон алақилириниму аңлайдиғанлиқини ашкарилиған.
2009-12-28
12 - Айниң 25 - күни әтигән саәт 10да хитайниң әнқәрәдә турушлуқ әлчиханисидики икки дипломат қолида көплигән соғатларни көтүргән һалда түркийә җамаәт хәвпсизлик идарисиниң мәркәз бинасиға кириватқанда, уйғурларниң ишини һәл қилиш үчүн кәлгән д у қ муавин башлиқи сейит түмтүрк башчилиқидики һәйәт билән учришип қалған.
2009-12-28
Йәкшәнбә иранниң әң чоң диний байрими күни мәйданға кәлгән тоқунушта әң аз дегәндә 8 кишиниң өлгәнлики хәвәр қилинмақта. Буларниң ичидә иранниң өктичи лидери мир һүсәйин мусәвиниң җийәниму бар.
2009-12-28
2009 - Йили12 - айниң 27 - күни истанбул үлкә уҗақлири тәшкилатиниң аяллар бөлүми тәрипидин 'шәрқий түркистанда аял болмақ' намлиқ йиғин өткүзүлди. Йиғинға истанбул үлкә уҗақлири аяллар бөлүминиң әзалири, милләтчи һәрикәт партийисиниң истанбул шөбиси аяллар бөлүминиң әзалири болуп көп санда аяллар қатнашти.
2009-12-28
Стокһолимда 25 - декабирдин 27 - декабирғичә өткүзилгән шималий яврупадики ислам дини җәмийәтлириниң йиғилишида уйғур мәсилиси оттуриға қоюлди.
2009-12-28
Хитай йәрлик сақчи даирилири үрүмчидә сақчиға мәлум қилиш линийисидә қара тизимлик турғузуп сахта дело мәлум қилғучиларни тутмақчи.
2009-12-28
Америка қәләмкәшләр мәркизи хитай түрмисидики уйғур язғучи нурмәмәт ясинни һөрлүккә ериштүрүш үчүн бир милйон кишилик торда имза топлаш паалийити башлиди.
2009-12-28
Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқиниң муавин министири яң хуәнниң хитай ичи - сиртикидики бөлгүнчи қатарлиқ"дөләт дүшмәнлиригә зәрбә бериш" тоғрисида йолйоруқ бәргән вә у, нутқида уйғур ели вә тибәтләрниң җәмийәт муқимлиқи һәққидиму мәхсус тохталған.
2009-12-28
Японийә баш вәзири японийә - һиндистан мунасивәтлирини илгири сүрүш үчүн һиндистандики үч күнлүк дөләт зияритини башлиди.
2009-12-28
Дүшәнбә күни, русийә баш министири пүтүн асия әллиригә нефит експорт қилидиған муһим портлардин бириниң иш башлиғанлиқини җакарлиди.