Архип
2010-10-22
Бу һәптиниң башлири чиңхәйниң хуаңнән тибәт аптоном областида "қош тиллиқ маарип"қа қарши кәң көләмлик намайиш партлиғандин кейин, хитай даирилири уйғур аптоном районида бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтип, үрүмчи, или, қәшқәр вә хотән қатарлиқ җайлардики алий мәктәп, техником вә оттура мәктәпләрниң оқуғучи - оқутқучилирини тәқип қилишни җиддийләштүргән.
2010-10-22
Мәркизи әнглийиниң лондон шәһиридики бир тибәт кишилик һоқуқ тәшкилатиниң елан қилишичә, йеқинда чиңхәйниң ребкоң наһийисидә партлиған тибәт тилини қоғдап, оқутуш ишлирини хитайчидин ибарәт бирла тилда елип беришқа қарши туруш намайиши әтраптики наһийиләргә кеңәйгән.
2010-10-22
Америка әдлийә министири әрик холдер хитай зияритини ахирлаштурғандин кейин пәйшәнбә күни мухбирларға сөһбәт елан қилип, америка билән хитайниң бу йиллиқ нобил тинчлиқ мукапатиға еришкән лю шавбо мәсилисидә "негизлик ихтилапи" барлиқини билдүрди. Лекин холдер аридики ихтилап икки дөләтниң башқа саһәләрдики һәмкарлиқиға тосалғу болмаслиқини үмид қилди.
2010-10-22
Нобил тинчлиқ мукапатиға еришкән сабиқ чех президенти васлав хавел билән җәнубий африқилиқ бишоп десмонд туту "вашингтон почтиси гезити"ниң җүмә күнки санида мақалә елан қилип, хитай һөкүмитидин бу йиллиқ нобил тинчлиқ мукапатиға еришкән лю шавбони қоюп беришни тәләп қилди.
2010-10-22
Хитай һөкүмитиниң баҗ вә селиқлириниң көплүки вә түгимәйватқанлиқиға нарази болған маралбеши наһийисидики бир қисим деһқанлар алдинқи һәптә қәшқәр вилайәтлик вали мәһкимисигә берип, мәһкимә қорусида топлишип олтурувелиш шәклидә наразилиқ билдүргән.
2010-10-21
2009 - Йилидики '5 - ийол үрүмчи вәқәси'дин кейин, уйғурлар өзлириниң сәмимий 'тәклип вә тәвисийәләр'ини хитай һөкүмитигә уйғурчә йезип йоллиған. 'Тәклип вә тәвисийәләр' дәп аталған бу уйғурчә һөҗҗәтниң копи нусхилири җәмийәткә кәң даиридә тарқилип кәткән.
2010-10-21
Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим италийә вә франсийидә елип баридиған 5 күнлүк зияритидә, уйғурларниң нөвәттә дуч келиватқан сиясий әһвали, болупму йоқ болуп кетиш хәвипи астидики миллий мәдәнийити тоғрисида, мәзкүр дөләтләрдики хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин уюштурулған йиғин вә паалийәтләрдә мәхсус доклат бериду.
2010-10-21
Чиңхәйдики тибәт оқуғучилириниң 10 - айниң 19 -20 - күнлири, районда йолға қоюлмақчи болған хитай тили маарипини қобул қилишни рәт қилип, елип барған намайиши, өлкилик һөкүмәт даирилирини әндишигә салған.
2010-10-21
Түркийидә "хитайни чүшиниш" намлиқ паалийәт давам қиливатқан күнләрдә түрк мәтбуатлирида арқа - арқидин шәрқий түркистан мәсилиси һәққидә һөҗҗәтлик филимләр көрситилмәктә, түркийә һөкүмити рәһбәрлири хитай һәққидә баянат елан қилмақта.
2010-10-21
Уйғур елида әрздарлар мәсилисигә қарита чәклимиләр сан һәм түр җәһәттин барғансири көпәймәктә. Мәлум болушичә, бу чәклимиләр ялғуз әрздарларниң бивастә өзигила әмәс, уларниң һәрикәт елип бериш даирисигә бағлинишлиқ бәзи саһәләргиму кеңәймәктә.
2010-10-21
Шиветсиидә шивет тилида нәшр қилинған уйғурларға даир китабларниң ичидә материял мәнбәси кәң, илими қиммити юқири, тарихи пакитлар риаллиққа уйғун йезилған китаб, "оттура асиядики инқилаб вә вәзипә" дегән китабтур .
2010-10-21
Мәлумки, мушу йилниң бешида қазақистан президенти нурсултан назарбаеф қазақистанниң явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң рәисилик вәзиписини зиммисигә алғандин кейин, явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати даимий комитети мәҗлисидә қазақистанниң 2010 - йилидики мәзкур тәшкилатниң рәисликини ада қилиш җәрянида қилидиған бир қатар вәзипилири һәмдә программилири һәққидә мәлумат бәргән иди.
2010-10-21
Бир йилдин көпрәк вақиттин бери хитай ишчилири мәккә, әрәфат, мина қатарлиқ һәҗ паалийити елип берилидиған җайларда қурулуватқан төмүр йолға ишләп кәлмәктә. Сәуди әрәбистан хәлқиниң вә дөләтниң мусулманларға болған һесдашлиқи вә йеңидин мусулман болғанларға қилидиған һөрмити, улар үчүн муһим болғини маддий ярдими бәзи хитай ишчилирини қизиқтурған болуши еһтимал.
2010-10-21
Мәркизи парижда турушлуқ чегрисиз мухбирлар тәшкилати сәйшәнбә күни һәрқайси дөләтләрниң ахбарат әркинлики вәзийитигә даир йиллиқ доклатини елан қилди.
2010-10-21
Хитай даирилири бүгүн америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитетиниң йиллиқ доклатиға наразилиқ билдүрди.