Архип
2010-11-30
Оқуғучиларниң дәссилип ярилиниш вәқәсидин кейин, хитай даирилири вәқәгә даир учурларни барлиқ амал билән контрол қилип вә вәқәни кичиклитип көрситип, мәзкур вәқәниң ғулғула қозғишиниң алдини алмақта
2010-11-30
Илһам тохти әпәнди қатарлиқлар тәрипидин тәйярланған "ана тил қайғуси вә қош тиллиқ маарипқа тәләп" намлиқ тәләпнаминиң кейинки қисмида уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт даирилириниң һазир районда йүргүзүватқан маарип сиясити, тил-йезиқ сиясити вә миллий сияситигә қарита 6 түрлүк чақириқ һәм 12 маддилиқ конкрет тәләп оттуриға қоюлған
2010-11-30
Уйғур аптонум районлуқ шинҗаң телевизийә истансисиниң риясәтчиси, қурбан һейт мунасивити билән һазирлиған " қурбан һейт сәнәт кечилики" дә партийә сияситини тәрипләйду.
2010-11-30
Йеқинда хитай компартийиси мәркизи комитет сиясәт тәтқиқат мәркизиниң бир һәйәт өмики түркийидә зиярәт елип беришкә башлиған болуп, түркийә парламенти муавин башлиқи садиқ яқут билән өткүзүлгән сөһбәттә уйғур мәсилиси оттуриға қоюлған. Хитай тәрәп уйғурларниң хитай-түркийә мунасвәтлиридики "көврүклук роли " ни қобул қилидиғанлиқини билдүргән.
2010-11-30
Түркийидики кишилик һоқуқ тәшкилатлиридин "мәзлумлар җәмийити" йеқинда доклат елан қилип, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан сияситини тәнқид қилған. Уйғур елиниң асиядики кишилик һоқуқ әң еғир дәриҗидә дәпсәндичиликкә учураватқан район икәнликини илгири сүргән иди. "Мәзлумлар җәмийити" ниң доклатида йәнә түркийә һөкүмити вә хәлқара җамаәтчиликни уйғурлар дуч келиватқан кишилик һоқуқ мәсилилириг әкөңүл бөлүшкә чақирған.
2010-11-30
Мутәхәссисләр вә кишилик һоқуқ паалийәтчилири, хитай һөкүмитиниң канадаға сиңип киришни җиддийләштүрүп, канаданиң дөләт бихәтәрлики вә демократик түзүмигә тәһдит селиватқанлиқини оттуриға қойди.
2010-11-30
Қирғизистан пайтәхти бишкәктә партилаш вәқәси йүз берип, икки нәпәр сақчи йеник һалда яриланған
2010-11-30
Америка ташқи ишлар министири һилларй клинтон ханимниң оттура асийфа зиярити бүгүн рәсмий башланди.
2010-11-30
Әйдиз кесили гриптари хитайниң дөләтлик әмгәк идариси вә сәһийә министирлики қатарлиқ орунларға мураҗәтнамә йоллап, хитайда ишчи-хизмәтчи қобул қилишта саламәтлик өлчимини бикар қилишни тәләп қилған
2010-11-30
Ақсу шәһириниң 5 - башланғуч мәктипидә патипарақчилиқ сәвәбидин ярилиниш вәқәси йүз берип, 41 нәпәр оқуғучи яриланфан
2010-11-30
Язғучи вә тәтқиқатчи абдуреһим абләтхан өзиниң надир мақалилири вә бир қисим әдәбий хатирилири билән уйғур елида вә муһаҗирәттики уйғурлар арисида тонулған қәләмкәшләрдин беридур.
2010-11-29
Шветсийини база қилған "викиликс" намлиқ тор бетиниң 250 миң бәтлик америка дөләт ишлар министирлиқи мәхпий һөҗҗитини елан қилиши дуняда зор ғулғула қозғиди. Мәзкур мәхпий һөҗҗәтләрниң ичидә уйғур вәзийити вә гүәнтанамодики уйғурлар вә шундақла хитайниң қирғизистандики америка һәрбий базисини тақитиветиш үчүн елип барған һәрикитигә даир мәзмунлар бар.
2010-11-29
Словакийә пайтәхти братислава шәһридә уйғурлар мәсилисини мәркәз қилған һалда инсан һәқлири темисида сөһбәт өткүзүлгән
2010-11-29
Алим коммунар талипофниң хатирисигә беғишланған "улуғ йипәк йолидики шәрқ билән ғәрбниң узара бағлиниши" мавзусида хәлқ ара илмий муһакимә йиғини өткүзди.
2010-11-29
29Ноябир дүшәнбә күни, бир қисим җәнубий корийиликләр сеулдики хитай әлчиханиси алди вә шәһәр мәркизидә намайиш өткүзүп, хитайниң шималий корийә мәсилисидә җим туруватқанлиқини әйиблиди