Архип
2010-10-28
Нөвәттә, уйғур елиниң җамаәт хәвпсизлик вә яки қанунға даир тор бәтлиридә бериливатқан хәвәрләрдин, хитай һөкүмитиниң үрүмчи вә башқа җайлардики барлиқ сақчи вә әдлийә системисини һәрикәткә кәлтүрүп, кәң көләмлик мәркәзләштүрүп түзәшкә атланғанлиқи мәлум болмақта.
2010-10-28
Түркийә ташқи ишлар министири әһмәт давудоғлу пәйшәнбә күни қәшқәрдә зиярәттә болди. У қәшқәрдики зиярити давамида түркийиниң уйғур қериндашлириға игә чиқидиғанлиқини ейтқан.
2010-10-28
Үрүмчи җамаәт хәвпсизлик идариси чәтәлгә чиқишни башқуруш башқармиси бундин кейин чәтәлгә чиқмақчи болған үрүмчи шәһәр аһалилириниң паспорт ишләш рәсмийәтлирини асанлаштуридиғанлиқини елан қилди.
2010-10-28
Хитай даирилири ғулҗида төтни ениқлаш, төтни игиләш хизмитини техиму чиң тутуп елип баридикән. Ғулҗа аманлиқ торидин ашкарилинишичә, бундин кейин ғулҗа шәһиридин һәрқайси йеза - кәнтләргичә "төтни ениқлаш, төтни игиләш" хизмити техиму кәң қанат яйдурулуп, техиму инчикиләп тәкшүрүш, муқимлаштуруш елип берилидикән.
2010-10-28
Йоқап кәткән хитай өктичи гавҗишиңниң америкида яшайдиған 17 яшлиқ қизи грәйес җең америка президенти обамадин ярдәм сорап, дадисиниң әһвалини сүрүштүрүшни тәләп қилди.
2010-10-28
Бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики бир дипломат хитайда ясалған қоралларниң дарфурдики етник қирғинчилиқта ишлитилгәнликигә даир йеңи йип учлириға еришкәнлигини билдүрди.
2010-10-27
Хитай баш министири вен җябав техи йеқиндила түркийини зиярәт қилип узун өтмәй, бу қетим түркийә өзиниң юқири дәриҗилик икки әмәлдарини арқа - ақридин хитай вә уйғур аптоном райони қатарлиқ җайларда зиярәт елип беришқа йоллиди.
2010-10-27
Радиомиз үрүмчидин игилигән әң йеңи учурлардин мәлум болушичә, тибәт оқуғучилириниң намайиши башланғандин буян, уйғур аптоном районида намайиш хәвәрлири қамал қилинған.
2010-10-27
Ана тилниң тәһдиткә учраш әһвали уйғур елида тибәт районлиридинму еғир икәнлики мәлум; шуңа тибәт оқуғучилири арисида давам қиливатқан ана тилни қоғдаш һәрикити уйғур зиялийлириниң диққәт нуқтиси вә мулаһизә темиси болуп кәлмәктә.
2010-10-27
Америка ташқи ишлар министири һиларий клинтон ханим, тинчлиқ вә бихәтәрлик мәсилисидә аяллар ролиниң наһайити муһим икәнликини билдүрүп, америкиниң мәзкүр мәсилини илгири сүрүш үчүн, һәр тәрәптин болупму иқтисадий җәһәттин күч сәрп қилидиғанлиқини тәкитлиди.
2010-10-27
Йеқинда астана шәһириниң тинчлиқ вә разимәнлик сарийида қазақистан хәлқи ассамблейисиниң "ишәнч, әнәнә, ашкарилиқ, төзүмлүк" мавзусидики нөвәттики 16 - омумий йиғини болуп өтти.
2010-10-27
Америка мудапиә министирлики җүмә күни, америка вә җәнубий корийә даирилири шәрқий деңизда елип баридиған бирләшмә һәрбий маневирниң хитайға қаритилмиғанлиқини билдүрди.
2010-10-27
Үрүмчи сақчи даирлири йеқинда, үрүмчидә аммиви қатнаш аманлиқини сақлаш җамаәт хәвпсизлики шөбә идарисидики хадимлар асасида мәхсус пуқрачә кийингән разветка қошуни қурудиғанлиқини елан қилди.
2010-10-27
Ройтрс агентлиқиниң бүгүн бейҗиңдин баян қилишичә, хитайға експорт қилиш чәкләнгән сәзгүр техника мәһсулатлирини сетивелип хитайға әвәтип бериш үчүн һәрикәт қиливатқан икки хитай венгирийидә қолға елинған.
2010-10-27
Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, америка мәркизи банкиси бүгүн, америка доллириниң тарқилишини кеңәйткәнликини вә америка заюмини қайтуруп сетивалидиғанлиқини ашкарилиған иди, бу учурға әгишип хәлқарада, америка доллириниң обороттики қиммитидә чоң давалғуш пәйда болди.