Архип
2009-09-20
Америка һөкүмитиниң нөвәттики асаслиқ вәзиписиниң америка иқтисадини яхшилап, уни қайтидин гүллиниш йолиға киргүзүш болуватқан һәмдә бу йолда көп тиришчанлиқлар көрситиливатқан бир пәйттә президент обама америка иқтисадиниң яхшилинишқа башлиғанлиқини билдүрди.
2009-09-20
Таҗикистан мустәқил болуп, 18 йилидин кейинки бу күнләрдә маарип саһәсидә йәнә бир йеңилиқ пәйда қилған. У болсиму, оттура мәктәпләрдә рәсмий түрдә "ислам мәрипәти" дәп аталған бир диний дәрсни тәсис қилиш болуп һесаблинидикән.
2009-09-20
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң турмушини баш тема қилған " муһәббәтниң 10 шәрти " намлиқ һөҗҗәтлик филим тәйвәнниң гавшюң шәһиридә өткүзүлидиған фестивалға қатнаштурулуп, 10 - айда қоюлмақчи болғандин кейин, хитай һөкүмити қаттиқ наразилиқ билдүргән иди.
2009-09-20
Америка пайтәхти вашингтон шәһири әтрапида яшайдиған уйғур җамаити 9 - айниң 20 - күни пүтүн дуня мусулманлириниң қутлуқ роза һейт намизини түрк җамаити билән бирликтә оқуди.
2009-09-20
19 - Сентәбир күни, 5 - июл гумандарлиридин шөһрәт турсунниң түрмидә хитай сақчилири тәрипидин уруп өлтүрүветилгәнлики һәққидә қисқа хәвәр бәргән идуқ. Бүгүн бу һәқтә тәпсилий хәвәр беримиз.
2009-09-19
Хитай даирилири түнүгүн кечидә бейҗиңда меһманханиға кирип 3 нәпәр японийә мухбирини урди. Бирләшмә агентлиқиниң бейҗиңдин баян қилишичә, түнүгүн кечидә бейҗиңниң чаңән кочисға йеқин җайлашқан 'бейҗиң меһманханиси'да, японийә кйото агентлиқиниң мухбирлири хитайниң 60 йиллиқ тәбрик күни үчүн елип бериливатқан парат тәйярлиқи һәққидә хәвәр тәйярлаватқанда, хитай даирилири меһманханиға кирип, үч нәпәр японийә мухбирини уруп, типип һақарәтлигән вә уларниң компутерлирини тартивалған.
2009-09-19
Бейҗиңдә бүгүн (шәнбә күни) йәнә пичақ тиқиш вәқәси йүз берип, вәқәдә бир нәпәр франсийилик аял саяһәтчи яриланди. Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, бүгүн әтигән саәт 11 ләрдә, бейҗиңдики тйәнәнмен мәйданиға йеқин җайдики дасалән дегән мәшһур базарда, сақчилар франсийилик бир аял саяһәтчини пичақ тиқип яриландурған җаңшиниң нәнчаң шәһиридин кәлгән 41 яшлиқ әрни қолға алди.
2009-09-19
Америкиниң кубадики гуәнтанамо һәрбий түрмисидә тутуп туруливатқан уйғурлардин иккиси бүгүн тинч окяндики арал дөлити палавға беришқа қошулди.
2009-09-19
Радио аңлиғучилиримиздин мәлум бир кишиниң өзи ихтияри билән хәвәр қилишичә, '5 - июл вәқәсиниң гумандари' дәп үрүмчидә қолға елинған шөһрәт турсунниң җәситини, бүгүн, 19 - сентәбир, үрүмчи вахти чүштин кейин саәт 2 дә, сақчилар қорғас наһийисиниң ләнгәр йеза йеңиават кәнтидики аилисигә әкилп берип, униң дадиисиға, җәсәтни дағдуға қилмайла йәрликтә қоюшни, һаза ачмаслиқни буйриди.
2009-09-18
Җәнубий корийә даирилири дуня уйғур қурултийи баш катипи долқун әйсани сеул айродромида тутуп қелип, униң җәну бий корийидә өткүзүлидиған хәлқаралиқ йиғинға қатнишишини чәклигән иди. Вәқәдин кейин германийә һөкүмитиниң арилишиши билән җәнубий корийә һөкүмити долқун әйсани қоюп беришкә мәҗбур болди.
2009-09-18
Дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса, сәйшәнбә күни җәнубий корийә айродромида тутуп қелинғандин кейин, хәлқара җамаәт тез инкас қайтурди вә долқун әйсаниң қоюп берилишидә муһим рол ойниди.
2009-09-18
Чәтәл агентлиқлири хитай һөкүмити тәкитләватқан "милләтләр иттипақлиқи мәсилиси"гә нисбәтән охшимиған инкасларни қайтурмақта. Хитайниң шинхуа агентлиқиниң 18 - сентәбир күни бейҗиңдин бәргән хәвиридә, 4 - омумйиғининиң роһини йәткүзгән, хитайниң миллий ишлар комитети мудири яң җиңниң хитайда милләтләр иттипақлиқиниң хитай хәлқи үчүн һавадинму муһимлиқини тәкитлигәнлики хәвәр қилинди.
2009-09-18
"Уйғурларниң аниси рабийә қадирниң тәрҗимиһали" намлиқ китаб япон тилиға тәрҗимә қилинип нәширдин чиқиш алдида турмақта. Германийилик язғучи александир ханим тәрипидин йезилған "әҗдирһа билән елишқан аял" намлиқ немисчә китапқа асасән тәрҗимә қилинған мәзкур китап 15 - өктәбир нәширдин чиқиду.
2009-09-18
Хитай һөкүмитиниң голландийидә елип барған тунҗи тәшвиқат паалийити голландийиниң сияси пайтәхти болған дәнах шәһиридики "хәлқара мунбәр йиғини мәркизи"ниң залида елип берилған болуп, тәшвиқат паалийитигә асасән голландийиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлирини, сода-санаәт тәшкилатлири вә голландийидә паалийәт елп бериватқан хитай муһаҗирлар җәмийәтлири вәкиллирини тәклип қилған.