Архип
2009-02-28
Хитайниң уйғур аптоном район рәиси нур бәкри йеқинда, мәктәпләрниң коммунист партийә секритарлирини тәрбийиләш курсида сөз қилған.
2009-02-28
Сичуән аба тибәт аптоном областидики кирти ибадәтханисиниң алдида, бир тибәт раһиб өзини көйдүргәндә, хитай сақчилири уни оққа тутқан.
2009-02-28
Японийә ташқи ишлар министири хирофуни накасоне бүгүн хитайни зиярәт қилди. Бирләшмә агентлиқиниң бейҗиңдин баян қилишичә, накасоне бу қетим хитай билән бурун түзгән һәмкарлишип енергийә ечиш келишимини иҗра қилиш һәққидә сөһбәт өткүзүш үчүн кәлгән.
2009-02-28
Бәш бүрҗәклик бина һазир хитайдин афғанистан мәсилиси, деңиз қарақчилириға зәрбә бериш мәсилиси вә башқа хәлқаралиқ мурәккәп мәсилиләрдә америка билән күчлүк һәмкарлишишини күтмәктә.
2009-02-28
Бүгүндин башлап хитай һөкүмити, ечилиш алдида турған икки чоң йиғинни қоғдаш үчүн қаттиқ тәдбир қоллунушқа башлиди.
2009-02-27
Гуәнтанамо һәрбий түрмисидә тутуп турулуватқан уйғур қатарлиқ 20 нәпәр мәһбусниң адвукатлири, америка президенти барак обамаға мәктуп йоллап, униңға мәзкур мәһбуслар мәсилисини қайта әсләтти.
2009-02-27
Франсийидә зиярәттә болуватқан уйғур зиялийси мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти, франсийидики милләтләр мәсилиси билән хитайдики милләтләр мәсилисини селиштуруп, һәр икки дөләтниң қанунида милләтләр баравәрликиниң қоғдалғанлиқини, әмма иҗра қилишта болса бу баравәрликниң франсийидә әмәлийләшкәнлики, хитайда әмәлийләшмигәнликини, болупму уйғур районида миллий мәсилиниң еғирлиқини билдүрди.
2009-02-27
Японийиниң баш министири таро асо сәйшәнбә күни америка президенти барак обама билән ақ сарайда көрүшкән иди. Ройтерс агентлиқиниң баян қилишичә, бу, барак обаманиң америка президенти болғандин кейин тунҗи қетим чәтәл башлиқи билән көрүшкәнлики болуп һесаблиниду.
2009-02-27
2 - Айниң 26 - күни қәйсәри әрҗийәс университетиниң залида мәхмут қәшқириниң туғулғанлиқиниң 1000 - йиллиқи мунасивити билән "мәхмут қәшқири вә шәрқий түркистан" темисида илмий муһакимә йиғини өткүзүлди.
2009-02-27
Гүәнтанамодики уйғурларни өз ичигә алған 20 нәпәр тутқунниң адвокатлири америка президенти барак обамаға хәт йезип, тутқунларни қоюп беришкә йәнә бир қетим чақирди.
2009-02-27
Америка президенти барак обама җүмә күни ирақтики америка қошунлириниң мутләқ көп қисимини келәр йили 8 - айға қәдәр чекиндүрүп чиқидиғанлиқини елан қилди.
2009-02-27
Америка ташқи ишлар министирлики алдинқи күни елан қилған кишилик һоқуқ доклатида хитай кишилик һоқуқ хатириси, хитайниң уйғур вә тибәт сияситини тәнқитлигәндин кейин, хитай дөләт ишлар кабинети пәйшәнбә күни "америкиниң 2008 - йиллиқ кишилик һоқуқ әһвали" тоғрисида доклат елан қилип, америка кишилик һоқуқ хатирисини тәнқидлиди.
2009-02-27
Америка - хитай арисидики тәйвәнгә қорал сетип бериш сәвәблик тохтап қалған һәрбий сөһбәт җүмә күни әслигә кәлди. Шу күни америка - хитай сөһбәт өмики бейҗиңда учрашқан.
2009-02-27
Хитай хәлқ қурултийи вә сияси кеңәшниң мәмликәтлик йиғини келәр һәптә бейҗиңда башлинидиған бир мәзгилдә, 1989 - йилдики тйәнәнмен вәқәсидә өлтүрүлгән оқуғучиларниң аилә - тавабиатлири җүмә күни очуқ хәт елан қилип, буниңдин 20 йил бурун йүз бәргән бу вәқәдә оқуғучиларни бастурған әмәлдарларниң җавабкарлиқини сүрүштүрүшни тәләп қилди.
2009-02-26
Бейҗиңдики мәркизи милләтләр университетиниң оқутқучиси, " уйғур биз " торбетиниң саһиби, мустәқил тәтқиқатчи илһам тохти, франсийә ташқи ишлар министирликиниң тәклипигә бинаән франсийини зиярәт қилмақта. Зиярәт мушу айниң 22 - күнидин 1 - мартқа қәдәр давамлишиду.