Архип
2009-08-31
Б д т ниң ирқий кәмситишкә қарши туруш комитети 8 - айниң башлири җәнвәдә йиғин ечип, хитайниң ирқий кәмситишкә қарши туруш вә ирқий кәмситишни түгитиш әһвалини көздин кәчүргән иди. Җәнвәдики йиғин 5 - июл үрүмчи вәқәси йүз берип узун өтмәй ечилған болуп, уйғур мәсилиси йиғиндики муһим нуқтиларниң бири болуп қалған.
2009-08-31
Бүгүн хитайниң шинхуа агентлиқи "хуҗинтавниң шинҗаң һәққидики муһим йолюруқи пүтүн мәмликәттә өгиниливатиду" дәп хәвәр елан қилған болсиму, әмма хитай һөкүмити "хуҗинтавниң муһим йолюруқини өгиниш" дегән һәрикәтни пәқәт тибәт, гуаңши, ички моңғул, ниңша аптоном районлиридила елип бериватиду.
2009-08-31
Өткән җүмә күни "5 - июл үрүмчи вәқәси" дин кейин вәтән зияритидә болған бир уйғур билән болған сөһбәт хатирисини аңлатқандин кейин, йәкшәнбә күни вәтән зияритидин қайтип кәлгән йәнә бир уйғур радийомизға телефон қилип, көргән аңлиғанлирини сөзләп бәрди.
2009-08-31
Японийидә түнүгүн елип берилған сайламда 54 йилдин бери һакимийәт йүргүзүп келиватқан әркин демократлар партийиси йеңилип, японийә демократик партийиси утуп чиқти.
2009-08-31
Түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоғанниң алаһидә вәкили сүпити билән хитайда рәсмий зиярәт елип бериватқан түркийә дөләт министири зафәр чағлаян хитай рәһбәрлири билән үрүмчи вәқәси һәққидә музакирә елип барған.
2009-08-31
Урал - алтай тиллирида сөзлишидиған қәләмкәшләрниң йиғини 8 - айниң 25 - күни түркийиниң истанбул шәһиридә башлинип 29 - авғуст күни истанбул шәһиридики осман абидиси меһманханисиниң йиғин залида мувәппәқийәтлик ахирлашти.
2009-08-31
Истилистикилиқ васитиләр ичидә әң көп ишлитилидиған васитиләрниң бири охшитиш болуп, мәлум бир уқумни чүшәндүрүштә униң роли интайин зор. Чүнки у тилниң конкрет, җанлиқ, образлиқ болушиға ярдәм берип, кишиләрниң чүшинишини оңайлаштуриду. Охшитиш арқилиқ ой - пикирни вә чоңқур бир мәзмунни образлиқ уқтурғили болиду.
2009-08-31
Хитай һөкүмити "шинҗаңға ярдәм беридиған хитай тили оқутқучилири" намида уйғур елигә хизмәтчи йөткәшкә башлиған. Шинхуа агентлиқида көрситилишичә, 27 - авғуст, 25 нәпәр шаңхәйлик оқутқучи уйғур елигә йетип келип, ақсу вилайитигә хизмәткә орунлаштурулған.
2009-08-31
Уйғур елидин йәнә бир түркүм уйғур қизлири хитай өлкилиригә елип меңилди. Дәл шу пәйттә, уйғур елигә җайлашқан биңтуән хитай өлкилиридин кәлгән зор түркүмдә аққун ишчиларни қобул қилди.
2009-08-31
Уйғур елидә зор көләмдә кәм учрайдиған ниобий вә тантал қатарлиқ химийилик елементлар қатлими байқалди. Тәйвән мәркизий агентлиқиниң хәвәр қилишичә, мәзкур елементлар қатлими ақсу вилайити бай наһийиси тәвәсидин байқалған.
2009-08-31
Хитайда йәнә қоғушундин зәһәрлиниш һадисиси көрүлди. Мәлум болушичә, зәһәрлиниш йүннән өлкисидә йүз бәргән болуп, бу нөвәт җәмий икки йүз бала қоғушундин зәһәрлинип ятаққа елинған.
2009-08-31
Бу нөвәтлик японийә парламент сайлимида, японийә демократлар партийиси юқири аваз билән һакимийәт бешидики әркин демократлар партийисини йәңди. Сайламдин кийин, америка вә бир қисим асия әллири японийә мунасивәтлириниң сағлам тәрәққий қилидиғанлиқини билдүрүшти.
2009-08-31
Исраилийиниң һайфа университетиниң асия тәтқиқат факултетиниң профессори йитсак шихурниң " түркийә - хитай мунасивәтлиридики уйғур тосуқи" мавзулуқ китабчиси йеқинда америкидики шәрқ - ғәрб тәтқиқат мәркизи тәрипидин нәшир қилинди.
2009-08-31
Пакистанниң ғәрбий шималидики сват вадисида йәкшәнбә күни өзини өлтүрүш характерлиқ бомба партлаш вәқәси йүз берип, аз дегәндә 14 адәм қаза қилған. Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу партлаш сват вадисидики асаслиқ шәһәр мингорадики бир сақчи понкитида болған.
2009-08-31
Японийә парламентиниң авам палатасиниң сайлими ахирлашқан болуп, йәкшәнбә күнидики сайлам нәтиҗиси японийә демократлар партийисиниң ғәлибә қазанғанлиқидин дерәк бәрди.