Архип
2009-12-27
Йеқинда москвадики вече нәшрияти қазақистанлиқ журналист вә тарихчи вадим обуховниң"берияниң уранлири, шәрқий түркистан кремилниң атом пиланида" мавзулуқ китабини нәшир қилди.
2009-12-27
Хитай билән русийиниң көп тәрәплимилик һәмкарлиқлириниң күчийишигә әгишип, дипломатик алақилириниң кеңәйгәнликиниң символи сүпитидә өзара консулхана ечиш ишлириму кеңәймәктә.
2009-12-27
Йәкшәнбә күни өзбекистанда парламент сайлими өткүзүлгән болуп, мәркизий асия учур ториниң өзбекистан мәнбәлиридин нәқил елип көрситишичә, пүтүн мәмликәт бойичә өткүзүлгән сайламға 53% сайлиғучи қатнишип, беләт ташлиған.
2009-12-27
Икки күндин буян давамлишиватқан иран пайтәхти теһрандики намайишлар сақчилар билән тоқунушқа айланған болуп, төт нәпәр өктичи һаятидин айрилған.
2009-12-26
Әнглийиниң хитайда турушлуқ әлчихана әмәлдари, зәһәр әткәсчилики билән өлүм җазиси берилгән әнглийә пуқрасиниң өлүм җазасини бикар қилиш үчүн үрүмчигә келип, түрмидики әнглийә пуқрасини йоқлиди.
2009-12-26
Непал баш министири мадһав кумар шәнбә күни, дөләт зиярити үчүн хитайға қарап йолға чиқти. Бу униң бу йил майда баш министирлиқ вәзиписини тапшуруп алғандин буянқи тунҗи хитай зияритидур.
2009-12-26
Хитай мунасивәтлик даирилири уйғур елидин башлинидиған ғәрбниң газини шәрққә йөткәш тәбиий газ туруба линийисидә өзгәртиш елип берип, мәзкур туруба линийисиниң йиллиқ газ йәткүзүш миқдарини йәнә ашурған.
2009-12-26
Мәлум болушичә, негирийилик умар фаруқ абдулмуталлаб, җүмә күни чүштин кейин, амистердамдин йолға чиқип америкиниң детройт шәһиригә қарап йолға чиққан америка ғәрбий шимал авиатсийә ширкити йолучилар айропиланини партлитишқа урунғанлиқи үчүн қолға чүшкән иди.
2009-12-26
Мәлум болушичә, хәт шималий корийидә түрмигә ташланған сиясий мәһбуслар вә шималий корийидики кишилик һоқуқ мәсилигә қарита дуня җамаәтчилики вә ким җоңилниң диққитини җәлп қилиш мәқситидә йезилған.
2009-12-25
Камбоджадин хитайға қайтурулған уйғурлар мәсилиси йәнила уйғур җамаәт пикириниң муһим тимиси болмақта. Бирқсим мәтбуат вә тор бәтләрдә камбоджадин қайтурулған уйғурларниң кимлики һәққидә мәлуматлар берилмәктә вә уйғурлар җамаитиниң, бу 20 уйғурниң хитайға қайтурулуш вәқәсигә қандақ позитсийә тутуши керәклики һәққидә пикирләр оттуриға қоюлмақта.
2009-12-25
"5 - Июл үрүмчи вәқәси" сәвәбидин өлүмгә һөкүм қилинғанлар, бу йилларда хитайда сиясий паалийәтләр сәвәбидин өлүм җазасиға һөкүм қилинғанлар тарихидики әң көп адәмниң өлүмгә һөкүм қилиниши болуп, хитайниң бу һәрикити хәлқара җамаәтчиликниң қаттиқ әйиблишигә учримақта.
2009-12-25
Түркийә парламент әзалири һәр хил йоллар билән түрк җамаәтчиликигә 20 уйғур һәққидә мәлумат бериш билән бирликтә ташқи ишлар министирлиқини 20 уйғурниң ақивитини сүйләшкә чақирмақта.
2009-12-25
Чәтәлгә саяһәткә чиққан бир нәпәр уйғур зиялийси үрүмчидә йүз бәргән қанлиқ вәқәниң гуваһчиси сүпитидә өзиниң көргән вә аңлиғанлирини инкас қилип, чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлиридин күтидиған үмидлирини оттуриға қойди.
2009-12-25
Алматадики мүзәммел мәсчитиниң сабиқ имами мәрипәтпәрвәр диний зат аббас қариһаҗим мухбиримизниң зияритини қобул қилип, хитай һөкүмитиниң уйғур елидә йүргүзүватқан дин, маарип, туғут чәкләш сиясәтлири вә яш әвладларни хитайға йүткәп ишқа селишитәк зораванлиқлирини қаттиқ тәнқид қилди.
2009-12-25
"Йеңи оттура асия гиосиясити" намлиқ китаб билги култүр сәнәт нәшрияти тәрипидин истанбулда нәшр қилинди. Бу китаб әслидә язғучи муһәммәд риза вә диҗали тиеррий келлнер тәрипидин франсөз тилида йезилған болуп, түркийә чәкмәҗә ядро синақ тәтқиқат мәркизиниң мудири доктур ришат узмән тәрипидин түркичигә тәрҗимә қилинған.