Архип
2010-10-26
Ирақ алий соти түнүгүн ирақниң садам һүсәйин дәвридики сабиқ ташқи ишлар министири тариқ әзизни өлүмгә һөкүм қилған. Тариқ әзиз бу йил 74 яш болуп, у вәзипә өтәватқан дәврләрдә садам һүсәйинниң иҗраатлириниң асаслиқ мәслиһәтчилиридин бири болған.
2010-10-25
Радиомиз игилигән әң йеңи учурлардин мәлум болушичә, өткән һәптә башланған тибәт оқуғучилириниң намайиши айрим җайларда давамлишиватмақта икән. Бу хил әһвал һөкүмәт даирилирини әндишигә салған болуп, нөвәттә тибәт һәм уйғур елидики вәзийәт җиддийләшкән.
2010-10-25
Японийә - америка иттипақдашлиқиниң соғуқ мунасивәтләр дәвридики нишани сабиқ совет иттипақиниң тәһдитидин мудапиә көрүшкә қаритилған иди. Лекин йеқинқи йиллардин буян хитайниң баш көтүрүши, болупму деңиздики иғвагәрчилик һәрикәтлириниң күчийишигә әгишип, бу икки дөләт бихәтәрлик җәһәттики һәмкарлиқни күчәйтишкә башлиған.
2010-10-25
Һиндистан билән японийә оттурисида һазир иқтисадий шериклик орнитиш һәққидә сөһбәт болуватиду. Бүгүнки сөһбәттә, хәлқ ичидә қоллинилидиған ядро електир истансиси җәһәттә шериклик орнитиш пиланиму оттуриға қоюлди.
2010-10-25
Д у қ ниң қоллиши, д у қ яшлар комитетиниң тәшкиллиши вә яврупа шәрқий түркистан бирлики тәшкилати һәм германийә уйғур аяллири комитетиниң йеқиндин һәмкарлишиши асасида, дуня уйғур яшлириниң хәлқаралиқ достлуқ, һәмкарлиқ, қериндашлиқ учришиши 2010 - йили 10 - айниң 22 - күни германийиниң мюнхен шәһиридә дағдуғилиқ өткүзүлди.
2010-10-25
Һәр йили 24 - өктәбирдә норвегийиниң һәр қайси җайлиридики кишиләр б д т күни мунасивити билән инсан һәқлири,кишилик һоқуқ вә әркинлик темисида түрлүк шәкилләрдә паалийәтләрни өткүзүп бу күнни хатириләйду.
2010-10-25
Дуня түрк мунбири йиғини 2010 - йили 10 - айниң 21 - 22 - күнлири истанбулда қизғин кәйпият ичидә өткүзүлди. Йиғинға дуняниң 60 кә йеқин дөләттин дөләт министирлар, парламент әзалири, алимлар, тәтқиқатчилар, истратегийә мутәхәссислири, аммиви тәшкилат мәсуллири, дипломатлар вә ахбаратчилар болуп көп санда билим адәмлири қатнашти.
2010-10-25
Нобил тинчлиқ мукапатиға еришкән тибәтниң сүргүндики роһаний даһиси далай лама 10 - айниң 22 - күнидин 25 - күнигичә канаданиң торонто шәһиридә зиярәттә болди.
2010-10-25
Йеңисар наһийисидики әрздар һеким сийит, әслидә бир хәлқ қошақчиси вә сазәндә болуп, өткән йили һөкүмәт орунлириға әрзнамә йезиш билән бирликтә, "йеңисарда деһқан болмақ тәс" намлиқ шеир йезип, җәмийәткә тарқатқан болуп, у шеирида хитайниң деһқанларға қаратқан сиясәт вә иҗраатлирини тәнқид қилған.
2010-10-25
Қәшқәр тәвәсидә 2009 - йилидики "5 - июл вәқәсигә четишлиқи бар" дәп қаралған һәр қандақ адәмниң сиртқа чиқиши чәкләнгән. Хоңкоңдин чиқидиған "сумруғ" қанилиниң тор бетидә берилгән хәвәрдә көрситишичә, бу хилдики сиясәт қәшқәр шәһири қоған йезисида кәскин йолға қоюлған.
2010-10-25
Америка президенти обама келәр айда һиндистанда зиярәттә болуп, район вә дөләт мудапиә мунасивәтлири үстидә сөһбәт елип баридикән.
2010-10-25
Хитай сақчи даирилири үрүмчидә пуқрачә кийингән сақчилар қошуни қуруп, бу йил 18 - өктәбирдин башлап кочида чарлашқа орунлаштурулған. Бу хитай һөкүмитиниң "5 - июл вәқәси" дин кейин алған әң йеңи бихәтәрлик тәдбирлириниң бири дәп қаралмақта.
2010-10-25
24 - Өктәбир йәкшәнбә күни хитайниң икки белиқчи кемиси японийә - хитай арисида талаш - тартиш қилиниватқан аралға йеқинлашқан болуп, нәтиҗидә, японийә даирилири хитай һөкүмитигә бу һәқтә етираз билдүргән.
2010-10-25
Канадада зиярәттә болған тибәт роһаний даһийси далай лама йәкшәнбә күни, миңлиған, милйонлиған хитай яшлириниң тибәт буддизминиң әхлақи низамлириға моһтаҗ икәнликини илгири сүргән.
2010-10-24
Түркийә ташқи ишлар министири давут оғлу келәр һәптидә хитай ташқи ишлар министири яң җечиниң рәсмий тәклипи бойичә хитайни зиярәт қилип, икки дөләт мунасивәтлири һәққидә пикир алмаштуриду.