Архип
2010-01-21
Өткән айда, тайлантта тохтап иранға учидиған ил -76 бәлгилик бир йүк айропиланда шимали корийиниң 35 тонна партлатқуч вә ракиталири қачиланғанлиқи үчүн, бу айропилан банкокта тутуп қелинған иди. Бу қанунсиз қорал содиси, әйни вақитта учур вастилириниң деққитини қозғиған иди.
2010-01-21
Түркийидики интернет гезитлиридин бири болған www.gazeteturka.com Да "доғу түркистана конвой йоқму?" йәни, "шәрқий түркистанға ярдәм әтрити йоқму?" мавзулуқ обзор елан қилинди.
2010-01-21
Қирғизистанниң пайтәхти бешкәк әтрапидики пакирупка йезиси уйғурлар коп олтурақлашқан маканларниң бири. Мәлум болушичә, бу йезида намратларға яр - йөләк болуп һәмдә җамаәт ишлириға актип қатнишип, уйғур җамаитиниң һөрмитигә сазавәр болған давут һаҗим сәләйни мәзкур йеза тәвәсидә тонумайдиған адәм йоқ икән.
2010-01-21
Бүгүн шинхуа агентлиқиниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, уйғур райониниң шималий районлирида йүз бәргән қаттиқ қар апитиниң тәсиридә һава температуриси бирдинла төвәнләп кәткән.
2010-01-21
Гогул интернет ширкити хитайни интернеткә болған қамаллиқни арттуруш вә кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң елхәт адреслириға кириш билән әйиблигәндин кейин, америка һөкүмитиму хитайға рәсмий дипломатик нота тапшурудиғанлиқини билдүргән иди.
2010-01-21
Ройтерс агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 1989 - йилидики тйәнәнмен оқуғучилар һәрикити рәһбәрлиридин бири болған җу юңҗүн бүгүн хитай даирилири тәрипидин 9 йиллиқ қамақ җазаси вә 80 миң юән җәриманә төләшкә һөкүм қилинди.
2010-01-21
Анатолийә хәвәр агентлиқиниң билдүрүшичә, қазақистан түркийидин ортақ һәрбий маневер елип беришни тәләп қилған. Қазақистан мудапиә министири җақсибекоф бу тәлипини түркийиниң қазақистанда турушлуқ әлчиси атилла гүнай билән елип барған учришишидин кейин мәтбуатларға бәргән баянатида ашкарилиған.
2010-01-21
Пәйшәнбә күни яврупа парламенти баянат елан қилип, хитайни өктичи язғучи лю шавбони қоюп беришкә чақирди. Улар лю шавбониң тенчлиқпәрвәр бир паалийәтчи икәнликини, униң дәрһал вә шәртсиз қоюп берилиши керәкликини билдүрди.
2010-01-21
Мәркизи америкиниң нюйорк шәһиридики хәлқара кишилик һоқуқ органи - кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати доклат елан қилип, хитайда 2009 - йили кишилик һоқуқниң үзлүксиз дәпсәндигә учриғанлиқини, кишилик һоқуқни яқлайдиған аммиви гуруһлар вә шәхсләр үзлүксиз зиянкәшликкә учрап, уйғур вә тибәтләргә қаритилған контроллуқниң кеңәйтилгәнликини билдүрди.
2010-01-20
Өткән һәптә үрүмчидә ечилған уйғур аптоном районлуқ 11 - нөвәтлик хәлқ қурултийи 3 - омумйиғинида хитай тәрипидин тәйинләнгән уйғур аптоном райониниң рәиси нур бәкри қатарлиқларниң, 2009 - йиллиқ хизмәт доклатида, муқимлиқ һәм қаттиқ бастурушни қайта тәкитлиши чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлири, һәм һәр саһә демократлири тәрипидин тәнқидкә учриған.
2010-01-20
Хитай һөкүмити 2010 - йилиниң бешида дуня бойичә қаттиқ ғулғула қозғиған илмий фантазийилик филим аватарниң адәттики киноханиларда қоюлидиған нусхисини көрситишни тохтатқан.
2010-01-20
Икки айниң алдида, сиясий панаһлиқ үчүн голландийигә кәлгән бир уйғур қизи хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч кәлгән. У уйғур қиз өз әһвалини мәлум қилғанда тоғра мәлумат берәлмигини үчүн голландийә көчмәнләр идариси қизни хитайға қайтурушни қарар қилған. У, 12 - ноябир күни саәт бирдә хоңкоңға қайтурулмақчи болған.
2010-01-20
Вашингтон почтиси гезити қатарлиқ мәтбуатларда, америка ташқи ишлар министири һиларий келинтон ханимниң, тәрәққиятниң америка ташқи сияситидики роли тоғрисидики нутқи елан қилинған болуп, клинтон ханим "аяллар һәмдә балиларға ярдәм бериш муһим йеңи истратегийә, чүнки улар җәмийәт, иқтисад шуниңдәк сиясәтни илгири сүрүштә һалқилиқ күч " дәп оттуриға қойған.
2010-01-20
Дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сейит түмтүрк 2010 - йили 1 - айниң 16 - күнидин 18 - күнигичә истанбулни зиярәт қилип, бир йүрүш хизмәт паалийәтлири елип барди.
2010-01-20
Йеқинда алмутадики қуддус ғоҗамяруф намидики уйғур тиятирида атақлиқ әдиб, мәрһум турсун қаһарийниң "өчмәс юлтузлар" намлиқ әсириниң нәшр қилинғанлиқи мунасивити билән паалийәт өткүзүлгән.