Архип
2009-12-01
12 - Айниң 1 - күни хәлқара әйдиз күни мунасивити билән, дуня сәһийә тәшкилати 2009 - йиллиқ әйдиз кесили билән юқумлиниш әһвали һәққидики доклатини елан қилди.
2009-12-01
Уйғур елиниң әйдиз юқум әһвали һәққидә елан қилинған йеңи статистикиларға қариғанда, әнгә елинған әйдиз юқумдарлири 27 миң 12 гә йәткән, бу санға асасән уйғур елидики әйдиз юқумдарлири һәм бимарларниң әмәлий санини 60 миңдин ашиду дәп тәхминләшкә болидикән.
2009-12-01
Косова 2008 - йили сербийидин айрилип мустәқил болғанлиқини елан қилған иди. Әмма сербийә болса косованиң өз бешимчилиқ билән мустәқиллиқ елан қилғанлиқини илгири сүрүп мәсилини хәлқара сотқа көтүрүп чиққан иди. Хәлқара адаләт соти бүгүндин етибарән бу даваға қарап чиқишқа башлиди.
2009-12-01
Канада баш министири стефен харперниң хитайда елип баридиған 4 күнлүк зиярити җәрянида хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси қатарида түрмидә йетиватқан язғучи нурмәмәт ясинниң мәсилисни тилға алидиғанлиқи мәлум болмақта.
2009-12-01
Америка японийиниң окинава араллиридики һәрбий қисимлирини чекиндүрүп чиқиш үчүн тәйярлиқ көрүватқанда, америкиниң тинч окяндики гуам араллирида елип бериватқан база қурулуши вә униң қаратмилиқи ашкарилинишқа башлиди.
2009-12-01
Сәуди әрәбистан падишаһи абдуллаһ қурбан һейтиниң иккинчи күни, йәни 28 - ноябир күни мәккә минадики сарийида дуняниң һәр қайси җайлиридин кәлгән 500 кишигә зияпәт берип, улар билән һейтлашқан.
2009-12-01
Нәнҗиңда ечилған хитай вә явропа иттипақи рәһбәрлири йиғини түнүгүн ахирлашти; әмма йиғинда һичқандақ йеңи һәмкарлиқ пилани оттуриға қоюлмиған.
2009-12-01
Сомалидики деңиз қарақчилири түнүгүн гретсийиниң бир йүк парахотини булап кәткән. Парахотқа 300 миң тонна нефит қачиланған болуп, мәлуматларға қариғанда, бу сомалидики қарақчилар һазирға қәдәр қолға чүшүргән әң чоң олҗа һесаблиниду.
2009-12-01
Иран алдинқи күни өзиниң йеңи уран ишләпчиқириш пиланини елан қилған; бу пилан бойичә уран ишләпчиқириш орнидин йәнә 10 ни йеңидин тәсис қилидиғанлиқи ашкариланған иди.
2009-12-01
Москвадин санспетерсбург шәһиригә қатнайдиған юқири сүрәтлик йолда җүмә күни пойиз партлаш вәқәси йүз бәргән, вәқәдә 26 киши өлгән 100 дин артуқ киши яридар болған иди.