Архип
2009-12-22
Америкиниң саламәтлик суғурта системисида ислаһат әп бериш мәқсәт қилинған қанун лайиһисидә түнүгүн келишим һасил қилинди. Қанун лайиһисигә даир талаш - тартишларни аяғлаштуруш үчүн мәзкур қанун лайиһиси авазға қоюлған болуп, нәтиҗидә лайиһә йетәрлик авазға еришип қобул қилинди.
2009-12-22
21 - Декабир күни, дуня сода тәшкилати, "хитайниң йиллардин буян америка қатарлиқ ғәрб дөләтлириниң әқлий мүлүк таварлириға қарита чәклимә қоюши қанунсизлиқ" дәп қарар мақуллап, хитайниң наразилиқ әрзини рәт қилди.
2009-12-22
Нөвәттә һиндистан билән хитай оттурисидики мунасивәтләр еғир дәриҗидә йирклишишкә башлиди "йәр шари әрәб тор бети" дә бу һәқтә мақалә елан қилинған болуп, мақалида һиндистан тәрәпниң хитайниң наразилиқини қозғайдиған назук сиясий мәсилиләрдин бири һесабланған тибәт мәсилисидә тибәтниң диний вә сиясий даһиси далай ламани қоғдайдиғанлиқи тоғрисидики ипадиси ениқ шәрһиләнгән.
2009-12-22
Талибан билән хитай оттурисидики мунасивәт 1998 - йили башланған болуп гәрчә бүгүнки күндә бивастә болмисиму василитилиқ һалда бу мунасивәтниң давамлшватқанлиқи илгири сүрүлмәктә.
2009-12-22
2007 - Йили русийиниң археологийә саһәсидики әң чоң хәвәрләрниң бири порбаҗин - лайдин ясалған қәлә тоғрисидики хәвәр болған иди. Бу хәвәр русийә ахбарат васитилири арқилиқ дуняға җакарланғандин кейин, пүтүн дуняниң нәзири порбаҗинға қаритилған иди.
2009-12-22
1961 - Йили уйғур елиниң бай наһийисидә зор көләмлик ачарчилиқ вәқәси йүз берип, миңлиған уйғурлар һаятидин айрилған иди. Ғәйри һөкүмәт мәнбәәлиридә 20 миң әтрапида адәмниң өлгәнликини илгири сүриду.
2009-12-22
Камбоджа һөкүмитиниң 20 нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп бериши дунядики бир қисим һөкүмәт вә һөкүмәтсиз тәшкилатларниң тәнқидигә учриди.
2009-12-22
20 Уйғурниң хитайға қайтурулуш вәқәси хитай билән билән камбоджа арисидики иқтисадий мунасивәтниң нәтиҗиси дәп қаралмақта. Чүнки хитай һөкүмити камбоджаға 14 төрлүк қурулуш пилани бойичә җәмий 1 милярд доллар қәрз вә ярдәм пули бәрмәкчи болған.
2009-12-22
Хитай һөкүмити, инәтәрнәтни өз һакимийитиниң бихәтәрлики үчүн тәһдит амили дәп қарап кәлмәктә. Шуниң үчүн бирқанчә йилдин бери, интәрнәтни контрол қилиш үчүн арқа-арқидин бир қатар йеңи түзүмләрни бәлгилимәктә.
2009-12-22
Франсийә билән хитай арсидики дипломатик мунасивәт өткән йилдин башлап начарлишишқа башлиған. Болупму олимпикниң алдидики мәшәл вәқәси вә президент саркозийниң тибәт даһийси далай ламани қобул қилиши икки тәрәп арисидики мунасивәтни бузулуш дәриҗисигә апарған иди.
2009-12-22
Москвада қуруливатқан бир хитай маллири сода базири москва аһалисиниң қаттиқ наразилиқиға учримақта. Алдинқи күни москвада, бу сода базириға қарши кәң көләмлик бир намайиш өткүзүлгән.
2009-12-21
Камбоджа даирилириниң 5" - июл вәқәси"дин қечип чиққан уйғур мусапирлирини хитайға қайтуруветиши ғәрбидики бәзи демократик әлләрни биарам қилмай қалмиди. Америка вә явропа иттипақи камбоджа даирилириниң һәрикитидин қайғурғанлиқи вә қаттиқ биарам болғанлиқини билдүрмәктә.
2009-12-21
Камбоджада сиясий панаһлиқ тиләватқан 22 нәпәр уйғурниң вәзийити йеқинқи 2 һәптә ичидә җиддийләшкән вә камбоджа һөкүмити йеқинқи 10 күн ичидә уйғурларни хитайға қайтурмайдиғанлиқи һәққидә арқа - арқидин бирқанчә қетим баянат бәргән иди.
2009-12-21
Камбоджа даирилири мәзкур дөләттә панаһланған 22 нәпәр уйғурниң 20 нәпирини хитайға қайтуруп бәргән. Хәвәрләргә қариғанда, бу 20 нәпәр уйғур 12 - айниң 19 - күни кәчтә айропилан билән хитайға қайтурулған. Бу пүтүн дунядики уйғурларни қайғуға чөмдүрди.
2009-12-21
2009 - Йили 12 - айниң 20 - күни бүйүк алим, мутәпәккур, шаир вә қараханийлар хақанлиқиниң орда баш мәслиһәтчиси йүсүп хас һаҗипниң туғулғанлиқиниң 990 - йиллиқи мунасивити билән, мәркизи истанбулға җайлашқан шәрқий түркистан вәхпиниң уюштуруши билән истанбул вафа толуқ оттура мәктипиниң йиғин залида, "йүсүп хас һаҗип, униң әсири қутадғубилик вә униң ана юрти шәрқий түркистан" намлиқ йиғин өткүзүлди.