Архип
2009-09-18
Хитай компартийиси үрүмчидә "5 - июл вәқәси" йүз берип 2 айдин кейин 18 - числа җүмә күни "милли бөлгүнчиләр"ни бастуридиғанлиқини җакарлиди.
2009-09-18
Хитай һөкүмити бейҗиңда бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтип, 1 - өктәбир дөләт байримини күтивелишкә тәйярлиқ қиливатқан бир мәзгилдә, бейҗиңдики әң ават сода районлириниң бири болған тйәнәнмен әтрапидики дасалән сода кочисида вәқә йүз берип, 2 адәм өлгән 12 адәм яриланған.
2009-09-18
Хитайниң гавшйоң шәһиригә байқут елан қилғанлиқи һәққидики хәвәрләрдин кейин, тәйвәнниң гавшйоң шәһәрлик һөкүмәт даирилири җүмә күни келәр ай өткүзүлидиған гавшйоң хәлқара кино фестивалида рабийә қадир ханимниң филимини қоюшни қайта ойлишип көридиғанлиқини билдүргән.
2009-09-18
Хитай һөкүмити баянат елан қилип, америка ахбарат доклатидики хитай һәрбий күчиниң тәрәққияти вә заманивелишиши америкиға тәһдит шәкилләндүриду, дегән хуласини рәт қилди.
2009-09-17
Уйғур елида йиңнә вәқәси йүз берип, үрүмчидики хитайларниң 4 - вә 5 - синтәбирдики намайишини кәлтүрүп чиқарған вә намайишчиларниң уйғурларға һуҗум қилиш вәқәлири йүз бәргән иди. Шуниңдин кейин "шинҗаң җ х назарити " уқтуруш чиқирип, пуқралардин йиңнә вәқәси пәйда қилған гумандарларни көргән йәрдә тутуп, җ х органлириға тапшуруп беришни тәләп қилған.
2009-09-17
Нөвәттә хитай һөкүмәт даирилириниң учур васитилири қамалиға нисбәтән, хәлқниң наразилиқи барғанчә күчийиватқан болуп, чәтәлләрдики уйғурлар һәм дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди хитай һөкүмитиниң интернет вә телефон алақисини контрол қилиш қилмишиға қарита наразилиқ пикирлирини баян қилди.
2009-09-17
Чошқа зукам юқум әһвали һәққидә елан қилиниватқан статистикилиқ йеңи мәлумат һәм хәвәрләргә қариғанда, нөвәттә чошқа зукам пүтүн дуня миқясида йәниму тез сүрәттә тариливатқан болуп, уйғур елиму чошқа зукаминиң шиддәтлик һуҗумиға учримақта.
2009-09-17
5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин дуняниң һәрқайси җайлиридики бир қисим кишиләр радиомизға хәт йезип вә телефон берип, үрүмчи вәқәси җәрянида үрүмчидә өз көзи билән көргән, тонуш билиш вә уруғ - туқғанлиридин аңлиғанлирини биз арқилиқ көпчилик билән ортақлашмақта.
2009-09-17
9 - Айниң 16 - күни шиветсийә уйғур маарип уюшмиси йешиллар партийисиниң һәмкарлиқи билән шиветсийә парламентиниң мусулман әллиригә аҗритилған нубиска залида иптарлиқ бәрди.
2009-09-17
Бизгә 5 - июл вәқәси һәққидә мәлумат бәргән ханим, хитай һөкүмитиниң вәқәдин кейин тутқун қилинғанлардин бәзилирини башқа уйғурларға ибрәт қилиш үчүн аталмиш "нәқ мәйдан" ға әкилип, өз җинайитини иқрар қилдуруватқанлиқини сөзләп бәрди.
2009-09-17
Яқуп бәг рәһбәрликидики қәшқәрийә дөлити дәвридә яқупбәг османли империйиси биләнму қоюқ мунасивәт орнатқан болуп, султан абдуләзиз бир қисим түрк офитсерлирини нурғун қорал-ярақ билән қәшқәрийигә ярдәмгә әвәткән.
2009-09-17
Хәвәрләрдин мәлум болушичә, дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса, сәйшәнбә күнидин бүгүнгә қәдәр җәнубий корийә чегрисида аваричилиққа учриған.
2009-09-17
Үрүмчи шәһәрлик оттура сот мәһкимиси бүгүн йиңнә санҗип адәм яриландуруш җинайити билән йәнә 4 киши үстидин сот ечип, уларни айрим - айрим һалда 8 йилдин 15 йилғичә муддәтлик қамақ җазасиға һөкүм қилди.
2009-09-17
Хитай дөләт байрими алдида байрамниң сақ - саламәт өткүзүлүшигә капаләтлик қилиш нами астида уйғур районини қаттиқ қамал қилмақта.
2009-09-17
Түркмәнистан президенти қурбангул бәрдимуһәммедоф дөләт теливизийсидә қилған сөзидә түркмәнистан - хитай тәбиий газ турубисиниң 15 - декабирда иш башлайдиғанлиқини елан қилди.