Архип
2010-10-18
Хитайниң бәш шәһиридә японийигә қарши намайиш йүз бәрди. японийидиму токйода хитайға қарши намайиш йүз бәрди. японийә уйғур җәмийитиниң башлиқи илһам мәхмут японийидә йүз бәргән хитайға қарши намайишниң әһвалини баян қилди.
2010-10-18
10 - Айниң 8 - күни хитай баш министири вен җябав түркийини зиярәт қилғандин кейин, узун өтмәй 10 - айниң 17 - күни "түркийидә хитайни чүшиниш" паалийити рәсмий башланди.
2010-10-18
Америка һөкүмити вә дөләт мәҗлисиниң хитай ишлири комитети өткән һәптә елан қилған йиллиқ доклатида уйғур мәсилисигә кәң йәр берилгән.
2010-10-18
Канада һөкүмити вә канада мәтбуатлири бу йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиға еришкән лю шавбониң тәқдиригә алаһидә көңүл бөлмәктә. Канада җамаити болса бу һәптә ахири торонтода зиярәттә болидиған, нобел тинчлиқ мукапатиға еришкән йәнә бир зат - далай ламаға охшаш лю шавбониңму йеқинқи бир заман ичидә канадада зиярәттә болушини арзу қилмақта.
2010-10-18
Йәкшәнбә күни, җәнуби корийидә саяһәт қиливатқан 50 кә йениқ хитай саяһәтчи, саяһәт өмикидин оғрилиқчә айрилип, қечип кәткән. Хәвәрләрдә мәзкур хитай саяһәтчиләрниң җәнубий корийидә қанунсиз туруп қелиш үчүн шундақ қилғанлиқи илгири сүрүлмәктә.
2010-10-18
Японийә баш министири дүшәнбә күни, хитайда японийигә қарши елип берилған намайишлардин интайин әпсуслинидиғанлиқини билдүргән.
2010-10-18
Америка даирилири хитайни иранниң ядро вә башқурулидиған бомба технологийиси тәрәққиятиға ярдәм бәрмәсликкә чақирди. "Вашингтон почтиси" гезитидә бу һәқтә берилгән хәвәрдә көрситишичә, обама һөкүмити бир қисим хитай ширкәтлириниң иранға қоюлған ембарго низамлириға хилап һалда, иранға мутәхәссислирини әвәтип, иранниң ядро қурулушиға ярдәм бериватқанлиқини илгири сүргән.
2010-10-18
Үрүмчидики бир сот 11 - ноябир сот ечип, "айропилан партлайду" дәп, ялған хәвәр тарқитип, сарасимә пәйда қилған ма фамилилик җавабкарни бир йерим йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилған.
2010-10-18
18 - Өктәбир америка дөләт мәҗлисиниң хитай ишлар иҗраийә комитети бу йиллиқ кишилик һоқуқ доклатиниң елан қилиниш мунасивити билән хитайдики кишилик һоқуқ тәрәққияти һәққидә юмилақ үстәл йиғини чақирип, уйғур ели вәзийитигә алаһидә қарап чиқидиғанлиқини елан қилди.
2010-10-17
15 - Өктәбир күни замбийиниң синазоңвә дегән җайидики хитай ширкити ачқан бир көмүр кандики замбийилик кан ишчилири наразилиқ намайиши өткүзгәндә, канни башқуруватқан икки нәпәр хитай директорниң намайиш қилған ишчиларға қаритип оқ чиқирип, 11 адәмни яриландуруш вәқәси йүз бәргән иди.
2010-10-17
16 - Өктәбир күни ғулҗа шәһиридә хитайниң саһибханилиқи билән "шинҗаң ғулҗа - оттура асия хәлқаралиқ експорт вә импорт таварлири йәрмәнкиси" башланған болуп, ечилиш мурасимиға хитай сиясий кеңишиниң муавин рәиси, уйғур аптоном райониниң хитай миллитидин болған бир нәпәр муавин рәиси шуниңдәк русийә думасиниң вәкили һәмдә таҗикистанниң хитайдики консули қатарлиқ бир қисим әмәлдарлар иштирак қилған.
2010-10-17
Хитайда японға қарши намайишлар давамлашмақта. Шәнбә күни хитайниң чеңду, шиән, хаңҗу, җеңҗу қатарлиқ шәһәрлиридә японийигә қарши кәң көләмлик наразилиқ намайишлири елип берилған иди.
2010-10-17
Русийә мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, русийә президенти дмитрий медведев оттура асия райониға қаратқан паалийәтлириниң муһим нуқтиси сүпитидә 22 - өктәбир күни түркмәнистанни зиярәт қилип, түркмәнистан президенти қурбангул бәрдимуһәммәдоф билән каспи деңизи бойи вә оттура асияниң сиясий һәм енергийә истратегийиси мәсилилири бойичә пикир алмаштуридикән.
2010-10-17
"Хоңкоңлуқларниң вәтәнпәрвәрлик вә демократик һәрикәтни қоллаш бирләшмиси" дәп аталған бир тәшкилат йәкшәнбә күни хоңкоңда нобел тинчлиқ мукапатиниң еришкүчиси лю шавбони қоллап, бейҗиң даирилириниң уни қоюветишини қолға кәлтүрүшни мәқсәт қилидиған аммиви намайиш өткүзди.
2010-10-16
Америка даирилири җәнубий калифорнийидә икки нәпәр хитайни хитайға чәкләнгән електронлуқ мәһсулатни қанунсиз експорт қилиш җинайити билән әйибләп қолға алған.