Архип
2010-01-22
Америка ташқи ишлар министири һеларий клинтон түнүгүн учур музийида интернет әркинлики һәққидә сөзлигән нутқида 'бәзи дөләтләр хәлқниң интернет әркинликини боғуватиду' дәп көрсәткән иди.
2010-01-22
Кишиләргә мәлум болғинидәк һазир хитайдики чириклишиш һәр саһә, һәр кәсипләргичә кеңәйгән болуп, хитай путбол саһәсидики чириклишиш әһвалиниң күндин - күнгә еғирлишиши, һазир хитай җәмийитидила әмәс, бәлки хәлқара мәтбуатлардиму қизиқ нуқтиларниң биригә айланған.
2010-01-22
Түркийә шәрқий түркистан вәқпи башлиқи, дәм елишқа чиққан генерал мәһмәт риза бекинниң 2 йилдин буян саламәтлики таза яхши әмәс иди. У, 1 - айниң 22 - күни туюқсиз кесәл болуп дохтурханида йетип қалди.
2010-01-22
Шиветсийә уйғур комитети тәшкилатчилириниң бири болған тиришчан сиясий паалийәтчи, шаирә бибинур ханим кесәл сәвәби билән стокһолимда 53 йешида вапат болди.
2010-01-22
2010 - Йили 1 - айниң 16 - күни түркийә халисанә бирләшмә вәхпиниң уюштуруши билән, тәшкилатни қандақ идарә қилиш вә тәшкилләш, қандақ қилғанда актип һалға кәлтүрүш тоғрисида йиғин өткүзүлди. Йиғинға шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан башчилиқидики һәйәт тәклип билән қатнашти.
2010-01-22
Японийидә зиярәттики тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң рәһбири өркәш дөләт түнүгүн японийә уйғур җәмийитиниң рәиси илһам тохти қатарлиқлар билән көрүшүп, хитай даирилириниң "5 - июл вәқәси"дин буян уйғур елидә йолға қойған интернет вә телефон алақисини чәкләш сияситини тәнқид қилди.
2010-01-22
Америкиниң гуәнтанамо лагиридики хизмәт гурупписи обама һөкүмитигә тәклип берип, мәзкур лагирдики 47 нәпәр тутқунни сотланмай "қәрәлсиз тутуп турулидиған" кишиләр, дәп көрсәткән.
2010-01-22
Америка һөкүмитиниң сода саһәсидики әмәлдарлири йеқинда, америкидики сөз әркинликини қоллайдиған бир аммиви орган билән алақилишип, хитай һөкүмитиниң тор чәклимисини дуня сода тәшкилатиға әрз қилиш тоғрисида мәзкур органдики адвокатларниң пикирини алған.
2010-01-22
Хитай һөкүмити җүмә күни баянат елан қилип, америка дөләт ишлар министири һеларий клинтонниң интернетни контрол қилишни бикар қилиш, учур әркинликигә һөрмәт қилиш тоғрисидики чақириқини рәт қилди.
2010-01-22
Америка дөләт ишлар министирлиқиниң ярдәмчи министири курт кәмпбелл пәйшәнбә күни америка кеңәш палатасида испат берип, америкиниң хитайға кишилик һоқуқни вә димократийини үзлүксиз тәкитләйдиғанлиқини билдүрди.
2010-01-21
Google Ширкитиниң хитайдики мәшғулатиниң чәклимигә учрап, хитай хаккерлириниң Google учур амберидики архипларға қанунсиз кириши америка - хитай арисида йеңи талаш-тартиш қозғиған иди.
2010-01-21
Хитайниң уйғур аптонум районлуқ һөкүмити, 20 - январ күнидин етибарән, 6 айдин буян тосуп қойған хәлқара узун йоллуқ телефон линийисини әслигә кәлтүридиғанлиқини билдүргән иди, биз уйғур аптонум районидики, һөкүмәт идариси, дохтурхана, университет вә һәтта 24 саәт мулазимәт қилдиған 114 шуниңдәк үрүмчи аилә зораванлиқи вә аяллар қанун мәнпәәтини қоғдаш мәркизигә телефон уруп әһвал игиләшкә тириштуқ.
2010-01-21
Дүшәнбә күни хитайниң хубей өлкисиниң ву шүе шәһиридә икки уйғурниң хитай пуқралири тәрипидин уруп өлтүрүлүш вәқәси йүз бәргән иди. Вәқәдә шу күни икки нәпәр уйғур оғрилиқ гумани билән хитай пуқралириниң һуҗумиға учриған, һуҗумда бир нәпәр уйғур нәқ мәйданда, йәнә бири дохтурханида һаятидин айрилған иди.
2010-01-21
Өткән һәптә яққан қелин қар, уйғур елиниң шимали қисмида 60 йилдин буянқи әң зор қар апити болуп, бу қетимлиқ шивирғанлиқ қар апитидин кейин, бу район соғуқ һава еқиминиң һуҗумиға учрап, чарвичилиқ вә деһқанчилиқ еғир зиянға учриған.