Архип
2009-09-23
Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, хитайда 26 - июн күни гуаңдоңниң шавгуән шәһәрчисидики шүри оюнчуқ завутида, уйғур ишчиларни уруп милли җедәл чиқирип, 5 - июл күнидики үрүмчи вәқәсигә сәвәбчи болған 11 киши үстидин сотқа шикайәт сунулди.
2009-09-23
Бүгүн чаршәнбә күни б д т ниң 64 - қетимлиқ чоң йиғиниға қатнишиш үчүн 120 дин артуқ дөләт башлиқи нюйорк шәһригә җәм болди. Бирләшмә агентлиқниң б д т дин баян қилишичә, климат өзгириши мәсилиси бойичә али дәриҗилик учришиш дәп аталған бу чоң йиғинда, терроризм вә ядро қораллири мәсилиси баш тема болуп қалди.
2009-09-23
Дуня уйғур қурултийиниң рәһбири рабийә қадир ханим бүгүн өзиниң вашингтондики ишханисида, тәйвәндики шәнлиң ансамбилиниң мәшһур нахша чолпини фредди әпәнди билән көрүшкәндә, америкидики учур васитилиридин 10 нәччә орун мухбир әвәтип уларни зиярәт қилди.
2009-09-22
Бүгүн, бир уйғур ханим урумчидә буйил 6 - айдин 9 - айғичә болған вақит ичидә өз көзи билән көргәнлирини вә аңлап ишәнгәнлирини радиомизға сөзләп бәрди.
2009-09-22
5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин хитай һөкүмитиниң һәр хил усуллар арқилиқ уйғурларни җазалашқа уруниватқанлиқи, чәтәл билән болған алақә вастилирини кесип ташлаш арқилиқ уйғур ели ичидики уйғурларға зәрбә бериватқанлиқини хәлқара җәмийәттин хупиянә тутиватқанлиқи, йәнә бир яқтин чәтәлләрдики уйғурларниму бош қоймай аваричилиққа йолуқтуруватқанлиқи шикайәт қилинмақта.
2009-09-22
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға әза йүзгә йеқин дөләтниң рәһбәрлири 22 - сентәбир күни нюйорокта чақирилған дуня климат өзгириши юқири дәриҗиликләр учришишиға қатнишип, климат өзгириши елип келиватқан тәһдитлик мәсилиләр һәм униңға қарши һәмкарлиқ вә тәдбирләр һәққидә музакирә елип барди.
2009-09-22
Түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 64 - нөвәтлик омумий йиғиниға қатнишиш үчүн 21 сентәбир күни нев йоркқа йетип кәлди.
2009-09-22
Шәрқий түркистан вәхпи вә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң бирликтә уюштуруши билән 2009 - йили 9 - айниң 21 - күни йәни роза һейтниң 2 - күни шәрқий түркистан вәхпидә роза һейтни тәбрикләш мурасими өткүзүлди.
2009-09-22
Канаданиң торонто шәһиридә бир җүп яш усулчи әр - аял бар. Уларниң исми алимҗан вә алийә. Алимҗан билән алийәниң канадаға кәлгинигә әмдила бир йерим йил болған болсиму, лекин улар өзлириниң нәпис усуллири билән торонтода өткүзүлгән һәр хил сәнәт фестиваллири вә дөләт байрамлирида номур көрситип келиватиду.
2009-09-22
Бизгә 5 - июл вәқәси һәққидә мәлумат бәргән ханим, хитай һөкүмитиниң вәқәдин кейин тутқун қилинғанлардин бәзилирини башқа уйғурларға ибрәт қилиш үчүн аталмиш "нәқ мәйдан" ға әкилип, өз җинайитини иқрар қилдуруватқанлиқини сөзләп бәрди.
2009-09-22
Явропа иттипақи бирләшкән дөләтләр тәшкилатида хитайни кишилик һоқуққа һөрмәт қилишқа вә бу йил июлда үрүмчидә елип берилған намайиш җәрянида қолға елинғанларниң һоқуқни толуқ қоғдашқа чақирди.
2009-09-22
Хитай һөкүмити дуня уйғур қурултийи баш катипи долқун әйсаниң җәнубий корийигә киргүзүлмәсликидики мәйданини ипадилиди. 22 - Сентәбир хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчи җяң йү, бу һәқтә тохтилип долқун әйсаниң дуня уйғур қурултийи вә дуня яшлар қурултийиниң ғоллуқ йетәкчилиридин бири икәнликини илгири сүрди.
2009-09-22
Америка һөкүмити хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини әйиблиди. Бирләшмә агентлиқида көрситилишичә, америкиниң бу хил мәйданини америкиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики дипломати доглас грифис әпәнди сәйшәнбә күни җәнвә шәһиридә билдүргән.
2009-09-22
Бу йил өктәбирдики хитай дөләт байрими һарписида, хитайда турушлуқ чәтәл ахбарат агентлиқлири хитай хаккерларниң вирус һуҗумиға учрашқа башлиған.
2009-09-22
Хитай һөкүмитиниң бесимиға қаримай" муһәббәтниң он шәрти" 22 - сентәбир гавшюңда қоюлди. Шуниң билән бир вақитта тәйвәндики мустәқилчиләр рабийә қадир ханимни тәйвәнгә тәклип қилди.