Архип
2010-10-27
Б б с ниң баян қилишичә, хитай һәрбий даирилири бүгүнки баянатида, хитайниң қуруқлуқ вә һава қисимлириниң тунҗи қетимлиқ бирләшмә етиш мәшиқини тебәт егизликидә елип баридиғанлиқини җакарлиди.
2010-10-27
Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, өркәш дөләт 11 - айниң 12 - күнидин 14 күнигичә японийиниң хирошима шәһиридә өткүзүлидиған нобил саһиблириниң алий дәриҗилик учришишида, лю шавбоға вакалитән сөз қилиду.
2010-10-27
Хитайниң 'тәңритағ тор бети'дә ашкарилинишичә, түнүгүн үрүмчидә ечилған 'хитайниң адәм байлиқи вә иҗтимаий суғурта җәһәттин шинҗаңға ярдәм бериш йиғини'да, аптоном районниң адәм байлиқи вә иҗтимаий суғурта назарити билән биңтуәнниң адәм байлиқи вә иҗтимаий суғурта идариси шинҗаңға ярдәм беридиған өлкиләр билән келишим имзалиған.
2010-10-26
Хитайниң шинхуа агентлиқи түнүгүн, шималий корийиму, хитайму 'америкиға қарши туруп, корийигә ярдәм бериш уруши'ниң 60 йиллиқини дағдуғилиқ хатирилигәнликини хәвәр қилди. Һазир тәйвәндә туруватқан мустәқил тәтқиқатчи, хитай коммунист партийисиниң тарихини тәтқиқ қилидиған мутәхәссис лин бавхуа әпәнди бу һәқтә мулаһизә елан қилди.
2010-10-26
Өткән һәптә башланған тибәт оқуғучилириниң тибәт маарипини хитайлаштурушқа қарши намайиши, хитайда ана тил маарипи хитайлаштуруш хәвпигә учраватқан уйғурларниң қоллиши һәм һесдашлиқиға еришипла қалмастин, йәнә бир қисим хитай демократлириниңму қоллиши һәм һесдашлиқиға еришти.
2010-10-26
Қоллирида һечқандақ қануний рәсмийити болмиған 12 милйонға йеқин көчмәнниң тәқдирини бир тәрәп қилиш, америкиниң нөвәттики әң муһим хизмәтләрниң бири һесаблиниду. Бу һәқтә президент обама, америкида көчмәнләр ислаһатиниң һәм мүрәккәп, һәм җиддий йосунда һәл қилишқа тегишлик муһим хизмәт икәнликини вә буниңға зор иқтисад аҗритиш керәкликини билдүргән.
2010-10-26
1944 - Йили ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийити 49 - йили ишғалийәткә учрап, миллий һөкүмәт вә миллий армийә күчлириниң тарқитиветилгәнликигә 60 йилдин ешип қалған болсиму, лекин бу җумһурийәт шу дәврдә вәзипә атқуруп, һазирғичә яшаватқан уйғурларниң хатирисидин өчүп кәткини йоқ.
2010-10-26
10 - Айниң 22 - күни германийиниң мюнхен шәһиридә башланған дуня уйғур яшлириниң хәлқаралиқ достлуқ, һәмкарлиқ, қериндашлиқ учришиши 10 - айниң 24 - күни ахирлашти. Ахирлишиш мурасими мюнхен шәһридики "бир дуня өйи" намлиқ хәлқара тәшкилатлар бирлики мәркизиниң мурасим залида елип берилди.
2010-10-26
Дуняға даңлиқ музикант музат туғулған шәһәрдики даңлиқ мозартеум музика мәктипидә магистирлиқ оқуватқан талантлиқ уйғур музикант гүлдияр танридағли өткән һәптә түркийидә консерт қойди.
2010-10-26
Мәккә, мина, әрәфат вә муздәлифә қатарлиқ җайлардики төмүр йолда ишләватқан хитай ишчилириниң җинайәтлири вә рәзилликлири арқа - арқидин оттуриға чиқмақта.
2010-10-26
Йеқинда хәлқара кәчүрүм тәшкилати, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, әркинлик сарийи, кишилик һоқуқ биринчи, хәлқара тибәт һәрикити, уйғур америка бирләшмиси қатарлиқ 9 орган бирликтә америка ташқи ишлар министири һилларий клинтон ханимға мәктуп йоллап, америкиниң хитайға қаратқан ташқи сияситидә кишилик һоқуқниң әһмийитини тәкитлиди.
2010-10-26
Хитай хәлқ гезитиниң хәвәр қилишичә, хитай мәркизи һөкүмитиниң сиясий қанун ишлири мәсули җу йүнкаң дүшәнбә күни японға қарши намайишлар һәққидә тәлимат берип, намайишларниң дөләтниң сиясий вә иҗтимаий муқимлиқиға тәсир көрсәтмәйдиған дәриҗидә елип берилиши керәкликини уқтурған.
2010-10-26
Шинҗаң тинчлиқ ториниң хәвәр қилишичә, үрүмчи шәһәрлик сақчи идариси мушу айниң 20 - күни үрүмчидики бир қисим сақчиханиларда тәкшүрүш елип берип, җинайәт гумандарлириниң ғәйрий нормал өлүп кетиш вәқәси һәққидә мәлумат игилигән вә сақчиларға бу һәқтә бир қатар тәлиматлар берилгән. Тәкшүрүш, шәһәрлик сақчиниң 5 кишидин тәшкилләнгән интизам тәкшүрүш гурупписи тәрипидин елип берилған.
2010-10-26
Хитайдики әма өктичи затлардин чен гуаңчең, шәндуң өлкисидә 7000дин артуқ аял үстидин пиланлиқ туғут оператсийиси елип берилғанлиқиға қарши паалийәт елип барғанлиқи үчүн 2006 - йили қолға елинип кесиветилгән вә алдинқи айда түрмидин қоюп берилгән болсиму, йәнила аилисидә нәзәрбәнд астида тутулуватқан иди.
2010-10-26
Хоңкоңдики кишилик һоқуқ демократийә мәркизиниң ашкарилишичә, лю шавбониң қериндашлиридин лю шавгуаң вә лю шавшүән әгәр акиси вә йәңгисиниң мәзкур мукапатни елиш үчүн норвегийигә беришиға йол қоюлмай қалса, өзлириниң мәзкур мукапатни елиш үчүн мурасимға қатнишишни халайдиғанлиқини билдүргән. Мурасим 12 - айниң 10 - күни норвегийә пайтәхти ослода өткүзилиду.