Архип
2009-05-31
Түркийә президенти абдулла гүл 28 - май күни уйғур елиниң җәнубий қошниси таҗикистанға йетип келип у йәрдә үч күн зиярәттә болди. У дүшәнбә шәһиридә таҗик президенти әмам әли рахман билән түркийә - таҗикистан һәмкарлиқ мунасивәтлирини музакирә қилди.
2009-05-31
1989 - Йилидики тйәнәнмен вәқәсини ақлашни мәзмун қилған шоар - лозункилирини көтүргән 4000 дин артуқ адәм йәкшәнбә күни хоңкоң мәмурийәт бинасиниң алдида наразилиқ намайиши өткүзүп, бейҗиң һөкүмитидин тйәнәнмен вәқәсини ақлашни тәләп қилған.
2009-05-31
Америка малийә министири тим гейтнер тунҗи қетимлиқ хитай зияритини башлиди. Америка малийә министириниң хитай сәпириниң икки дөләтниң иқтисадий мунасивәтлиридә муһим әһмийәткә игә икәнлики баһаланмақта.
2009-05-30
Шималий корийә 5 - айниң 25 - күни әтигән саәт 9 дин 45 минут өткәндә бейдавҗи вилайитиниң феңши районидики бир тағ бағрида йәр асти ядро синиқи елип барғандин кейин, сериқ деңизда җиддийлик пәйда болушқа башлиди.
2009-05-30
Биерләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, буниңдин бурун америкиниң гуәнтанамо түрмисидин қоюп берилидиған уйғурларни қобул қилиш һәққидики тәклипини икки қетим рәт қилған австралийә һөкүмити бүгүн, обама һөкүмити оттуриға қойған йеңи тәклипни --- америкиниң гуәнтанамодики 17 уйғур қобул қилиш һәққидики үчинҗи қетимлиқ тәклипини ойлишидиғанлиқини билдүрди.
2009-05-30
Ройтрс агентлииқниң баян қилишичә, америка дөләт мудапиә миниситири робрт гәйт сингапорда өткүзиливатқан сөһбәттә 'шимали корийә атом дөлити дәп етирап қилинмайду, һазирқи нишан йәнила корийә йерим арилини атомсизландуруштин ибарәт' дәп җакарлиди.
2009-05-30
Америка президенти барәк обама түнүгүн зәһәр әткәсчилирини җазалашни оттуриға қойған иди. Бүгүн ақсарай президент обаманиң тәлипигә бинаән, колумбиялиқ даниял рендон һеррера, авғанистанлиқ һаҗи җүмәхан, винисуилалиқ вәлид маклет гарсика, пакистанлиқ имам бхел қатарлиқ әң чоң зәһәр әткәсчилириниң исмини елан қилди.
2009-05-30
Дуня сәһийә тәшкилатиниң бүгүн елан қилған санлиқ мәлуматиға қариғанда, бүгүнгә қәдәр дуня буйичә чошқа зуками вируси тарқалған дөләт сани 53 кә, чошқа зуками вируси билән юқумланғанлиқи ениқланған бемар сани 15 миң 608 гә йәтти.
2009-05-29
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати пәйшәнбә күни 2009 - йиллиқ доклат елан қилип, хитай кишилик һоқуқ вәзийитиниң үзлүксиз начарлашқанлиқини тәнқид қилди. Доклатта уйғур аптоном райониниң кишилик һоқуқ вәзийитигә мәхсус бир параграф аҗритилған болуп, уйғурларниң үзлүксиз бастурушқа дуч келиватқанлиқини илгири сүргән.
2009-05-29
Хитайниң дөләт бихәтәрлик тармақлири уйғур районида йәнә бир сорунға қол узатти: у болсиму аялларниң чай соруни. Өткән айниң 24 - күни ғулҗа шәһириниң ташкөврүк йезисида, қатар чай ойниған 30 нәпәр аял нәқ мәйданда байқилип тутқун қилинған.
2009-05-29
Уйғур диярдики мәдәни ядикарлиқлар еғир бузғунчилиққа учраватқан болуп , бу хил әһваллар йәрлик хәлқниң қаттиқ ғәзипини қозғимақта. Ундақта нимишқа бу мәдәний ядикарлиқлар йетәрлик қоғдилишқа игә болалмайду, буниңда кимниң мәсулийити бар?
2009-05-29
Хитай җамаәт хәвпсизлик министири мең җйәнҗу 5 - айниң 24 - күнидин 28 - күнигичә түркийидә елип барған рәсмий зияритини ахирлаштуруп хитайға қайтти. У 5 - айниң 27 - күни түркийә ички ишлар министири бешир аталай билән елип барған учришишида, икки дөләт сақчи идарилири оттурисидики һәмкарлиқни күчәйтиш тоғрисида музакирә елип барған.
2009-05-29
Әссалам балилар, бүгүн силәрниң байримиңлар, хәлқара балилар байримиңлар хошаллиққа, татлиқ күлкилириңларға толсун! бүгүн әркин асия радио истанссидики мухбир таға, ачилириңларму силәрни унтуп қалғини йоқ. Аңлитиш вақтимизниң әмдики минутлирини силәргә атидуқ, қени гүлчеһрә һәдәңлар бүгүнки байримиңларға атап немә соға тәйярлидикин аңлап бақамсиләр?
2009-05-28
Дуня уйғур қурултийиниң 25 - май күни ахирлашқан америка пайтәхти вашингтондики 3 - нөвәтлик қурултийида америка дөләт мәҗлисидики муһим әрбаплар сөз қилип, уйғурларниң өз һоқуқини қолға кәлтүрүш һәрикитини қоллайдиғанлиқини билдүргән иди.
2009-05-28
26 - Май күни дуня уйғур қурултийиниң америка пайтәхти вашингитондики бир һәптилик паалийәтлири ғәлибилик тамам болди . Вашингитонға 21 дөләттин йиғилған 100 дин артуқ уйғур вәкилләр бир һәптә җәрянида , вашингитонда нурғун паалийәтләргә иштирак қилип толиму мәмнун болған һәм һаяҗанланған һалда өзлири турушлуқ дөләтләргә узиди.