Архип
2009-03-31
Обама һөкүмити гуантанамо түрмисини тақаш һәққидә пәрман чиқарғандин кейин, болупму йеқинқи икки һәптә ичидә, америка әдлийә министири билән, ахбарат баш мупәттиши, гуантанамо уйғурлириниң америкиға қоюветилиш мумкинчилики һәққидә тәхминлирини баян қилғандин кейин, гуантанамо мәһбуслириниң иккинчи туралғуси вә яки қамақханисиниң қәйәрдә болидиғанлиқи ахбарат дунясиниң диққитини тартмақта.
2009-03-31
Америка һөкүмити хәлқара дини әркинлик комитети 27 - март күни ахбарат елан қилип, йиллардин буян диний етиқад әркинликини еғир дәпсәндә қилип келиватқан дөләтләр тизимликигә киргүзүлгән хитай қатарлиқ дөләтләрниң, бу йил йәнә америкиниң мунасивәтлик даирилири тәрипидин диний әркинликини дәпсәндә қилидиған, һәмдә бу җәһәттә алаһидә диққәт қилинидиған дөләт қатариға тизилғанлиқини уқтурди.
2009-03-31
Бүгүн 3 - айниң 31 - күни, голландийиниң гага шәһиридә (голладийиликләр өзлири 'дән хак' дәп атайдиған шәһәрдә) афғанистан мәсилиси бойичә хәлқаралиқ йиғин ечилди. Ройтерс агентлиқиниң баян қилишичә, бу бир күнлүк хәлқаралиқ йиғинға 90 дөләт вә хәлқара тәшкилат вәкиллири кәлди.
2009-03-31
Уйғур дияридин бивастә алған мәлуматлиримизға асасланғанда, хитайниң уйғурларға қарита йолға қойиватқан интернет қамали юқири чәккә йәткән. Уйғур вәтинидики торханилар даим дегүдәк сақчиларниң чарлаш мәйданиға айлинип қалған.
2009-03-31
Қирғизистан уйғур иттипақиниң қармиқидики "иттипақ" гезити нөвәттики қирғизистанда нәшр қилиниватқан бирдин - бир уйғур тилидики мәтбуат әпкәридур. Мәзкур гезит 1994 - йилдин бери нәшр қилинип кәлмәктә.
2009-03-31
2009 - Йили 3 - айда "кәлгүсиниң 100 йили" намлиқ китаб пигасус нәшрияти тәрипидин истанбулда нәшир қилинди. Бу китаб әсли сияси анализчи җорҗ фрйедман тәрипидин ингилиз тилида йезилған болуп, бу китабни ибраһим шәнәр вә әнвәр гүнсәл исимлик шәхсләр түркчигә тәрҗимә қилип нәшир қилдурған.
2009-03-31
Айропилан қазасида қаза тапқан бүйүк бирлик партийиси башлиқи муһсин язиҗиоғлу бүгүн дөләт мурасими билән дәпнә қилинди. Мурасимда 100 миң әтрапида инсан лидири үчүн яш төкти. Буларниң ичидә қолида ай юлтузлуқ байрақларни көтүривалған көп санда уйғурларму бар иди.
2009-03-31
Үрүмчи шәһәрлик сәһийә даирилириниң 31 - март елан қилған үрүмчи әйдиз юқум әһвали һәққидики доклаттин ашкарилинишичә, 2008 - йилда үрүмчидики тизимға елинған әйдиз юқумдарлириға йәнә 1087 нәпәр юқумдар қошулған болуп бу әйдиз юқум әһвалиниң 2007 - йилиға қариғанда %4 дин артуқ өрлигәнликини көрситидикән.
2009-03-31
Америка тинч окян бихәтәрлик тәтқиқат мәркизи, 8 - айда һавайда хәлқаралиқ һәрбий ишлар муһакимә йиғини чақиридиған болуп, б б с ниң хәвиригә қариғанда һавайдики бу муһакимә, хитай вә тәйвән һәрбий даирилиригә сөһбәт мәйдани һазирлайдикән.
2009-03-31
Хитай хәвәр агентлиқиниң сәйшәнбә хәвәр тарқитишиға қариғанда, үрүмчидә 30 - март дүшәнбә күни кәчтә амма билән сақчилар арисида бир қанчә йүз адәм қатнашқан топилаң йүз бәргән. Бу җәрянда бир хитай сақчиси яриланған, вәқә йүз бәргән ғәрбий булақ йолида бир мәһәл қатнаш үзүлүп қалған.
2009-03-31
Америка президенти барак обама, сәйшәнбә күни вашингтондин айрилип, вәзипә өтәшкә башлиғандин буянқи тунҗи явропа зиярити үчүн йүрүп кәтти.
2009-03-31
Барак обама, өткән җүмә күни афғанистан мәсилисигә мунасивәтлик йеңи истратегийисини елан қилған иди. Америка авази радиосиниң сәйшәнбә күнидики хәвиригә қариғанда, обама афғанистанға қаратқан истратегийисидә вазиристандики әлқаидә вә талибанларни тармар қилидиғанлиқи һәмдә бу пиланниң әмәлгә ешишиға ярдәмдә болалайдиған әтраптики дөләтләр билән һәмкарлишиш үмидидә икәнликини оттуриға қойған күнниң өзидә, шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләт рәһбәрлири москвада мәхсус афғанистан мәсилиси һәққидә йиғин чақирған.
2009-03-30
Америкиниң кичик типтики вәйран қилғучи уруш парахотлири шимали корийиниң сүний һәмраһ қоюп бериш һәрикитини көзитиш үчүн йолға чиққан болуп, бирләшмә агентлиқида көрситилишичә, мәзкур америка парахотлири башқурулидиған бомбиларға из қоғлап әгишиш вә тосуп қелиш иқтидариға игә икән.
2009-03-30
Хитай һөкүмити уйғур ели хотән районида "мәркәзләштүрүп түзәш " намлиқ сиясий һәрикәт қозғап, дин вә диний затларға қаритилған башқурушни күчәйтиш һәмдә " уч хил күчләргә қаттиқ зәрбә бериш" һәрикәтлири елип барған.
2009-03-30
Камбоджа қизил кхмер коммунист һөкүмити һакимийәт сүргән дәвридә муһим вәзипиләрни өтигән дөләт рәһбәрлири устидин ечиливатқан сот 30 - март күни йәнә давам қилди.